13
Әһдә сандуғиниң апирилишида болған балаю-қаза
2Сам. 6:1-11
1 Давут миң беши, йүз беши вә барлиқ йолбашчилар билән мәслиһәтләшти; 2 андин пүтүн Исраил аммисиға: «Әгәр силәр мақул көрсәңлар, шундақла бу ишни Худайимиз Пәрвәрдигардин дәп билсәңлар, биз Исраилниң зиминлириниң һәр қайси җайлириға шу йәрдә қалған қериндашлиримизға һәмдә улар билән биллә шәһәрләрдә вә етизлиқлирида туруватқан каһин һәм Лавийларға мошу йәргә жиғилиш тоғрилиқ адәм әвәтәйли. 3 Биз Худайимизниң әһдә сандуғини мәшәгә йөткәп келәйли; чүнки Саулниң күнлиридә һеч қайсимиз әһдә сандуғи алдида Худадин йол сорап бақмидуқ» деди. 4 Бу ишни пүтүн амма тоғра тапқачқа, һәммәйлән мақул болушти.
5 Шуңа Давут Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә болған пүткүл Исраил хәлқини чақиртип келип, Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеаримдин йөткәп кәлмәкчи болди. □«Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә» — җәнуптин шималғичә Исраилниң пүткүл зиминини көрситиду.
«Хамат еғизи» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «Либо-Хамат». 6 Андин Давут билән пүткүл Исраил Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Баалаһқа, йәни Йәһудаға тәвә болған Кириат-Йеаримға кәлди; икки керубниң оттурисида олтарғучи Пәрвәрдигар бу әһдә сандуғи үстигә Өз намини қойған еди. 7 Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди; Уззаһ билән Ахийо һарвуни һайдиди. □«Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди» — яки «улар Худаниң әһдә сандуғини йеңи бир һарвуға қоюп, уни Абинадабниң өйидин елип чиқти». 8 Давут билән барлиқ Исраил җамаити Худаниң алдида һә дәп нәғмә-нава қилип, чилтар, тәмбур, дап, чаңлар вә канай-сүнайлар чалатти.

9 Лекин улар Кидон хаминиға кәлгәндә калилар алдиға мүдүрәп кетип жиқилғанда Уззаһ әһдә сандуғини йөливалай дәп қолини униңға созди. 10 Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди. Шуниң билән Уззаһ шу йәрдә Худаниң алдида өлди. □«Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди» — муқәддәс қанун бойичә пәқәт каһинлар әһдә сандуғиға қол тәккүзүшкә вә уни көтиришкә болатти. Уни кала һарвуси үстигә қоюшқа болмайтти. Шуңа Давут вә пүткүл Исраиллар мошу ишта әйиплик еди.
11 Лекин Давут Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр таки һазирғичә шу нам билән атилип кәлмәктә. □«Пәрәз-Уззаһ» — мәнаси «Уззаһға бөсүп кириш». 12 Шу күни Давут Худадин қорқуп: «Мән зади қандақ қилип Худаниң әһдә сандуғини бу йәргә йөткәп келәләймән?» деди.
13 Шуңа Давут әһдә сандуғини өзи туруватқан «Давут шәһири»гә йөткәп кәлмәй, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйигә апирип қойди. 14 Худаниң әһдә сандуғи Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едомниң аилисини вә униң барлиқ тәәллуқатлирини бәрикәтлиди.
□13:5 «Мисирниң Шиһор дәриясидин тартип Хамат еғизиғичә» — җәнуптин шималғичә Исраилниң пүткүл зиминини көрситиду. «Хамат еғизи» дегәнниң башқа хил тәрҗимиси: «Либо-Хамат».
□13:7 «Улар Худаниң әһдә сандуғини Абинадабниң өйидин елинған йеңи бир һарвуға қойди» — яки «улар Худаниң әһдә сандуғини йеңи бир һарвуға қоюп, уни Абинадабниң өйидин елип чиқти».
□13:10 «Уззаһниң әһдә сандуғиға қоли тәккәнлиги үчүн, Худа униңға ғәзәплинип уни уруп өлтүрди» — муқәддәс қанун бойичә пәқәт каһинлар әһдә сандуғиға қол тәккүзүшкә вә уни көтиришкә болатти. Уни кала һарвуси үстигә қоюшқа болмайтти. Шуңа Давут вә пүткүл Исраиллар мошу ишта әйиплик еди.
□13:11 «Пәрәз-Уззаһ» — мәнаси «Уззаһға бөсүп кириш».