27
Йотам Йәһуда үстигә һөкүм сүриду
2Пад.15:32-38
1 Йотам тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Йәруша болуп, Задокниң қизи еди. 2 У атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди (лекин у Пәрвәрдигарниң муқәддәсханисиға кирмиди). Лекин хәлиқ йәнила бузуқ ишларни қиливәрди.
3 Пәрвәрдигар өйиниң жуқуриқи дәрвазисини ясатқучи Йотам еди; у йәнә Офәлдики сепилдиму нурғун қурулушларни қилди. □«Офәл» — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди. 4 У Йәһуданиң тағлиқ районида шәһәрләрни бена қилди, орманлиқлардиму қәлъә-қорғанлар вә күзәт мунарлирини ясатти. 5 У Аммонийларниң падишаси билән уруш қилип уларни йәңди; шу жили Аммонийлар униңға үч талант күмүч, миң тонна буғдай, миң тонна арпа олпан бәрди; Аммонийлар иккинчи вә үчинчи жилиму униңға охшаш олпан елип кәлди. □«үч талант күмүч» — бәлким 3400 килограм күмүч еди. «миң тонна буғдай» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. «миң тонна арпа» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. 6 Йотам Худаси Пәрвәрдигар алдида йоллирини тоғра қилғини үчүн қудрәт тапти.
7 Йотамниң қалған ишлири, җүмлидин қилған җәңлири вә тутқан йоллириниң һәммиси мана «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур. □«Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур. 8 У тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. 9 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди; оғли Аһаз униң орниға падиша болди.
□27:3 «Офәл» — кона Йерусалимдики бир қисим егиз район еди.
□27:5 «үч талант күмүч» — бәлким 3400 килограм күмүч еди. «миң тонна буғдай» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин. «миң тонна арпа» — ибраний тилида «он миң кор». Бир «кор» 220 литр болуши мүмкин.
□27:7 «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси» — мүмкинчилиги барки, бу китап Тәвраттики «Падишаһлар»дур.