18
Давут Филистий, Моабий вә Зобаһларни мәғлуп қилиду
2Сам. 8:1-15
1 Шу иштин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип уларни бойсундуруп, уларниң қолидин Гатни вә униңға тәвә йеза-кәнтләрни тартивалди. 2 У йәнә Моабийларға һуҗум қилди; Моабийлар униңға беқинип, олпан төләйдиған болди.
3 Зобаһниң падишаси Һададезәр өз тәвәсини Әфрат дәриясиғичә кеңәйтишкә атлинип чиққанда, Давут таки Хаматқа қәдәр униңға һуҗум қилди. 4 Давут униң миң җәң һарвусини олҗа алди, йәттә миң атлиқ ләшкирини, жигирмә миң пиядә ләшкирини әсир алди. Давут барлиқ җәң һарвулириниң атлириниң пейини қирқитиветип, пәқәт йүз һарвуға қошқидәк атнила елип қалди.
Давут Сурийләрни мәғлуп қилиду
5 Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм беришкә кәлди; Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң әскәрни өлтүрди. 6 Давут Сурийәдики Дәмәшқ райониға қаравул әтрәтлирини турғузувиди, Сурийләр Давутқа беқинип, униңға олпан төләйдиған болди. Давут қәйәргә җәңгә чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди. □«Пәрвәрдигар уни қоғдап турди» — яки «Пәрвәрдигар ғәлибигә ериштүрүп турди». 7 Давут Һададезәрниң хизмәткарлири ишлитидиған алтун қалқанларниң һәммисини Йерусалимға елип қайтти. 8 У йәнә Һададезәргә тәвә Тибһат билән кундин ибарәт икки шәһәрдин нурғун мис олҗа алди; кейинки заманларда Сулайман мошу мисларни ишлитип мис көл, мис түврүкләр вә башқа барлиқ мис әсвапларни ясатқан.□«Тибһат» — яки «Тәбаһ».
9 Хамат падишаси Тов Давутниң Зобаһ падишаси Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қиғанлиғини аңлап, □«Тов» — «2Сам.» 9:9дә «Той». 10 Өз оғли Һадорамни Давутқа салам берип, униң Һададезәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилған ғәлибисини тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Тов әслидә Һададезәр билән дайим урушуп туратти. Һадорам һәр хил алтун, күмүч, мис әсвап-җабдуқларни соға қилип әкәлди. 11 Давут падиша бу әсвап-җабдуқларни һәр қайси әлләрдин, җүмлидин Едом, Моаб, Аммонлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләр билән қошуп һәммисини Пәрвәрдигарға беғишлиди.
Давут Едомларни мәғлуп қилиду
12 Зәруияниң оғли Абишай «Шор вадиси»да Едомийлардин он сәккиз миң адәмни өлтүрди. 13 Давут Едомда қаравул әтрәтлирини турғузди; Едомларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә җәңгә чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди.□«Пәрвәрдигар уни қоғдап турди — яки «Пәрвәрдигар ғәлибигә ериштүрүп турди».
Давутниң муһим хизмәткарлири
2Сам. 8:16-18; 20:23-26
14 Давут падиша болуп пүтүн Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилип, барлиқ хәлқигә адаләт вә һәққанийлиқ билән муамилә қилди. 15 Зәруияниң оғли Йоаб қошунға сәрдар, Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза, 16 Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Абимәләк баш каһин, Шавша катип, 17 Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси еди; Давутниң оғуллири униң йенидики әмәлдарлар болди.□«Кәрәтийләр билән Пәләтийләр» — бәлким Давутқа алаһидә муһапизәтчиләр яки алаһидә зәрбидар әскәрләр болуши мүмкин еди.
□18:6 «Пәрвәрдигар уни қоғдап турди» — яки «Пәрвәрдигар ғәлибигә ериштүрүп турди».
□18:8 «Тибһат» — яки «Тәбаһ».
□18:9 «Тов» — «2Сам.» 9:9дә «Той».
□18:13 «Пәрвәрдигар уни қоғдап турди — яки «Пәрвәрдигар ғәлибигә ериштүрүп турди».
□18:17 «Кәрәтийләр билән Пәләтийләр» — бәлким Давутқа алаһидә муһапизәтчиләр яки алаһидә зәрбидар әскәрләр болуши мүмкин еди.