24
Давут Саулни аяйду
1 Саул Филистийләрни қоғлап чиқирип янғанда униңға: — Мана, Давут Ән-Гәдидики чөлдә туруветипту, дегән хәвәр берилди. 2 Саул әнди пүткүл Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип Давут билән адәмлирини издигили «Явайи текиләр» қорам ташлиғиға чиқти. 3 У йолниң йенидики қой қотанлириға кәлгәндә, шу йәрдә бир ғар бар еди. У тәрәт қилиш үчүн ғарға кирди; Давут билән адәмлири ғарниң ичкирисидә олтиратти.
4 Давутниң адәмлири униңға: — Мана Пәрвәрдигарниң саңа: — Өз дүшминиңни сениң қолуңға беримән, немә саңа лайиқ көрүнсә шуни қилғин, дегән күни дәл мошу күн екән, деди. Давут қопуп Саулниң тониниң пешини туйдурмай кесивалди. 5 Лекин Саулниң тониниң пешини кәскини үчүн Давут көңлидә қаттиқ әпсусланди. 6 У өз адәмлиригә: — Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилған ғоҗамға бундақ қолумни узартиштин сақлисун, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, деди.
7 Шу сөз билән Давут өз адәмлирини тосуп Саулға чеқилғили қоймиди. Саул болса қопуп ғардин чиқип өз йолиға кәтти. 8 Андин Давутму туруп ғардин чиқип Саулниң кәйнидин: — И ғоҗам падиша! — дәп чақирди. Саул кәйнигә қаравиди, Давут егилип йүзини йәргә яққан һалда тазим қилди. 9 Давут Саулға мундақ деди: — «Мана, Давут сени қәстләшкә пурсәт издәватиду, дәйдиған кишиләрниң сөзигә немишкә қулақ салила? 10 Мана бүгүн өз көзлири билән көрдилиги, Пәрвәрдигар бүгүн ғарда силини өз қолумға бәргән еди. Бәзиләр маңа уни өлтүрүвәткин, деди; лекин мән силини аяп: — Ғоҗамға қолумни узартмаймән, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, дедим. 11 Қарисила, и ата, қолумдики тонлириниң пешигә. Силини өлтүрмәй тонлириниң пешини кәскәнлигимдин шуни билсиләки, көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ, силигә гуна қилғиним йоқ, лекин сили җенимни алғили пайлимақтила. □«көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ» — ибраний тилида «қолумда силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ». 12 Пәрвәрдигар мән билән силиниң оттуримизда һөкүм қилсун, мениң һесавимни силидин Пәрвәрдигар алсун; лекин мениң қолум силигә көтирилмәйду. 13 Конилар: — «Рәзиллик рәзилләрдин чиқиду» дәп ейтқан екән, лекин өз қолум силигә көтирилмәйду. 14 Исраилниң падишаси кимни тутқили чиқти? Кимни қоғлап жүриду? Бир өлүк иштни, халас! Ялғуз бир бүргини, халас! 15 Пәрвәрдигар сорақчи болуп мән билән силиниң оттуримизда һөкүм чиқарсун! У һәқ-наһәқни айрип, дәвайимни сорап мени силиниң қоллиридин халас қилип, адаләт жүргүргәй!» — деди.
16 Давут Саулға бу сөзләрни ейтқанда Саул: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут? — деди. Андин Саул жуқури аваз билән жиғлап кәтти. 17 У Давутқа: — «Сән мәндин адилсән, чүнки сән маңа яхшилиқ қайтурдуң, лекин мән саңа яманлиқ қайтурдум. 18 Сән бүгүн маңа яхшилиқ қилғанлиғиңни убдан көрситип бәрдиң; Пәрвәрдигар мени қолуңға тапшурған болсиму, сән мени өлтүрмидиң. 19 Бириси өз дүшминини тапса, уни аман-есән кәткили қоямду? Пәрвәрдигар сениң маңа бүгүн қилған яхшилиғиң үчүн саңа яхшилиқ яндурғай. 20 Әнди мана, шуни билдимки, сән җәзмән падиша болисән, Исраилниң падишалиғи сениң қолуңда тиклиниду. 21 Лекин һазир Пәрвәрдигар билән маңа қәсәм қилғинки, мәндин кейин мениң нәслимни йоқатмай, намимни атамниң җәмәтидин өчүрмигәйсән», деди.
22 Шуниң билән Давут Саулға қәсәм қилди. Саул өз өйигә йенип кәтти; Давут адәмлири билән қорған-қияға чиқип шу йәрдә турди.
□24:11 «көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ» — ибраний тилида «қолумда силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ».