5
Рубәнниң әвлатлири
1 Исраилниң тунҗа оғли Рубәнниң оғуллири мунулар: —
(Рубән гәрчә тунҗа оғул болғини билән, лекин атисиниң тоқили билән зина қилғанлиғи үчүн, униң чоң оғуллуқ һоқуқи Исраилниң оғли болған Йүсүпниң оғуллириға өткүзүветилгән. Шуңа нәсәбнамә бойичә у чоң оғул һесапланмайду. □атисиниң тоқили билән зина қилғанлиғи үчүн...» — ибраний тилида «атисиниң ятқан орнини булғиғини үчүн...» билән ипадилиниду. «Яр.» 35:22ни көрүң. 2 Йәһуда қериндашлири ичидә үстүнлүккә егә болған болсиму вә идарә қилғучи униңдин чиққан болсиму, лекин чоң оғуллуқ һоқуқи Йүсүпкә тәвә болуп кәткән): —□«идарә қилғучи» — бәлким Давут падиша вә униң әвлатлирини көрситиду.
3 Исраилниң тунҗиси Рубәнниң оғуллири мунулар: — Һанох вә Паллу, Һәзрон вә Карми.
4 Йоелниң әвлатлири мунулар: — Йоелниң оғли Шемая, Шемаяниң оғли Гог, Гогниң оғли Шимәй, 5 Шимәйниң оғли Микаһ, Микаһниң оғли Реая, Реаяниң оғли Баал, 6 Баалниң оғли Бәәраһ; Бәәраһ Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр тәрипидин тутқун қилип кетилгән. У чағда у Рубән қәбилисиниң башлиғи еди.□«Асурийә» — Асурийә ибраний тилида «Ашур».
7 Униң инилири нәсәбнамисидә хатириләнгәндәк, җәмәтлириниң тарихи бойичә йолбашчи болған Җәийәл, Зәкәрия вә Бела дәп пүтүлгән еди 8 (Бела Азазниң оғли, Азаз Шеманиң оғли, Шема Йоелниң оғли еди). Йоеллар Ароәрдә, Небо вә Баал-Меонғичә созулған җайларда туратти. 9 Улар йәнә күн чиқишқа қарап таки Әфрат дәриясиниң бу тәрипидики чөлниң кириш еғизиға қәдәр олтирақлашти; чүнки уларниң Гилеад жутидики чарва маллири көпийип кәткән еди. 10 Саулниң сәлтәнитиниң күнлиридә улар Һагарийлар билән уруш қилишти; Һагарийлар уларниң қолида мәғлуп болғандин кейин улар Гилеадниң күн чиқиш тәрипидики пүтүн зиминда Һагарийларниң чедирлирида маканлашти.
Гадниң әвлатлири
11 Уларниң удулида Гадниң әвлатлири таки Саликаһға қәдәр Башан зиминиға маканлашқан еди. 12 Башанда маканлашқанлардин қәбилә башлиғи Йоел, муавин қәбилә башлиғи Шафам бар еди; йәнә Янай билән Шафатму бар еди.
13 Уларниң уруқ-туққанлири җәмәтнамиләр бойичә Микаил, Мәшуллам, Шеба, Йорай, Якан, Зия вә Ебәр болуп, җәмий йәттә еди. 14 Жуқиридикиләрниң һәммиси Абиһайилниң оғуллири еди. Абиһайил Хуриниң оғли, Хури Ярояһниң оғли, Ярояһ Гилеадниң оғли, Гилеад Микаилниң оғли, Микаил Йәшишайниң оғли, Йәшишай Яһдониң оғли, Яһдо бузниң оғли еди; 15 Гуниниң нәвриси, Абдиәлниң оғли Ахи уларниң җәмәт беши еди. 16 Улар Гилеадқа, Башанға вә Башанға тәвә йеза-кәнтләргә, шундақла пүткүл Шарон яйлиғиға, таки төрт четигичә маканлашқан еди. 17 Буларниң һәммиси Йәһуда падишаси Йотам вә Исраил падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң күнлиридә нәсәбнамиләргә пүтүлгән еди.
18 Рубән, Гад қәбилилириниң вә Манассәһ йерим қәбилисиниң батур, қалқан-қилич туталайдиған, оқя аталайдиған һәм җәңгә маһир қириқ төрт миң йәттә йүз атмиш җәңгивар адими бар еди. 19 Улар Һагарийлар, Йәтурлар, Нафишлар вә Нодаблар билән җәң қилған. 20 Улар җәң қилғанда мәдәт тепип, Һагарийлар вә улар билән иттипақдашларниң һәммиси уларниң қолиға тапшурулған; чүнки улар җәң үстидә Худаға нида қилған; улар Униңға таянғачқа, Худа уларниң тилигини иҗабәт қилған.
21 Улар йәнә дүшмәнниң чарва-маллирини, җүмлидин әллик миң төгә, икки йүз әллик миң қой, икки миң ешигини олҗа алған вә йүз миң җанни әсир алған. 22 Бу уруш Худаниң нийитидин болғачқа, дүшмәндин өлгәнләр наһайити көп болған; сүргүн қилинғичә улар шуларниң йерини ишғал қилип турған.
Манассәһниң йерим қәбилиси
23 Манассәһниң йерим қәбилисидикиләр Башандин Баал-һәрмон, Сенир, Һәрмон теғиға қәдәр болған зиминда йейилип маканлашти. Улар зор көпәйгән. 24 Уларниң җәмәт башлиқлири Ефәр, Иши, Әлийәл, Азриәл, Йәримия, Ходавия вә Яһдийәл еди; уларниң һәммиси наһайити батур җәңчиләр, мәшһур мөтивәрләр, шундақла һәр қайсиси өз җәмәтигә җәмәт беши еди. 25 Улар ата-бовилириниң Худасидин йүз өрүп, бузуқлуқ қилип Худа әслидә өзлири алдида йоқатқан шу йәрдики таипиләрниң илаһлириға әгишип кәтти. □«бузуқлуқ қилиш» — ибраний тилида «бузуқлуқ қилиш» «паһишивазлиқ қилиш» билән ипадилиниду. Көчмә мәнаси, Худаға вапасизлиқ қилип бутларниң кәйнидин меңиштин ибарәт. Униң үстигә бу бутпәрәсликкә мунасивәтлик «бутқа аталған паһишивазлиқ» дегән һәрикәтләрму бар еди. 26 Шуниң билән Исраилниң Худаси Асурийә падишаси Пул (йәни Асурийә падишаси Тилгат-Пилнәсәр)ниң роһини қозғиши билән, у уларни, йәни Рубән қәбилисидикиләрни, Гад қәбилисидикиләрни вә Манассәһ йерим қәбилисидикиләрни Халаһ, Хабор вә Хараға һәм Гозан дәрияси бойиға сүргүн қилип елип кәтти; уларниң әвлатлири таки бүгүнгә қәдәр техичә шу йәрдә маканлишип турмақта.
□5:1 атисиниң тоқили билән зина қилғанлиғи үчүн...» — ибраний тилида «атисиниң ятқан орнини булғиғини үчүн...» билән ипадилиниду. «Яр.» 35:22ни көрүң.
□5:2 «идарә қилғучи» — бәлким Давут падиша вә униң әвлатлирини көрситиду.
□5:6 «Асурийә» — Асурийә ибраний тилида «Ашур».
□5:25 «бузуқлуқ қилиш» — ибраний тилида «бузуқлуқ қилиш» «паһишивазлиқ қилиш» билән ипадилиниду. Көчмә мәнаси, Худаға вапасизлиқ қилип бутларниң кәйнидин меңиштин ибарәт. Униң үстигә бу бутпәрәсликкә мунасивәтлик «бутқа аталған паһишивазлиқ» дегән һәрикәтләрму бар еди.