9
Пүткүл Исраиллар нәсәб бойичә тизимға елинған еди. Мана, улар «Исраил падишалириниң хатириси» дегән китапға пүтүлгәндур.
 
Бабилға сүргүн болуштин қайтип Йерусалимға маканлашқан Исраиллар
Йәһудалар болса асийлиқ қилғанлиғидин Бабилға сүргүн қилинған.
Һәммидин авал қайтип келип өз зимини вә өз шәһәрлиригә маканлашқанлар болса бир қисим Исраиллар, каһинлар, Лавийлар вә ибадәтхана хизмәткарлири еди. «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни көрүң. Йерусалимға маканлашқанлар болса Йәһуда қәбилиси, Бинямин қәбилиси, Әфраим қәбилиси вә Манассәһ қәбилисидин бир қисимлири еди. Уларниң ичидә Йәһуданиң оғли Пәрәзниң әвлатлиридин Утай бар еди; Утай Аммиһудниң оғли, Аммиһуд Омриниң оғли, Омри Имриниң оғли, Имри Баниниң оғли еди. Шилоһниң әвлатлири ичидә униң тунҗа оғли Асая вә униң оғуллири бар еди. Зәраһниң әвлатлиридин Йәуел вә уларниң уруқ-туққанлири болуп җәмий алтә йүз тохсән адәм бар еди.
Биняминниң әвлатлири ичидә Һассинуаһниң әвриси, Һодавияниң нәвриси, Мәшулламниң оғли Саллу бар еди; йәнә Йәроһамниң оғли Йибния, Микриниң нәвриси, Уззиниң оғли Елаһ вә Ибинияниң әвриси, Реуәлниң нәвриси, Шәфатияниң оғли Мәшуллам һәмдә уларниң уруқ-туққанлири бар еди; улар нәсәбнамиси бойичә тизимланғанда җәмий тоққуз йүз әллик алтә адәм еди. Жуқирида тилға елинғанлар өз җәмәтигә җәмәт беши еди.
 
Йерусалимда турушлуқ каһинлар
10 Каһинлар ичидә Йәдая, Йәһояриб, Яқин вә 11 Азария бар еди. Азария Худаниң өйини башқурғучи болуп, Һилқияниң оғли, Һилқия Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Задокниң оғли, Задок Мерайотниң оғли, Мерайот Ахитубниң оғли еди. 12 Йәнә Малкияниң әвриси, Пашхурниң нәвриси, Йәроһамниң оғли Адая һәмдә Адийәлниң оғли Маасай бар еди; Адийәл Яһзәраһниң оғли, Яһзәраһ Мәшулламниң оғли, Мәшуллам Мәшиллемитниң оғли, Мәшиллемит Иммәрниң оғли еди. 13 Уларниң қериндашлири һәммиси җәмәт башлири болуп, җәмий бир миң йәттә йүз атмиш адәм еди; уларниң һәммиси Худаниң өйидики хизмәтләрни қилишқа бекитилгән иқтидарлиқ кишиләр еди.
 
Йерусалимда турушлуқ Лавийлар
14 Лавий қәбилисидин Мәрариниң әвлатлири ичидә Һашабияниң әвриси, Азрикамниң нәвриси, Һашшубниң оғли Шемая бар еди; 15 Йәнә Бақбаққар, Һәрәш, Галал вә Асафниң әвриси, Зикриниң нәвриси, Миканиң оғли Маттания; 16 йәнә Йәдутунниң әвриси, Галалниң нәвриси, Шемаяниң оғли Обадия һәмдә Әлканаһниң нәвриси, Асаниң оғли Бәрәкия бар еди; буларниң һәммиси Нитофатлиқларниң йеза-кәнтлиригә маканлашқан еди.
 
Лавийларниң вәзипилири
17 Дәрвазивәнләр Шаллум, Аққуб, Талмон, Ахиман вә уларниң қериндашлири еди; Шаллум уларниң беши еди. 18 Улар таки һазирғичә шәриқ тәрәптики «падишаниң дәрвазиси»да дәрвазивәнлик қилип кәлмәктә; улар илгири Лавийларниң чедиргаһида дәрвазивәнлик қилған еди.
19 Корәниң әвриси, Ебиасафниң нәвриси, Кораһниң оғли Шаллум һәмдә униң атисиниң җәмәтидики қериндашлири болған Кораһийлар Худаниң өйиниң хизмитини башқуратти, чедирниң ишиклирини бақатти; уларниң ата-бовилири әслидә Пәрвәрдигарниң чедиргаһини башқурушқа қоюлған, ибадәт чедириниң ишигини баққан еди. «чедир» — «чедир» мошу йәрдә Худаниң қайтидин қурулған өйини көрситиши керәк. «Пәрвәрдигарниң чедиргаһи» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс ибадәт чедириниң өзини әмәс, бәлки Исраиллар чөл-баяванда кезип жүргинидә «муқәддәс чедир»ниң әтрапидики Лавий-каһинларниң чедиргаһини көрситиши мүмкин. 20 Илгири Әлиазарниң оғли Финиһас уларниң йолбашчиси болған; Пәрвәрдигар униң билән биллә болған. 21 Мәшәләмияниң оғли Зәкәрия болса җамаәт чедириниң дәрвазивәни болған еди.
22 Дәрвазивәнликкә талланған бу кишиләр җәмий икки йүз он икки киши еди; улар өз йеза-кәнтлиридә, нәсәблири бойичә тизимланған (әслидә Давут вә алдин көргүчи Самуил уларни аманәт қилинған вәзипилиригә бекиткән еди. 23 Улар вә уларниң әвлатлири Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедирниң ишик-дәрвазилирини беқишқа бекитилгән еди).«Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедир» — мошу йәрдә Давут дәвридики «муқәддәс чедир» һәмдә шундақла Сулайман қурған кейинки муқәддәс өйни көрситиши керәк.
24 Шәрқий, ғәрбий, шималий вә җәнубий ишик-дәрвазилирида дәрвазивәнләр бекитилгән еди. 25 Уларниң йеза-кәнтләрдә олтиришлиқ қериндашлири болса һәр йәттә күндә нөвәт бойичә келип улар билән биргә хизмәттә болатти. 26 Төрт дәрвазивән беги Лавийлардин еди; уларға тапшурулғини Пәрвәрдигарниң өйидики амбар-ғәзниләрни беқиш еди. 27 Беқиш мәсъулийити уларниң үстидә болғачқа, улар кечидә Пәрвәрдигарниң өйиниң әтрапидики орунлирида туратти һәмдә һәр күни әтигәндә ишик-дәрвазиларни ечишқа мәсъул еди.
28 Улардин бир қисми ибадәтхана хизмитидә ишлитилидиған әсвап-үскүниләргә мәсъул еди; улар санап әпчиқип, санап әпкирип қоятти. 29 Уларниң йәнә бир қисми тапшурулғини бойичә қача-қучилар вә муқәддәс җайдики барлиқ әсвап-үскүниләр, шундақла ақ ун, шарап, зәйтун мейи, мәстики вә хушбуй буюмларға мәсъул еди. 30 Каһинларниң оғуллиридин бәзиләр хушбуй буюмлардин әтир ясайтти. 31 Лавийлардин Маттитияһ, йәни Кораһийлардин Шаллумниң тунҗа оғлиниң вәзиписи қазан нени етишкә мәсъул еди. 32 Уларниң қериндашлири, Коһатниң әвлатлири ичидә «тәқдим нан»ға мәсъул болуп, һәр шабат күни тизидиғанға нанларни тәйярлайтти.
33 Лавийларниң җәмәт башлири болған нәғмичиләр ибадәтханидики өйләрдә туруп, башқа хизмәтләрни қилмай, кечә-күндүз өз ишлири биләнла болатти. 34 Жуқиридики кишиләрниң һәммиси Лавийлар ичидики йолбашчилар болуп, һәммиси өз нәсәби бойичә җәмәт беши еди; буларниң һәммиси Йерусалимда туратти.
 
Саулниң ата-бовилири, Җәийәлниң әвлатлири
35 Гибеонниң атиси Җәийәл Гибеонға маканлашқан еди. Униң аялиниң исми Маакаһ еди. 36 Униң тунҗа оғли Абдон, қалған оғуллири Зур, Киш, Баал, Нәр, Надаб, 37 Гедор, Ахийо, Зәкәрия вә Миклот еди. 38 Миклоттин Шимеям төрәлгән. Буларму өзлириниң қериндашлириниң йенида Йерусалимда хошна олтиришатти. «Шимеям» — 8:32дә «Шимея».
39 Нәрдин Киш төрәлгән, Киштин Саул төрәлгән, Саулдин Йонатан, Малкишуя, Абинадаб вә Еш-Баал төрәлгән. 40 Мериб-Баал Йонатанниң оғли еди; Мериб-Баалдин Микаһ төрәлгән. «Мериб-Баал» — «2Сам.» 4:4дә «Мәфибошәт». 41 Микаһниң оғуллири Питон, Мәләк, Таһрия вә Аһаз еди. «Таһрия» — 8:35дә «Тария». 42 Аһаздин Яраһ төрәлди; Яраһдин Аләмәт, Азмавәт вә Зимри төрәлгән. Зимридин Моза төрәлгән; «Яраһ» — 8:36дә «Йәһоаддаһ». 43 Мозадин Бинеа төрәлгән; Бинеаниң оғли Рефая, Рефаяниң оғли Елиасаһ, Елиасаһниң оғли Азәл еди.«Рефая» — 8:36дә «Рафа».
44 Азәлниң алтә оғли бар еди, уларниң исми Азрикам, Бокеру, Ишмаил, Шеария, Обадия вә Һанан еди; буларниң һәммиси Азәлниң оғуллири.
 
 

9:2 «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтинийлар». Мәнаси бәлким «беғишланғанлар». Уларниң әҗдатлири бәлким «Гибеонлуқлар» еди. «Йәшуа» 9:27ни көрүң.

9:19 «чедир» — «чедир» мошу йәрдә Худаниң қайтидин қурулған өйини көрситиши керәк. «Пәрвәрдигарниң чедиргаһи» — мошу йәрдә бәлким муқәддәс ибадәт чедириниң өзини әмәс, бәлки Исраиллар чөл-баяванда кезип жүргинидә «муқәддәс чедир»ниң әтрапидики Лавий-каһинларниң чедиргаһини көрситиши мүмкин.

9:23 «Пәрвәрдигарниң өйи, йәни муқәддәс чедир» — мошу йәрдә Давут дәвридики «муқәддәс чедир» һәмдә шундақла Сулайман қурған кейинки муқәддәс өйни көрситиши керәк.

9:38 «Шимеям» — 8:32дә «Шимея».

9:40 «Мериб-Баал» — «2Сам.» 4:4дә «Мәфибошәт».

9:41 «Таһрия» — 8:35дә «Тария».

9:42 «Яраһ» — 8:36дә «Йәһоаддаһ».

9:43 «Рефая» — 8:36дә «Рафа».