2
Сағлам тәлимгә лайиқ яшаш
Лекин сән болсаң сағлам тәлимгә қандақ уйғун яшашни үгитишиң керәк. Яшанған әрләргә, һошияр, салмақ, тәмкин, етиқатта, меһир-муһәббәттә вә сәвир-тақәттә сағлам болушни тапилиғин. Шуниңдәк, яшанған аялларға жүрүш-турушта ихлас-муқәддәсликкә лайиқ болушни, чеқимчилиқ қилмаслиқни, һарақ-шарапқа берилмәйдиған болушни, гөзәл ишларни үгәткүчиләр болушни тапилиғин. 4-5 Буниң билән улар яш аялларға әрлиригә көйүнүш, балилириға көйүнүш, салмақ болуш, пак болуш, өй ишлирини пухта қилиш, меһриван болуш вә өз әрлиригә бойсунушни үгитәләйду. Шундақ болғанда Худаниң сөзи қариланмайду.
Шуниңдәк яш әрләрниму салмақ болушқа җекилигин. Өзүңму һәммә ишта гөзәл әмәллириң билән уларға үлгә болғин; тәлим бәргиниңдә пак-диянәтлик, еғир-бесиқ болуп, һеч ким қусур тапалмайдиған, сағлам сөзләрни йәткүзгин; буниң билән, қарши чиққучилар биз тоғрилиқ яман гәп қилидиған йәрни тапалмай хиҗил болиду.
Қулларға өз ғоҗайинлирини һәммә ишта қанаәтләндүрүп уларға бойсунушни үгәткин. Улар гәп яндурмай, 10 оғрилиқ қилмай, өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун. Улар буниң билән Қутқузғучимиз Худаниң тәлиматиға һәр җәһәттин зиннәт болиду.
11 Чүнки Худаниң ниҗатни барлиқ инсанларға елип келидиған меһри-шәпқити аян болди; 12 у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшимиз билән, 13 улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду.    14 У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни өзи үчүн пак қилип, Өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди.   
15 Барлиқ һоқуқуңни ишлитип бу ишларни җакалап ейтқин, несиһәт берип җекилигин вә агаһландурғин. Һеч ким сени кәмситмисун.
 
 
2:3 1Тим. 2:9; 5:13; 1Пет. 3:3. 2:4-5 Яр. 3:16; 1Кор. 14:34; Әф. 5:22; Кол. 3:18; 1Пет. 3:1. 2:7 1Тим. 4:12; 1Пет. 5:3. 2:8 1Пет. 2:12,15; 3:16. 2:9 Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1, 2; 1Пет. 2:18. 2:10 «... өзлириниң һәр җәһәттә ишәшлик екәнлигини көрсәтсун» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... улар етиқатниң һәр җәһәттә яхшилиғини көрситип бәрсун». 2:12 Әф. 1:4. Кол. 1:22; 2Тим. 1:9; 1Юһа. 2:16. 2:13 «улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәрәп билән келидиғанлиғиға болған мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини интизарлиқ билән күтүшни үгитиду» — толуқ 12-13-айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...у бизгә ихлассизлиқ вә бу дунияниң арзу-һәвәслирини рәт қилип, һазирқи заманда салмақ, һәққаний, ихласмән һаятни өткүзүшни үгитиду; шуниң билән биз буниң билән мубарәк үмүтүмизниң әмәлгә ешишини, йәни улуқ Худа, ниҗаткаримиз Әйса Мәсиһниң шан-шәривиниң аян қилинишини тәлпүнүп күтимиз». 2:13 1Кор. 1:7; Фил. 3:20. 2:14 «У бәдәл төләп бизни һәммә итаәтсизликләрдин азат қилиш һәмдә бизни Өзи үчүн пак қилип, өзигә мәнсуп болған, яхши әмәлләргә қизғин интилидиған хәлиқ қилишқа биз үчүн қурбан болди» — Тәврат, «Зәб.» 129:8, «Әз.» 37:23, «Қан.» 14:2ни көрүң. 2:14 Гал. 1:4; 2:20; Әф. 2:10; 5:2; Ибр. 9:14. 2:15 1Тим. 4:12.