3
Җамаәтниң йетәкчилири
«Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду» дегән бу сөз һәқтур. Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши,   шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи, әз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк. Чүнки бириси өз аилисини башқурушни билмисә, у Худаниң җамаитидин қандақму хәвәр алалисун? Йетәкчи йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду. У җамаәтниң сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду.
 
Җамаәтниң хизмәткарлири
Худди йетәкчиләргә охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған, һарақ-шарапқа берилмәйдиған, нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши,   пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим.    10 Бундақ адәмләрниму алди билән синап көрүп, әйип тәрәплири болмиса, андин хизмәт вәзиписигә қоюшқа болиду. 11 Шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, питнә-пасат қилмайдиған, салмақ вә һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим. 12 Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун. 13 Хизмәткарниң вәзиписини убдан орунғанлар өзи үчүн яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду.  
 
Мәсиһ болған сир
14 Мән гәрчә пат арида йениңға йетип беришни арзу қилсамму, йәнила бу хәтни яздим; 15 Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән. Бу аилә болса тирик Худаниң җамаити, һәқиқәтниң түврүги вә тәглигидур. 16 Һәммәйлән етирап қилмай туралмайдуки, ихласмәнликниң сири бүйүктур: —
 
«Өзи инсан тенидә аян болди,
Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди,
Пәриштиләргә у көрүнди,
Униң хәвири пүткүл әлләргә җакаланди,
Җаһанда Униңға иман кәлтүрүлди,
У шан-шәрәп ичидә әршкә көтирилди».
  
 
 
3:1 «Әгәр бириси җамаәткә йетәкчи болушқа интилсә, у гөзәл бир вәзипини арзу қилған болиду» — «йетәкчи»ләр тоғрилиқ «Филиппийилиқларға»дики «қошумчи сөз», «йетәкчиләр вә хизмәткарлар» дегән сөзлиримизни көрүң. «Ақсақал» вә «йетәкчи» әмәлийәттә бир гәптур. 3:2 «Әнди йетәкчи болса әйипсиз, бир хотунлуқ, салмақ, пәмлик, әдәплик, меһмандост, Худа тоғрисида тәлим берәләйдиған болуши... (керәк)» — «бир хотунлуқ», бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 3:2 2Тим. 2:24; Тит. 1:6. 3:3 «... шундақла һарақкәш вә зораван болмаслиғи, мулайим болуши, сәпра, нәпсанийәтчи болмаслиғи... (керәк)» — «нәпсанийәтчи» грек тилида «өзини булғайдиған нәпсанийәтчиликкә берилгән» дегән бир сөз билән ипадилиниду. Бу сөзгә қариғанда, пул вә мал-дунияни қоғлишиш инсанни һарам қилип булғайду. Бу тема тоғрисида йәнә «Луқа» 16:9-11 вә шу айәтләрдики изаһатларни вә «Луқа»дики «қошумчә сөз»имиздики 16-бап тоғрилиқ «наһәқ дунияға тәвә болған мал-дуния» дегән мәзмунни көрүң. 3:4 «өз аилисини яхши башқуралайдиған болуши, толиму салапәтлик билән пәрзәнтлирини ата-анисиға бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк» — «толиму салапәтлик билән... тәрбийиләләйдиған» дегәнлик ибарә терикмәй балилирини тәрбийиләйдиғанлигини билдүриду. Айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «пәрзәнтлирини өз ата-анисиға толуқ һөрмәт билән бойсунидиған қилип тәрбийиләләйдиған киши болуши керәк». 3:6 «Йетәкчи йеңи етиқатчилардин болмисун; ундақ болса, у тәкәббурлишип кетиши мүмкин, шуниңдәк Шәйтанниң әйивигә кирип, у учриған һөкүмгә чүшиду» — «Шәйтанниң әйивигә кириш» бәлким Шәйтанниң әслидики гунайи, йәни тәкәббурлишип кәткинини (шундақла Худаниң җазасиға учриғанлиғини вә кәлгүсидиму учрайдиғанлиғини) көрситиду. 3:7 «У җамаәтниң сиртидикиләр тәрипидинму убдан тәриплинидиған болуши керәк; шундақ болғанда, у башқиларниң қарилишиға учримайду, Шәйтанниң қилтиғиға чүшмәйду» — «Шәйтанниң қилтиғи» немини көрситиду? Йетәкчиләрдә әйиплинәрлик йери болса (һәтта йошурун болсиму), шундақла «сирттикиләр» уни әйипләйдиған болса у бәлким у өзини ақлаш үчүн яки ишлирини йошуруш үчүн ялған гәп қилиши мүмкин. Ундақта у дәрһал Шәйтанниң илкидә болиду. Җамаәттикиләр тәрипидинму убдан «тәриплиниши» керәк, әлвәттә. 3:8 «Худди (йетәкчиләргә) охшаш, җамаәтниң хизмәткарлириму салмақ, икки хил гәп қилмайдиған ... кишиләрдин болуши... (керәк)» — хизмәткарлар җамаәтниң йетәкчилириниң ярдәмчиси болуп, улар һәр хил әмәлий ишларға мәсъул кишиләрдур. Йәнә «Филиппийилиқларға»дики «қошумчә сөз»имиздики «йетәкчиләр вә хизмәткарлар» дегән мәзмунни көрүң. «нәпсанийәтчи болмиған кишиләрдин болуши ... (керәк)» — «нәпсанийәтчи» — 3-айәтни көрүң. 3:8 Рос. 6:3. 3:9 «пак виҗдани билән етиқатниң сирини чиң тутидиған болуши лазим» — «етиқаниң сири»: оқурмәнләрниң есидә барки, Инҗилдики «сирлар» болса Худа әслидә йошуруп кәлгән, Инҗил дәвридә Өз җамаитигә ашкарилиған чоңқур һәқиқәтләрни көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөзләр»ни көрүң. 3:9 1Тим. 1:19. 3:11 «шуниңдәк, бу хизмәткарларниң аяллириму тәмкин, ... һәр қандақ ишта ишәшлик болғанлардин болуши лазим» — «хизмәткарларниң аяллириму» яки «аял хизмәткарлириму...». «Рим.» 16:1ни көрүң. 3:12 «Хизмәткарлар бир хотунлуқ, өз пәрзәнтлири вә аилисини яхши башқуридиған кишиләрдин болсун» — «бир хотунлуқ» дегәнлик (яки «бир аялниңла ери») бәлким «өз аялиға садиқ» дегән мәнидә. Буниң тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 3:13 «яхши нам-атаққа сазавәр болиду вә Мәсиһ Әйсада болған етиқатта зор җүръәт-ишәшкә еришиду» — «Рос.» 6-8-бапта баян қилинған «хизмәткар» болған Истифан вә Филип буниңға икки убдан мисалдур. 3:13 Мат. 25:21. 3:15 «Мабада мән һаял болуп қалсам, хәттин Худаниң аилиси арисида өзүңни қандақ тутуш керәклигини билисән» — «Худаниң аилиси»: — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида вә грек тилида (уйғур тилиға охшаш) «өй» вә «аилә» бирла сөз билән ипадилиниду. Худаниң «өйи» униң аилиси, йәни униң «тирик ибадәтханиси», «тирик өйи»дур. «1Пет.» 2:4-8ниму көрүң. 3:16 «ихласмәнликниң сири бүйүктур» — «ихласмәнликниң сири»ниң үч мәнаси болуши мүмкин: — (1) Әйса Мәсиһниң өзидә ихласмәнликниң муҗәссәмләштүрүлүши, биз инсанларға «ихласмәнлик»ниң немә екәнлиги аян қиди; (2) «ихласмәнликни (инсанларға) елип келидиған сир» (3) «ихласмәнләргә (йәни Худаниң мөмин бәндилиригә) тапшурулған сир» — демәк, бизниң етиқатимиз. Бизниңчә Павлусниң көрсәткәнлири 1- вә 2-мәнидә. Шүбһисизки, бу сир дәл Әйса Мәсиһ Өзидур. «Өзи инсан тенидә аян болди» — бәзи қедимки көчүрмиләрдә «Худа инсан тенидә аян болди» дейилиду. «Өзи инсан тенидә аян болди, Роһ Униң һәққанийлиғини испатлиди...» — «Роһ» Муқәддәс Роһ, Худаниң Роһи. 3:16 Мар. 16:19; Луқа 9:51; Юһ. 1:14; Рос. 1:2; Әф. 3:5, 6.