7
Иссакарниң әвлатлири
Иссакарниң оғуллири: — Тола, Пуаһ, Яшуб вә Шимрон дегән төртәйлән еди. Толаниң оғуллири: — Уззи, Рефая, Йерийәл, Яһмай, Йибсам вә Самуилдин ибарәт, буларниң һәммиси җәмәт беши еди. Давутниң заманида Толаниң адәм сани нәсәбнамиләрдә жигирмә икки миң алтә йүз батур җәңчи дәп хатириләнгән.
Уззиниң оғли Израқия еди, Израқияниң оғуллири Микаил, Обадия, Йоел вә Ишия еди. Бу бәшәйләнниң һәммиси җәмәт беши еди. Нәсәбнамиләр бойичә улар билән биллә һесапланғанлардин җәңгивар оттуз алтә миң адәм бар еди; чүнки уларниң хотун, бала-җақилири наһайити көп еди.
Буларниң Иссакарниң барлиқ җәмәтлири ичидики батур җәңчи қериндашлири билән қошулуп, нәсәб бойичә тизимға елинған җәмий сәксән йәттә миң адими бар еди.
 
Биняминниң әвлатлири
Биняминниң Бела, Бәкәр вә Йәдияйәл дегән үч оғли бар еди. Беланиң Езбон, Уззи, Уззиәл, Йәримот вә Ири дегән бәш оғли болуп, һәммиси җәмәт беши еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә икки миң оттуз төрт батур җәңчи бар еди.
Бәкәрниң оғуллири Земираһ, Йоаш, Әлиезәр, Әлйойинай, Омри, Йәрәмот, Абия, Анатот вә Аламәт еди. Буларниң һәммиси Бәкәрниң оғуллири болуп, Җәмәт башлири еди; уларниң нәсәбнамилиригә тизимға елинған җәмий жигирмә миң икки йүз батур җәңчи бар еди.
10 Йәдияйәлниң оғли Билһан еди; Билһанниң оғуллири Йәуш, Бинямин, Әхуд, Кәнаанаһ, Зетан, Таршиш вә Ахишаһар еди; 11 Буларниң һәммиси Йәдияйәлниң әвлатлири, җәмәт башлири вә батур җәңчиләр еди. Уларниң нәсәбнамилиригә тизимланғанларниң җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий он йәттә миң икки йүз еди. 12 Шуппийлар вә Хуппийлар болса йәнә Ирниң әвлатлири еди; Хушийлар Ахәрниң әвлатлири еди.«Ахәр» — яки «Ахирам» («Чөл.» 26:38ни көрүң).
 
Нафталиниң әвлатлири
13 Нафталиниң оғуллири: Яһзиәл, Гуни, Йәзәр, Шаллом; буларниң һәммиси Билһаһниң оғуллири еди.
 
Манассәһниң әвлатлири
14 Манассәһниң оғуллири: — Униң Сурийәлик тоқилидин Асриәл төрәлгән; униңдин йәнә Гилеадниң атиси Макир туғулған. 15 Макир Шуппийлар вә Хуппийлар арисидинму аял алған (Макирниң сиңлисиниң исми Маакаһ еди). Макирниң йәнә бир әвладиниң исми Зәлофиһад еди, Зәлофиһадниң пәқәт бир нәччә қизила болған. «Макирниң сиңлиси» — ибраний тилида «униң сиңлиси». «Макирниң йәнә; бир әвладиниң исми...» — ибраний тилида «Иккинчисиниң исми ...» дейилиду. Пәрзимизчә «иккинчиси» мошу йәрдә «(униң) йәнә бир әвлади» дегән мәнидә.
16 Макирниң аяли Маакаһ оғул туғуп, униңға Пәрәш дәп ат қойған; Пәрәшниң инисиниң исми Шәрәш еди; Шәрәшниң оғли Улам вә Ракәм еди. 17 Уламниң оғли Бедан еди. Буларниң һәммиси Гилеадниң әвлатлири; Гилеад Макирниң оғли, Макир Манассәһниң оғли еди.
18 Гилеадниң сиңлиси Һаммоләкәттин Ишһод, Абиезәр вә Маһалаһ туғулған. «Гилеадниң сиңлиси» — ибраний тилида «униң сиңлиси». 19 Шемиданиң оғуллири Ахиян, Шәкәм, Ликхи вә Аниам еди.
 
Әфраимниң әвлатлири
20 Әфраимниң әвлатлири: Униң оғли Шутилаһ, Шутилаһниң оғли Бәрәд, Бәрәдниң оғли Таһат, Таһатниң оғли Елиадаһ, Елиадаһниң оғли Таһат, 21 Таһатниң оғли Забад, Забадниң оғли Шутилаһ еди (Езәр билән Елиад Гатлиқларниң чарва маллирини булаң-талаң қилғили чүшкәндә, шу йәрлик Гатлиқлар тәрипидин өлтүрүлгән. 22 Уларниң атиси Әфраим бу балилири үчүн хелә күнләргичә матәм тутқачқа, униң бурадәрлири униңға тәсәлли бәргили кәлгән. 23 Әфраим аяли билән биллә қайта бир ястуққа баш қойған. Аяли һамилдар болуп, бир оғул туққан; Әфраим униңға аиләм бала-қазаға йолуқти дәп, Берияһ дәп исим қойған. «Берияһ» — Берияһниң мәнаси «бала-қаза» билән бағлиқ. 24 Униң қизи Үстүн Бәйт-Һорон билән Төвән Бәйт-Һоронни вә Уззән-Шәәраһни бена қилған).
25 Берияһниң оғли Рефаһ билән Рәшәф еди; Рәшәфниң оғли Телаһ, Телаһниң оғли Таһан, «Берияһниң оғли» — ибраний тилида «униң оғли». Бәзи алимлар «униң» дегәнни жуқуридики Шутилаһни көрситиду, дәп қарайду. «Берияһниң оғли Рефаһ билән Рәшәф еди...» — яки «Берияһниң оғли Рефаһ еди, Рефаһниң оғли Рәшәф еди...». 26 Таһанниң оғли Ладан, Ладанниң оғли Аммиһуд, Аммиһудниң оғли Әлишама, 27 Әлишаманиң оғли Нун, Нунниң оғли Йәшуа еди.«Йәшуа» — бу «Йәшуа» Йәшуа пәйғәмбәрдур (мошу йәрдә «Йәһошуа» дейилиду).
 
Әфраимларниң шәһәрлири
28 Әфраимларниң зимини вә маканлашқан йәрлири Бәйт-Әл вә униңға тәвә йеза-кәнтләр болуп, күнчиқиш тәрипидә Нараан, күнпетиш тәрипидә Гәзәр билән униңға тәвә йеза-кәнтләр; Шәкәм вә униңға тәвә йеза-кәнтләр, таки Газа вә униңға тәвә йеза-кәнтләргичә созулатти. 29 Манассәһ қәбилисиниң зиминиға туташқан йәнә Бәйт-Шеан вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Таанақ вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Мәгиддо вә униңға тәвә йеза-кәнтләр; Дор вә униңға тәвә йеза-кәнтләрму бар еди. Исраилниң оғли Йүсүпниң әвлатлири мана мошу йәрләргә маканлашқан еди.
 
Аширниң әвлатлири
30 Аширниң оғуллири: — Йимнаһ, Йишваһ, Йишви вә Берияһ; уларниң Сераһ дегән сиңлисиму бар еди. 31 Берияһниң оғли Хәбәр билән Малкиәл болуп, Малкиәл Бирзавитниң атиси еди. 32 Хебәрдин Яфләт, Шомәр, Хотам вә уларниң сиңлиси Шуя төрәлгән.
33 Яфләтниң оғуллири Пасақ, Бимһал вә Ашват; булар Яфләтниң оғуллири еди. 34 Шәмәрниң оғуллири Ахи, Роһгаһ, Хуббаһ вә Арам еди. «Шәмәр» — бу Шәмәр шүбһисизки 32-айәттики «Шомәр»ниң вариянти. «Шәмәрниң оғуллири Ахи, Роһгаһ...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «униң иниси Шәмәрниң оғуллири Роһгаһ,...». 35 Шәмәрниң иниси Һәләмниң оғли Зофаһ, Йимна, Шәләш вә Амал еди; 36 Зофаһниң оғли Суаһ, Һарнәфәр, Шуал, Бери, Имраһ, 37 Безәр, Ход, Шамма, Шилшаһ, Итран вә Бәәраһ еди. «Итран» — бәлким «Йәтәр»ниң башқа бир шәкли болуши мүмкин (38-айәтни көрүң). 38 Йәтәрниң оғуллири Йәфуннәһ, Писпаһ вә Ара еди. 39 Улланиң оғуллири Араһ, Ханниәл вә Ризия еди. 40 Буларниң һәммиси Аширниң әвлатлири болуп, һәр қайсиси җәмәт башлири, аламәт батур җәңчиләр, йолбашчилар еди; уларниң җәмәтлири бойичә нәсәбнамигә тизимланғанда, җәңгә чиқилайдиғанлири җәмий жигирмә алтә миң еди.
 
 

7:12 «Ахәр» — яки «Ахирам» («Чөл.» 26:38ни көрүң).

7:15 «Макирниң сиңлиси» — ибраний тилида «униң сиңлиси». «Макирниң йәнә; бир әвладиниң исми...» — ибраний тилида «Иккинчисиниң исми ...» дейилиду. Пәрзимизчә «иккинчиси» мошу йәрдә «(униң) йәнә бир әвлади» дегән мәнидә.

7:18 «Гилеадниң сиңлиси» — ибраний тилида «униң сиңлиси».

7:23 «Берияһ» — Берияһниң мәнаси «бала-қаза» билән бағлиқ.

7:25 «Берияһниң оғли» — ибраний тилида «униң оғли». Бәзи алимлар «униң» дегәнни жуқуридики Шутилаһни көрситиду, дәп қарайду. «Берияһниң оғли Рефаһ билән Рәшәф еди...» — яки «Берияһниң оғли Рефаһ еди, Рефаһниң оғли Рәшәф еди...».

7:27 «Йәшуа» — бу «Йәшуа» Йәшуа пәйғәмбәрдур (мошу йәрдә «Йәһошуа» дейилиду).

7:34 «Шәмәр» — бу Шәмәр шүбһисизки 32-айәттики «Шомәр»ниң вариянти. «Шәмәрниң оғуллири Ахи, Роһгаһ...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «униң иниси Шәмәрниң оғуллири Роһгаһ,...».

7:37 «Итран» — бәлким «Йәтәр»ниң башқа бир шәкли болуши мүмкин (38-айәтни көрүң).