6
Давут әһдә сандуғини Йерусалимға әкилиду
1Тар. 13:1-14; 15:25-29;16:1-3
Давут Исраилниң арисидин барлиқ сәрхил адәмләрни жиғивиди, булар оттуз миң чиқти. Андин Давут вә униңға әгәшкәнләрниң һәммиси Худаниң әһдә сандуғини йөткәп келиш үчүн Йәһудадики Баалаһға чиқти; сандуқ муқәддәс нам билән, йәни керубларниң оттурисида олтарғучи самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң нами билән аталған еди. «Йәһудадики Баалаһ» — (яки «Баалаһ-Йәһудаға») — башқа исми «Кириат-Йеарим» («1Сам.» 7:2, «1Тар.» 13:6ни көрүң). Улар Худаниң әһдә сандуғини дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидә йеңи бир һарвуға селип, уни шу йәрдин елип чиқти. Абинадабниң оғуллири Уззаһ билән Аһийо у йеңи һарвуни һайдиди. 1Сам. 6;7, 8; 7:1,2 Улар һарвуни Худаниң әһдә сандуғи билән дөңдә олтиришлиқ Абинадабниң өйидин елип чиқти; Аһийо әһдә сандуғиниң алдида маңди. Давут билән пүткүл Исраил җәмәтидикиләр Пәрвәрдигарниң алдида тәнтәнә қилип күй оқуп чилтар, тәмбур, дап, дақа-думбақ вә чаңлар челип уссул ойниди.«тәнтәнә қилип күй оқуп... » — яки «һәр хил арча яғачлиридин ясалған сазларни челип...». «дақа-думбақ» — яки «шақилдақ(лар)».
Лекин улар Наконниң хаминиға кәлгәндә, калилар алдиға мүдүрәп кәткәнлиги үчүн, Уззаһ қолини созуп Худаниң әһдә сандуғини тутивалди. Пәрвәрдигарниң ғәзиви Уззаһқа қозғалди; у хата қилғини үчүн, уни Худа шу йәрдә урди. Шуниң билән Уззаһ Худаниң әһдә сандуғиниң йениға жиқилип өлди.
Лекин Давут болса Пәрвәрдигарниң Уззаһниң тенини бөскәнлигигә аччиқланди вә у йәрни «Пәрәз-Уззаһ» дәп атиди; у йәр бүгүнки күнгичә шундақ атилиду. «Пәрәз-Уззаһ» — «Уззаһға бөсүп кириш» дегән мәнидә. У күни Давут Пәрвәрдигардин қорқуп: Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини өзүмниңкигә қайси йол билән әкеләрмән? — деди.
10  Шуниң үчүн Давут Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини «Давут шәһири»гә, өзиниңкигә йөткәшни халимиди; Давут уни елип берип, Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә қалдурди.
11  Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Гатлиқ Обәд-Едомниң өйидә үч ай турди; Пәрвәрдигар Обәд-Едом вә униң пүткүл өйидикиләрни бәрикәтлиди.
12  Давут падишаға: — «Пәрвәрдигар Өз әһдә сандуғи вәҗидин Обәд-Едом вә униң барини бәрикәтлиди» дәп ейтилди. Шуңа Давут Худаниң әһдә сандуғини Обәд-Едомниң өйидин елип чиқип, хушлуқ билән Давутниң шәһиригә елип кәлди. «Пәрвәрдигар Өз әһдә сандуғи вәҗидин...» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар Худаниң әһдә сандуғи вәҗидин...».
13  Пәрвәрдигарниң сандуғини көтәргәнләр алтә қәдәм меңип, шундақ болдики, у бир буқа билән бир бордақ мозайни қурбанлиқ қилди. «Пәрвәрдигарниң сандуғини көтәргәнләр алтә қәдәм меңип, шундақ болдики, у бир буқа билән бир бордақ мозайни қурбанлиқ қилди» — «алтә қәдәм» бизниңчә бу дәсләпки алтә қәдәмни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Улар һәр алтә қәдәм маңғанда, бир қетим буқа вә бордақ мозай қурбанлиқ қилди». Лекин ундақ болса, илгәрләш бәк аста болатти! 14  Давут болса канап әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида күчиниң баричә уссул ойнайтти; «Давут болса канап әфодни кийип...» — «әфод» адәттә пәқәт каһинлар кийидиған җилиткидәк қисқа бир көйнәк еди. Бизниң «тәбирләр»имизни көрүң. Давутниң әфодни кийиши бәлким уссул ойнашқа азатә болуш үчүн еди (14-айәтни көрүң). 15  Давут билән Исраилниң пүткүл җәмәти тәнтәнә қилип вақиришип, канай челишип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқивататти.
16  Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Давутниң шәһиригә елип кирилгинидә, Саулниң қизи Миқал деризидин қарап, Давут падишаниң сәкрәп Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаватқанлиғини көрүп, уни өз көңлидә мәнситмиди.
17  Улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип кирип, Давут униң үчүн тиктүргән чедирниң оттурсида қойди. Андин Давут Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини сунди.
18  Давут көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиқлирини кәлтүрүп болуп, халайиққа самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң намида бәхит-бәрикәт тилиди. 19  У пүткүл Исраил җамаитигә, әр билән аялларниң һәр биригә бирдин қотурмач, бирдин хорма пошкили вә бирдин үзүм пошкилини тәқсим қилип бәрди. Андин хәлиқниң һәр бири өз өйигә йенип кәтти.«бирдин хорма пошкили» — яки «бир жутум шарап» яки «бир парчә гөш».
20  Давут өз аилисидикиләрни мубарәкләш үчүн йенип кәлгәндә, Саулниң қизи Миқал униң алдиға чиқип: Бүгүн Исраилниң падишаси өзини шунчә шәрәплик көрсәттиму, қандақ? У худди пәс бир адәмниң номуссизлачә өзини ялаңачлиғиниға охшаш, хизмәткарлириниң дедәклириниң көз алдида өзини ялаңачлиди!«...өз аилисидикиләрни мубарәкләш үчүн...» — «мубарәкләш» мошу йәрдә «бәхит-бәрикәт тиләш»ни өз ичигә алиду. «Бүгүн Исраилниң падишаси ... хизмәткарлириниң дедәклириниң көз алдида өзини ялаңачлиди!» — «өзини ялаңачлиди» дегән гәп әркинрәк уссул ойнашқа Давутниң «әфод»ни кийгәнлигини көрситиду.
21  Давут Миқалға: Ундақ шадланғиним Пәрвәрдигар алдида еди. У атаң вә униң пүткүл җәмәтини өрүп, мени Пәрвәрдигарниң хәлқи болған Исраил үстигә башламчи қилип тиклиди. Шуңа мән Пәрвәрдигарниң алдида уссул ойнаймән! 22  Әмәлийәттә мән өзүмни техиму әрзимәс қилип, өз нәзиримдә өзүм төвән болушқа разимән. Лекин сән ейтқан у дедәкләрниң нәзиридә болса, һөрмәткә сазавәр болимән — деди.
23  Саулниң қизи Миқал болса, өлидиған күнигичә бала туғмиди.
 
 

6:2 «Йәһудадики Баалаһ» — (яки «Баалаһ-Йәһудаға») — башқа исми «Кириат-Йеарим» («1Сам.» 7:2, «1Тар.» 13:6ни көрүң).

6:3 1Сам. 6;7, 8; 7:1,2

6:5 «тәнтәнә қилип күй оқуп... » — яки «һәр хил арча яғачлиридин ясалған сазларни челип...». «дақа-думбақ» — яки «шақилдақ(лар)».

6:8 «Пәрәз-Уззаһ» — «Уззаһға бөсүп кириш» дегән мәнидә.

6:12 «Пәрвәрдигар Өз әһдә сандуғи вәҗидин...» — ибраний тилида «Пәрвәрдигар Худаниң әһдә сандуғи вәҗидин...».

6:13 «Пәрвәрдигарниң сандуғини көтәргәнләр алтә қәдәм меңип, шундақ болдики, у бир буқа билән бир бордақ мозайни қурбанлиқ қилди» — «алтә қәдәм» бизниңчә бу дәсләпки алтә қәдәмни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси «Улар һәр алтә қәдәм маңғанда, бир қетим буқа вә бордақ мозай қурбанлиқ қилди». Лекин ундақ болса, илгәрләш бәк аста болатти!

6:14 «Давут болса канап әфодни кийип...» — «әфод» адәттә пәқәт каһинлар кийидиған җилиткидәк қисқа бир көйнәк еди. Бизниң «тәбирләр»имизни көрүң. Давутниң әфодни кийиши бәлким уссул ойнашқа азатә болуш үчүн еди (14-айәтни көрүң).

6:19 «бирдин хорма пошкили» — яки «бир жутум шарап» яки «бир парчә гөш».

6:20 «...өз аилисидикиләрни мубарәкләш үчүн...» — «мубарәкләш» мошу йәрдә «бәхит-бәрикәт тиләш»ни өз ичигә алиду. «Бүгүн Исраилниң падишаси ... хизмәткарлириниң дедәклириниң көз алдида өзини ялаңачлиди!» — «өзини ялаңачлиди» дегән гәп әркинрәк уссул ойнашқа Давутниң «әфод»ни кийгәнлигини көрситиду.