13
Абия Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
1Пад. 15:1-8
1 Падиша Йәробоамниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Абия Йәһуданиң үстигә падиша болди. 2 У Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Микая болуп, у Гибеаһлиқ Урийәлниң қизи еди. Абия билән Йәробоам оттурисида уруш болди. 3 Абия җәң қилиш үчүн хилланған җәңчиләрдин төрт йүз миңни башлап чиқти; Йәробоамму хилланған батур җәңчиләрдин сәккиз йүз миңни башлап чиқип, Абияға қарши сәп түзүп турди.
4 Абия Әфраим тағлиқ районидики Зәмарайим теғиға чиқип мундақ деди: — «И Йәробоам вә Исраил хәлқи, гепимгә қулақ селиңлар! 5 Билмәмсиләр, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар «тузлуқ әһдә» қилип, Исраилниң үстидики падишалиқни Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгүгә тәқдим қилғанғу? □«тузлуқ әһдә» — демәк, туз билән ипадиләнгән. «Лав.» 2:13 вә «Чөл.» 18:19ни көрүң. Тәврат вә Инҗилда (уйғурлар арисида болғандәк) туз болса «мәңгүлүк»ниң, «чиримаслиқ»ниң вә «тәм»ниң символидур. 6 Лекин Давутниң оғли Сулайманниң қули, Нибатниң оғли Йәробоам қозғилип өз ғоҗисидин йүз өриди. 7 Шуниң билән бәзи муттәһәмләр, «Белиялниң балилири» униң йениға жиғилип, Сулайманниң оғли Рәһобоам билән қаршилишишқа өзлирини күчләндүрди; Рәһобоам у чағда техи яш, сәбий балидәк болғачқа, уларға тәң келәлмиди. □«Белиял» — Шәйтанниң башқа бир исмидур. «Белиялниң балилири» иплас адәмләрни билдүриду. 8 Әнди силәр Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлириниң қолиға тапшурған падишалиғиға қарши чиқип «өзимизни көрситимиз» дәйсиләр; силәрниң адимиңлар дәрвәқә көптур; силәрдә йәнә Йәробоам силәргә ясап бәргән, илаһлар дәп қарилидиған алтун мозайлар бар. 9 Силәр Пәрвәрдигарниң каһинлири болған Һарунниң әвлатлири билән Лавийларни қоғливетип, йәр йүзидики башқа әлләр қилғинидәк өзлириңларға халиғанчә каһин тикливалған әмәсмидиңлар? Кимдәким бир топақ вә йәттә қозини елип келип өзүмни каһинлиққа беғишлаймән десә, у Худа болмиған бутларға каһин болалайду! 10 Лекин биз болсақ, Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур, биз униңдин ваз кәчмидуқ; Пәрвәрдигарниң хизмитидә болған каһинлар болса Һарунниң әвлатлиридур, Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта. □«Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта» — яки «Лавийлар униң хизмитидә турмақта» — йәни Худаниң хизмитидә. 11 Улар һәр күни әтиси-ахшими Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, есил хушбуй яқиду. Пакиз ширәгә «тәқдим нанлар»му тизип қоюлиду, һәр күни кәчтә улар алтун чирақдан үстидики чирақларни яндурулиду; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң тапшуруғиға әмәл қилип келиватимиз. Бирақ силәр болсаңлар униңдин ваз кәчтиңлар. 12 Қараңлар, Худа бизни Башлиғучи болуп биз билән биллидур; қоллириға канай алған, силәргә һуҗум қилишқа сигнал чилишқа тәйяр туридиған униң каһинлириму биз билән биллидур. И Исраил балилири, ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар билән җәң қилмаңлар; чүнки силәр һәргиз ғәлибә қазиналмайсиләр».
13 Лекин Йәробоам уларниң арқисидин һуҗум қилмақ үчүн бөктүрмә қойған еди. Шундақки, Исраиллар Йәһудаларниң алди тәрипидә еди вә бөктүрмә қошун уларниң арқа тәрипидә сақлап туратти. 14 Йәһудалар бурулуп қариса, мана өзлири алди-арқидин һуҗумға учравататти; улар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди, каһинларму канайларни чалди. 15 Буниң билән Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришти; вә шундақ болдики, Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришүватқанда, Худа Йәробоам билән барлиқ Исраилларни Абия билән Йәһудаларниң алдидин уруп терә-пәрәң қилди. 16 Исраиллар Йәһудаларниң алдидин қачти; Худа уларни Йәһудаларниң қолиға тапшурди. 17 Абия билән униң адәмлири Исраилларни қаттиқ қирғин қилди; Исраиллардин хилланған бәш йүз миң әскәр қәтл қилинди. 18 Бу чағда Исраиллар төвән қилинди; Йәһудадикиләр ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға таянғанлиғи үчүн ғәлибә қазанди. □«төвән қилинди» — яки «мәғлуп қилинди». 19 Абия Йәробоамниң кәйнидин қоғлап маңди; у униң илкидин бир қанчә шәһирини, йәни Бәйт-Әл вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Йешанаһ вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Әфрон вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни тартивалди. 20 Йәробоам Абияниң күнлиридә қайтидин күчлинәлмиди. Пәрвәрдигарниң уни уруши билән у өлди.
21 Абия болса өзини қудрәт тапқузди; у он төрт хотун елип, жигирмә икки оғул, он алтә қиз пәрзәнт көрди. 22 Абияниң башқа ишлири, униң маңған йоллири вә ейтқан сөзлири «Иддо пәйғәмбәрниң тәһлили»дә пүтүлгәндур.
□13:5 «тузлуқ әһдә» — демәк, туз билән ипадиләнгән. «Лав.» 2:13 вә «Чөл.» 18:19ни көрүң. Тәврат вә Инҗилда (уйғурлар арисида болғандәк) туз болса «мәңгүлүк»ниң, «чиримаслиқ»ниң вә «тәм»ниң символидур.
□13:7 «Белиял» — Шәйтанниң башқа бир исмидур. «Белиялниң балилири» иплас адәмләрни билдүриду.
□13:10 «Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта» — яки «Лавийлар униң хизмитидә турмақта» — йәни Худаниң хизмитидә.
□13:18 «төвән қилинди» — яки «мәғлуп қилинди».