32
Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилиду
2Пад. 18:13-37; 19:1-37; Йәш. 36:1-22; 37:1-38
Бу барлиқ ишларни вә садақәтлик әмәлләрни беҗиргәндин кейин, Асурийә падишаси Сәннахериб Йәһудаға таҗавуз қилип, қорғанлиқ шәһәрлиригә һуҗум қилип бөсүп кирип, уларни ишғал қилиш үчүн уларни қоршивалди. Һәзәкия Сәннахерибниң кәлгәнлигини көрүп, униң Йерусалимға һуҗум қилиш нийитиниң барлиғини билгәндә, әмәлдарлири вә батур әзимәтлири билән шәһәр сиртидики булақ-ериқларни тосуветиш тоғрилиқ мәслиһәтләшти; улар уни қоллиди. Шуниң билән нурғун кишиләр жиғилип: «Немә үчүн Асурийә падишалириға мол су мәнбәсини тепивелишиға қалдуридикәнмиз?» дәп барлиқ булақ көзлирини етивәтти вә у жут оттурисидин еқип өтидиған ериқни тосувәтти. Һәзәкия өзини ғәйрәтләндүрүп, бузулуп кәткән сепилларни йеңибаштин оңлатти, үстигә қаравулханиларни салдурди, йәнә бир ташқи сепилму ясатти һәмдә Давут шәһиридики «Милло» қәлъәсини мустәһкәмлиди; у йәнә нурғун қурал-ярақ вә қалқанларни ясатти. У хәлиқниң үстигә сәрдарларни тайинлиди андин уларни шәһәр дәрвазисидики мәйданға, өз алдиға жиғдуруп, уларға илһам-риғбәт берип: — Ирадәңларни чиң қилип батур болуңлар, Асурийә падишасидин вә униңға әгәшкән зор қошундин қорқмаңлар яки алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур. «биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур» — яки «биз билән Болғучи униң билән болғучидин улуқдур». «2Пад.» 6:16ни көрүң. Униң билән биргә болғини наһайити бир инсаний әтлик биләк, халас; лекин биз билән биллә болғучи болса бизгә мәдәткар болуп, биз үчүн җәң қилғучи Худайимиз Пәрвәрдигар бардур! — деди. Хәлиқ Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң сөзлиригә ишинип таянди.Йәр. 17:5; 1Юһа. 4:4
Шуниңдин кейин Асурийә падишаси Сәннахериб пүткүл күч-қошуни билән Лақиш шәһирини муһасиригә алди; шу чағда у хизмәткарлирини Йерусалимға, Йәһуданиң падишаси Һәзәкияға, шундақла Йерусалимда туруватқан барлиқ Йәһудаларға әвәтип, уларға мундақ сөзләрни йәткүзүп: — 10 «Асурийә падишаси Сәннахериб: «Йерусалим муһасирә ичидә туруқлуқ, силәр зади немигә тайинип униңда техичә туруватисиләр? 11 Һәзәкия силәргә: «Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Асурийә падишасиниң чаңгилидин қутулдуриду», дәп ишәндүрүп, силәрни ачлиқ вә уссузлуқтин өлүмгә тапшурмақчи болуватмамду? 12 Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? Андин Йәһудадики вә Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр вә шуниң үстигила хушбуй яқисиләр» дәп әмир қилған әмәсмиди? «Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? ... Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр ...» дәп әмир қилған әмәсмиди?» — Сәннахерибниң әлчиси интайин һейлигәрлик билән қилинған бу гәп билән хәлиққә: — «Һәзәкия Пәрвәрдигарға һәқиқәтән ишәнмәйду. У пәқәт һәммиңлар Йерусалимда қурбанлиқлирңларни қилишиңлар керәк дәп силәрдин пайдиланмақчи» дәп гуманландурмақчи. 13 Мениң вә мениң ата-бовилиримниң барлиқ әл хәлиқлиригә немә қилғанлиғини билмәмсиләр? Әл-жутларниң илаһ-бутлири өз зиминини мениң қолумдин қутқузушқа бирәр амал қилалиғанму? 14 Мениң ата-бовилирим үзүл-кесил йоқатқан әшу әл-жутларниң бут-илаһлириниң қайсибири өз хәлқини мениң қолумдин қутқузалиған? Ундақта силәрниң Худайиңлар силәрни мениң қолумдин қутқузаламти? 15 Силәр әнди Һәзәкияға алданмаңлар, силәрни шундақ қайил қилишиға йол қоймаңлар яки униңға ишинипму олтармаңлар; чүнки мәйли қайси әлниң, қайси падишалиқниң илаһи болсун, һеч қайсиси өз хәлқини мениң қолумдин яки мениң ата-бовилиримниң қолидин һеч қутқузуп чиқалмиди; силәрниң Худайиңлар силәрни мениң чаңгилимдин техиму қутулдурувалалмайду әмәсму? — дәйду» — деди.
16 Сәннахерибниң хизмәткарлири давамлиқ йәнә Пәрвәрдигар Худани вә Униң хизмәткари Һәзәкияни һақарәтләйдиған гәпләрниму қилди. 17 Андин Сәннахериб техи хәт йезип, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни һақарәтләп, заңлиқ қилип: «Худди һәр қайси әл-жутларниң илаһлири өз хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмиғандәк, Һәзәкияниң Худасиму Униң хәлқини мениң чаңгилимдин қутқузалмайду» деди. 18 Улар шәһәрни елиш ғәризидә Йерусалим сепилидә туруватқан хәлиқни қорқутуп, патипарақчилиққа чөмдүрүш үчүн Йәһудий тилида үнлүк товлап турди. 19 Улар Йерусалимниң Худасини худди йәр йүзидики ят хәлиқләрниң инсанниң қолида ясалған илаһлириға охшитип сөзлиди.
20 Шуниң түпәйлидин Һәзәкия падиша вә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр дуа қилип асманға қарап нида қиливиди, 21 Пәрвәрдигар бир Пәриштә әвәтти, у Асурийә падишаси қошуниниң ләшкәргаһиға кирип, пүткүл батур җәңчиләрни, әмәлдалар вә сәрдарларни қоймай қиривәтти. Шуниң билән Асурийә падишаси шәрмәндә болуп өз жутиға қайтип кәтти. Өзиниң бутханисиға киргән чеғида өз пуштидин болған оғуллири уни қилич билән чепип өлтүрди. 22 Әнә шу тәриқидә, Пәрвәрдигар Һәзәкияни вә Йерусалим аһалисини Асурийә падишаси Сәннахерибниң вә башқа барлиқ дүшмәнләрниң чаңгилидин қутқузуп қалди вә уларни һәр тәрәптә қоғдиди. «һәр тәрәптә қоғдиди» — яки «һәр тәрәптә әминликкә ериштүрди» яки «һәр тәрәптә йетәкчилик қилди». 23 Нурғун кишиләр һәдийәләрни Пәрвәрдигарға аташ үчүн Йерусалимға әкәлди, шундақла нурғун есил нәрсиләрни әкилип Йәһуда падишаси Һәзәкияға сунди; шуниңдин етиварән Һәзәкия барлиқ әл-жутларниң иззәт-һөрмитигә сазавәр болди.
 
Һәзәкия еғир кесәл болиду, дуа қилиду
2Пад. 20:1-21; Йәш. 38:1-22; 39:1-8
24 Шу күнләрдә Һәзәкия кесәл болуп сакратқа чүшүп қалди; у Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти. «Һәзәкия ... Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти» — «Йәш.» 38-бапни көрүң. 25 Лекин Һәзәкия өзигә көрситилгән илтипатқа мувапиқ тәшәккүр ейтмиди; у көңлидә тәкәббурлишип кәтти. Шуңа Худаниң ғәзиви униңға вә шуниңдәк Йәһуда вә Йерусалимдикиләргә қозғалди. 26 Лекин Һәзәкия вә Йерусалимдикиләр тәкәббурлиғидин йенип өзлирини төвән тутуп жүргәчкә, Пәрвәрдигарниң ғәзиви Һәзәкияниң күнлиридә уларға чүшмиди.
27 Һәзәкияниң дунияси толиму көп, иззәт-һөрмити қәвәтла жуқури еди; у өзигә алтун, күмүч, гөһәр-яқут, хушбуй дора-дәрмәк, қалқан вә һәр хил қиммәтлик буюмларни сақлайдиған ғәзниләрни салдурди; 28 у йәнә ашлиқ, йеңи шарап вә зәйтун мейи сақлайдиған амбарларни, йәнә һәр түрлүк маллар вә падилири үчүн еғил-қотанларни салдурди. 29 У өзигә шәһәрләр бена қилдурди вә нурғун қой-калиларға егә болди, чүнки Худа униңға ғайәт көп дәпинә-дуния ата қилған еди. 30 Һәзәкиядин ибарәт бу киши Гиһон еқининиң жуқури еқимидики суни тосуп, суни топтоғра Давут шәһириниң күнпетиш тәрипигә еқип келидиған қилған еди. Һәзәкия барлиқ қилған әмәллиридә ронақ тапти. 31 Һалбуки, Бабил әмирлириниң әлчилири келип Һәзәкия билән көрүшүп, Йәһуда зиминида йүз бәргән бу мөҗизилик аламәт тоғрилиқ гәп сориған чағда, униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти. «...униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти» — «Йәш.» 39-бапни көрүң. 32 Һәзәкияниң қалған ишлири вә яхши әмәллири болса, мана улар «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да, Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәрниң көргән вәһийлик хатирисидә пүтүлгәндур.
33 Һәзәкия ата-бовилири арисида ухлиди; улар уни Давут әвлатлири қәбирстанлиғи егизлигидә дәпнә қилди; у өлгән чағда барлиқ Йәһуда хәлқи билән Йерусалимдикиләр униңға һөрмәт билдүрди. Униң орниға оғли Манассәһ падиша болди.
 
 

32:7 «биз билән биргә болғучилар улар билән биргә болғучилардин көптур» — яки «биз билән Болғучи униң билән болғучидин улуқдур». «2Пад.» 6:16ни көрүң.

32:8 Йәр. 17:5; 1Юһа. 4:4

32:12 «Шу Һәзәкия Пәрвәрдигарға аталған «жуқури җайлар»ни һәм қурбангаһларни йоқ қиливәттиғу? ... Йерусалимдикиләргә: — «Силәр бирла қурбангаһ алдида сәҗдә қилисиләр ...» дәп әмир қилған әмәсмиди?» — Сәннахерибниң әлчиси интайин һейлигәрлик билән қилинған бу гәп билән хәлиққә: — «Һәзәкия Пәрвәрдигарға һәқиқәтән ишәнмәйду. У пәқәт һәммиңлар Йерусалимда қурбанлиқлирңларни қилишиңлар керәк дәп силәрдин пайдиланмақчи» дәп гуманландурмақчи.

32:22 «һәр тәрәптә қоғдиди» — яки «һәр тәрәптә әминликкә ериштүрди» яки «һәр тәрәптә йетәкчилик қилди».

32:24 «Һәзәкия ... Пәрвәрдигарға тилавәт қилди вә Пәрвәрдигар сөз қилип, униңға бир мөҗизилик аламәт көрсәтти» — «Йәш.» 38-бапни көрүң.

32:31 «...униң көңлидә немә барлиғини мәлум қилишқа синимақчи, Худа уни ялғуз қалдуруп, униңдин кәтти» — «Йәш.» 39-бапни көрүң.