8
Қурулушлар вә сода-сетиқлар
1Пад. 9:10-28
Шундақ болдики, жигирмә жил өтүп, Сулайман Пәрвәрдигарниң өйи билән падишаниң өйини ясап болғандин кейин, у Һирам өзигә соға қилған шәһәрләрни қайтидин қуруп чиқти; Исраиллар шу йәрдә олтирақлашти.«Һирам» — яки «Һурам», йәни Турниң падишаси.
Сулайман Хамат-Зобаһ шәһиригә берип уни ишғал қилди.
У йәнә чөлдики Тадморни вә өзиниң Хаматта қурған барлиқ ғәзнә шәһәрлирини йәнә оңшитип қурди. У йәнә Үстүнки Бәйт-Һорон билән Астинқи Бәйт-Һоронни сепил, балдақлиқ қовуқлири болған қорғанлиқ шәһәрләргә айландурди; Баалатни, шундақла өзигә хас һәммә ғәзнә шәһәрлирини, «җәң һарвуси шәһәрлири»ни, атлиқларни орунлаштурған шәһәрләрни вә Йерусалимда, Ливанда вә өзи сорайдиған барлиқ зиминда халиқинини бена қилди.
Исраилдин болмиған Һиттийлар, Аморийлар, Пәриззийләр, Һивийлар вә Йәбусийлардин Исраил зиминида қелип қалғанларниң һәммисини болса, Сулайман буларни, йәни Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләрниң қалған әвлатлирини қуллуқ һашаға тутти. Улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди. «Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләр...» — бу вақиәләр Йәшуа пәйғәмбәр заманида болған. Тәвраттики «Йәшуа»ни көрүң. Мошу һашарчилар 13:5-16дә хатириләнгәнләрдин башқа һашарчилар болса керәк еди. «улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди» — бу сөз Исраиллар техи өз вәтинидә турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә. Лекин Исраиллардин Сулайман өз ишлири үчүн һеч кимни қул қилмай, бәлки уларни ләшкәр, һөкүмдар-әмәлдар, һарву билән атлиқларниң сәрдарлири қилди. 10 Булардин падиша Сулайманниң ишлигүчиләрниң үстигә қойған чоң назарәтчилири болуп, икки йүз әллик еди.«чоң назарәтчилири... Икки йүз әлликИди» — «1Пад.» 9:23дә бу сан бәш йүз әллик дейилиду. Бәлки бу санлар башқа-башқа вақиттики әһвалларни көрситиши мүмкин.
11 Сулайман Пирәвнниң қизини «Давутниң шәһири»дин өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс; чүнки Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи барғанлиги җайларниң һәммиси муқәддәстур», — деди. «Сулайман Пирәвнниң қизини ... өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс» — униң шундақ орунлаштурушиниң сәвәви, Пирәвнниң қизи Йәһудий болмиғачқа вә бәлким Пәрвәрдигардин қорқмиғанлиғи үчүн еди.
12 Сулайман бу чағда Пәрвәрдигарниң қурбангаһида, йәни муқәддәс җайниң айваниниң алдиға салдурған қурбангаһта Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ тәқдим қилатти; 13 — йәни Муса пәйғәмбәрниң тапшуруғи бойичә, һәр күни, шабат күнлиридә, айниң биринчи күнлиридә вә һәр жилда үч қетим өткүзүлидиған алаһидә һейт күнлиридә — «петир нан һейти», «һәптиләр һейти» вә «кәпиләр һейти»дики күнләрдә бекитилгән бурчлуқ қурбанлиқларни қилатти. «петир нан һейти» — йәнә «өтүп кетиш һейти» яки «пасха һейти» дәп атилиду. Әмәлийәттә «өтүп кетиш һейти» «петир нан һейти»ниң биринчи күнидила өткүзүлиду. «кәпиләр һейти» — «һәптиләр һейти» — йәни «дәсләпки һосул һейти» дәп атилиду. 14 Сулайман йәнә атиси Давутниң бәлгүләп бәргини бойичә каһинларниң хизмәтлириниң вә Лавийларниң бурчлириниң ада қилиниши үчүн нөвәт-гуруппиларни бекитти; Лавийларниң һәр күни мәдһийә оқуш вә каһинларниң алдида хизмәтләрни ада қилиш бурчи бар еди. Сулайман йәнә дәрвазивәнләрни нөвити бойичә һәр дәрвазиниң хизмитини қилишқа бекитти; чүнки Худаниң адими Давутниң буйруғи шундақ еди. 15 Каһин-лавийлар падишаниң каһинларға вә Лавийларға буйруғанлиридин, мәйли қандақ иш болсун яки ғәзниләргә даир иш болсун һеч баш тартмайтти.
16 Пәрвәрдигарниң өйини селишта, өй ули селинған күндин тартип пүткичә Сулайманниң барлиқ қурулуш ишлири пухта тамамланди. Шундақ қилип Пәрвәрдигарниң өйи пүтти.
17 Андин Сулайман Едом зиминида Қизил деңиз бойидики Әзион-Гәбәргә вә Елатқа қарап маңди. 18 Һурам падиша өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар Сулайманниң хизмәткарлири билән биллә Офирға берип, у йәрдин төрт йүз әллик талант алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди. «төрт йүз әллик талант алтун» — 450 талант бәлким 15 тонна еди. «Һурам өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар ... Офирға берип, у йәрдин ... алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди» — Һурамниң кемилири бәлким жуқурида 17-айәттә тилға елинған Әзион-Гәбәр вә Елат дегән портларға берип-келәтти.
 
 

8:2 «Һирам» — яки «Һурам», йәни Турниң падишаси.

8:8 «Исраиллар пүтүнләй йоқатмиған әлләр...» — бу вақиәләр Йәшуа пәйғәмбәр заманида болған. Тәвраттики «Йәшуа»ни көрүң. Мошу һашарчилар 13:5-16дә хатириләнгәнләрдин башқа һашарчилар болса керәк еди. «улар бүгүнки күнгичә шундақ болуп кәлди» — бу сөз Исраиллар техи өз вәтинидә турған вақтида хатириләнгән, әлвәттә.

8:10 «чоң назарәтчилири... Икки йүз әлликИди» — «1Пад.» 9:23дә бу сан бәш йүз әллик дейилиду. Бәлки бу санлар башқа-башқа вақиттики әһвалларни көрситиши мүмкин.

8:11 «Сулайман Пирәвнниң қизини ... өзи униңға салдурған ордиға әкәлтүрди; чүнки у: «Аялимниң Исраил падишаси Давутниң ордисида туруши мувапиқ әмәс» — униң шундақ орунлаштурушиниң сәвәви, Пирәвнниң қизи Йәһудий болмиғачқа вә бәлким Пәрвәрдигардин қорқмиғанлиғи үчүн еди.

8:13 «петир нан һейти» — йәнә «өтүп кетиш һейти» яки «пасха һейти» дәп атилиду. Әмәлийәттә «өтүп кетиш һейти» «петир нан һейти»ниң биринчи күнидила өткүзүлиду. «кәпиләр һейти» — «һәптиләр һейти» — йәни «дәсләпки һосул һейти» дәп атилиду.

8:18 «төрт йүз әллик талант алтун» — 450 талант бәлким 15 тонна еди. «Һурам өз хизмәткарлири арқилиқ кемиләр вә деңиз йоллириға пишшиқ адәмлирини Сулайманниң йениға әвәтти. Улар ... Офирға берип, у йәрдин ... алтун елип, уни падиша Сулайманниң қешиға йәткүзүп кәлди» — Һурамниң кемилири бәлким жуқурида 17-айәттә тилға елинған Әзион-Гәбәр вә Елат дегән портларға берип-келәтти.