Тарих-тәзкирә «2»
1
Сулайман Исраил үстигә һөкүм сүриду
1Пад. 3:1-15
Давутниң оғли Сулайманниң һөкүмранлиғи мустәһкәмләнди; чүнки униң Худаси Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, уни бәк бүйүк қилди.
Сулайман пүткүл Исраилларни, миң беши, йүз беши, сорақчи вә пүткүл Исраилниң қәбилә-җәмәт башлиқлири болған әмәлдарларни чақиртип уларға сөз қилди. Сулайман барлиқ җамаәт билән бирликтә Гибеонниң егизлигигә барди; чүнки у йәрдә Худаниң «җамаәт чедири», йәни Пәрвәрдигарниң қули Муса баяванда ясатқан чедир бар еди. «Гибеонниң егизлиги» — яки «Гибеондики «жуқури җай»ға». «җамаәт чедири» — яки «(Худа билән) көрүшүш чедири». Худаниң әһдә сандуғини болса Давут Кириат-Йеаримдин елип чиқип, өзи униңға тәйярлиған йәргә әкәлгән еди; чүнки у Йерусалимда әһдә сандуғи үчүн бир чедир тиктүргән еди. Хурниң нәвриси, Уриниң оғли Бәзаләл ясиған мис қурбангаһ болса Гибеонда, йәни Пәрвәрдигарниң җамаәт чедири алдида еди; Сулайман җамаәт билән бирликтә берип, шу йәрдә Пәрвәрдигардин тиләк тилиди. Сулайман җамаәт чедириниң алдидики мис қурбангаһниң йениға, Пәрвәрдигарниң алдиға келип, қурбангаһта миң мални көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
Шу кечиси Худа Сулайманға аян болуп, униңға: — Сән немини тилисәң, шуни беримән, деди.
Сулайман Худаға: — Сән атам Давутқа зор меһир-муһәббәт ата қилған, мени униң орниға падиша қилдиң. И Пәрвәрдигар Худа, әнди Сән атам Давутқа бәргән вәдәңни пухта орунлиғайсән; чүнки Сән мени йәрдики топидәк нурғун хәлиққә һөкүмранлиқ қилидиған падиша қилдиң. 10 Әнди Сән маңа бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк даналиқ вә билим бәргәйсән; ундақ болмиса Сениң мунчивала чоң бу хәлқиңгә ким һөкүм сүрәлисун? — деди.«бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк» — бу ибарә ибраний тилида «бу хәлиқниң алдида чиқип-киргидәк» дегән сөзләр билән ипадилиниду.
11 Худа Сулайманға: — Мән сени хәлқимгә падиша қилип тиклидим. Әнди сән мошундақ нийәткә келип, нә байлиқ, мал-мүлүк, нә иззәт-һөрмәт вә дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, нә узун өмүр көрүшни тилимәй, бәлки бу хәлқимгә һөкүм сүрүшкә даналиқ вә билим тилигән екәнсән, 12 Даналиқ вә билим саңа тәқдим қилинди; вә Мән саңа байлиқ, мал-мүлүк вә иззәт-һөрмәтму берәй; шундақ болидуки, сениңдин илгири өткән падишаларниң һеч биридә ундақ болмиған, сениңдин кейин болғуси падишалардиму ундақ болмайду, деди.
 
Сулайманниң бейишқа башлиши
1Пад. 10:26-29
13 Бу иштин кейин Сулайман Гибеон егизлигидики «җамаәт чедири»дин Йерусалимға қайтип келип, Исраил үстидә сәлтәнәт қилди. 14 Сулайман җәң һарвулири билән атлиқ ләшкәрләрни топлиди: — униң бир миң төрт йүз җәң һарвуси, он икки миң атлиқ ләшкири бар еди; у буларни «җәң һарвуси шәһәрлири»гә һәм падишаниң йенида туруш үчүн Йерусалимға орунлаштурди. 15 Падиша Йерусалимда алтун-күмүчләрни ташлардәк көп, кедир дәрәқлирини түзләңликтики үҗмә дәрәқлиридәк көп қилди. «кедир дәрәқлири» — яки «кедир яғичи». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң). 16 Сулайманниң атлири Мисирдин һәм кувәдин кәлтүрүләтти; падишаниң содигәрлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә сетивалатти. «Сулайманниң атлири Мисирдин ... сетивалатти» — бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Сулайманниң атлири Мисирдин кәлтүрүләтти; падишаниң сода карванлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә түркүм-түркүм сетивалатти». 17 Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси алтә йүз күмүч тәңгә, һәр бир атниң баһаси бир йүз әллик күмүч тәңгә еди; ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә шу содигәрләрниң вастиси билән сетивелинатти.«Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси ... һәр бир атниң баһаси ... ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә ... сетивелинатти» — Тәврат, «Қан.» 17:16дә Исраил падишалириға атларни елиш үчүн Мисирға бериш мәнъий қилинған еди.
 
 

1:3 «Гибеонниң егизлиги» — яки «Гибеондики «жуқури җай»ға». «җамаәт чедири» — яки «(Худа билән) көрүшүш чедири».

1:10 «бу хәлиққә йетәкчилик қилғидәк» — бу ибарә ибраний тилида «бу хәлиқниң алдида чиқип-киргидәк» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

1:15 «кедир дәрәқлири» — яки «кедир яғичи». Лекин бизниңчә Сулайман кедир яғичини ишлитипла қалмай, шу чирайлиқ дәрәқләрдин Йерусалим әтрапиға көп тиктүрди («Топ.» 2:5ни көрүң).

1:16 «Сулайманниң атлири Мисирдин ... сетивалатти» — бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Сулайманниң атлири Мисирдин кәлтүрүләтти; падишаниң сода карванлири кувәдин тохтитилған баһаси бойичә түркүм-түркүм сетивалатти».

1:17 «Улар Мисирдин сетивалған һәр бир һарвуниң баһаси ... һәр бир атниң баһаси ... ат-һарвулар йәнә Һиттийларниң падишалири вә Сурийә падишалириғиму әнә ... сетивелинатти» — Тәврат, «Қан.» 17:16дә Исраил падишалириға атларни елиш үчүн Мисирға бериш мәнъий қилинған еди.