23
Давутниң ахирқи сөзлири
Төвәндикиләр Давутниң ахирқи сөзлиридур: — Йәссәниң оғли Давутниң бешарити,
Жуқири мәртивигә көтирилгән,
Яқупниң Худаси тәрәпидин мәсиһләнгән,
Исраилниң сөйүмлүк күйчисиниң бешарәт сөзлири мана: —
Пәрвәрдигарниң Роһи мән арқилиқ сөз қилди,
Униң сөзлири тилимдидур.
Исраилниң Худаси сөз қилди,
Исраилниң Қорам Теши маңа шундақ деди: —
Кимки адәмләрниң арисида адаләт билән сәлтәнәт қилса,
Кимки Худадин қорқуш билән сәлтәнәт қилса,
У қуяш чиққандики таң нуридәк,
Булутсиз сәһәрдәк болиду,
Ямғурдин кейин асман сүзүк болуши билән,
Юмран майсилар тупрақтин чиқиду, мана у шундақ болиду.«У қуяш чиққандики таң нуридәк,...» — яки «қуяш чиққандәк, таң нуридәк,...».
Бәрһәқ, мениң өйүм Тәңри алдида шундақ әмәсму?
Чүнки У мән билән мәңгүлүк әһдә түзди,
Бу әһдә һәммә ишларда мупәссәл һәм мустәһкәмдур;
Чүнки мениң барлиқ ниҗатлиқ ишлиримни,
Һәммә интизарлиғимни,
У бәрқ урғузмамду?«Бәрһәқ, мениң өйүм Тәңри алдида шундақ әмәсму? Чүнки У мән билән... әһдә бәрди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң өйүм Тәңри алдида шундақ болмисиму, лекин У мән билән... әһдә бәрди».
Лекин ипласларниң һәммиси тикәнләрдәк,
Һеч ким қолида туталмиғачқа, чөриветилиду.«ипласларниң һәммиси» — ибраний тилида: «Белиал (Шәйтан)ниң оғуллириниң һәммиси».
Уларға қол узатқучи өзини төмүр қурал вә нәйзә сепи билән қуралландурмиса болмайду;
Улар һаман турған йеридә отта көйдүрүветилиду!
 
Давутниң палванлири
1Тар. 11:10-47
Давутниң палванлириниң исимлири төвәндикидәк хатириләнгәндур: —
Тахкимонлуқ Йошәб-Башсәбәт сәрдарларниң беши еди. У бир қетимлиқ җәңдә нәйзә ойнитип, сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди.«У бир қетимлиқ җәңдә нәйзә ойнитип, сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди» — кона көчүрүлмиләрниң көпинчисидә: «Униң башқа исми «Әзнилиқ Адино»; чүнки у бир қетимдила сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди» дейилиду. Биз мошу йәрдә грек тилидики («LXX») тәрҗимисигә әгишимиз («1Тар.» 11:11ни көрүң).
Кейинкиси Ахохий Додониң оғли Әлиазар еди; Филистийләр жиғилип җәң қилмақчи болди; шу вақитта Давут вә униңға һәмраһ болуп чиққан үч палван уларни җәңгә чақирди; Әлиазар шу үчтин бири еди. Лекин Исраиллар чекинди; «...Ахохий Додониң оғли...» — яки «...Ахохиниң нәвриси, Додониң оғли,...» 10  у қозғилип, таки белиги телип, қоли қиличқа чаплишип қалғичә Филистийләрни қирди. У күни Пәрвәрдигар Исраилларни чоң нусрәткә ериштүрди. Хәлиқ униң қешиға қайтқанда пәқәт олҗа жиғиш ишила қалған еди.
11  Вә униңдин кейинкиси Һарарлиқ Агийниң оғли Шаммаһ еди. Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди; йеқин әтрапта қоюқ өскән бир қизил машлиқ бар еди. Кишиләр Филистиләрниң алдидин қачқан еди, «Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бир күни Филистийләр Леһи (йезиси)да жиғилған еди». 12  Шаммаһ болса қизил машлиқ оттурисида мәзмут туруп, уни қоғдап Филистийләрни қирди; шуниң билән Пәрвәрдигар Исраилларға ғайәт зор нусрәт ата қилди.
13  Орма вақтида оттуз йолбашчи ичидин йәнә үчи Адулламниң ғариға чүшүп, Давутниң йениға кәлди. Филистийләрниң қошуни Рәфайим вадисиға баргаһ қурған еди; 14  у чағда Давут қорғанда еди, Филистийләрниң қаравулгаһи болса Бәйт-Ләһәмдә еди. 15  Давут уссап: Аһ, бириси маңа Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су әкилип бәргән болса яхши болатти! — девиди, 16  бу үч палван Филистийләрниң ләшкәргаһидин бөсүп өтүп, Бәйт-Ләһәмниң дәрвазисиниң йенидики қудуқтин су тартти вә Давутқа елип кәлди; лекин у униңдин ичкили унимиди, бәлки суни Пәрвәрдигарға атап төкүп: 17 — И Пәрвәрдигар, бундақ иш мәндин нери болсун! Бу үч адәмниң өз һаятиға тәвәккул қилип берип әкәлгән бу су уларниң қениға охшаш әмәсму! — деди. Шуниң үчүн у ичишкә унимиди. Бу үч палван қилған ишлар дәл шулар еди. 18  Зәруияниң оғли Йоабниң иниси Абишай бу үчиниң беши еди. У үч йүз адәм билән қаршилишип нәйзисини пиқиритип уларни өлтүргән. Шуниң билән у бу «үч палван» ичидә нами чиққан еди. 19  У бу үчәйләнниң ичидә әң һөрмәтлиги еди, шуңа уларниң беши еди; лекин у авалқи үчәйләнгә йәтмәйтти.
20  Йәһояданиң оғли Беная Кабзәәлдин болуп, бир батур палван еди; у көп қалтис ишларни қилған. У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән. Йәнә қар яққан бир күни азгалға чүшүп, бир ширни өлтүргән еди. «У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән» — яки «У Моабтики икки ширдәк кишини өлтүргән». 21  У һәм күчтүңгүр бир мисирлиқни өлтүргән еди. Мисирлиқниң қолида бир нәйзә бар еди, лекин Бенаяниң қолида бир һасила бар еди. У мисирлиқниң қолидин нәйзисини тартивелип, өз нәйзиси билән уни өлтүрди. 22  Бу ишларни Йәһояданиң оғли Беная қилған болуп, у үч палван арисида нам чиқарған еди. 23  У оттуз йолбашчи ичидә һөрмәтлик еди. Лекин у авалқи үч палванға йәтмәйтти. Давут уни өзиниң пасибан беги қилди.
24  Оттуз йолбашчи ичидә Йоабниң иниси Асаһәл, Бәйт-Ләһәмлик Додониң оғли Әл-Һанан бар еди. 25 Буниңдин башқа: Һародлуқ Шаммаһ, Һародлуқ Елика, 26  Патлилиқ Һәләз, Тәкоалиқ Иккәшниң оғли Ира, 27  Анатотлуқ Абиезәр, Һушатлиқ Мибоннай, 28  Ахоһлуқ Залмон, Нитофатлиқ Маһарай, 29  Нитофатлиқ Баанаһниң оғли Хәләб, Биняминлардин Гибеаһлиқ Рибайниң оғли Иттай, «Баанаһниң оғли Хәләб» — яки «Баанаһниң оғли Хәләд». 30  Пиратонлуқ Беная, Гааш вадилиридин Һиддай, 31  Арбатлиқ Аби-Албон, Барһумлуқ Азмавәт, 32-33  Шаалбонлуқ Әлияһба, Яшәнниң оғуллири, Һарарлиқ Шаммаһниң оғли Йонатан, Һарарлиқ Шарарниң оғли Аһиям, «Һарарлиқ Шаммаһниң оғли Йонатан» — ибраний тилида «оғли» дегән сөз тепилмайду. Йонатанниң Шаммаһ (Шаги) билән болған мунасивити «1Тар.» 11:34дин көрүлиду. 34  Маакатий Ахасбайниң оғли Әлифәләт, Гилонлуқ Аһитофәлниң оғли Елиям, 35  Кармәллик Һәзрай, Арбилиқ Паарай, 36  Зобаһдин болған Натанниң оғли Игал, Гадлиқ Банни, 37  Аммоний Зәләк, Бәәротлуқ Наһарай (у Зәруияниң оғли Йоабниң ярақ көтәргүчиси еди), 38  Йитрилиқ Ира, Йитрилиқ Гарәб 39  вә Һиттий Урия қатарлиқлар болуп, уларниң һәммиси оттуз йәттә киши еди. «... вә Һиттий Урия қатарлиқлар болуп, уларниң һәммиси оттуз йәттә киши еди» — бу тизимликтә Йәһудий әмәсләрдин бир нәччиси бар — мәсилән Аммонлуқ Зәләк, Һиттий Урия вә Моаблиқ Йитма бар.
 
 

23:4 «У қуяш чиққандики таң нуридәк,...» — яки «қуяш чиққандәк, таң нуридәк,...».

23:5 «Бәрһәқ, мениң өйүм Тәңри алдида шундақ әмәсму? Чүнки У мән билән... әһдә бәрди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң өйүм Тәңри алдида шундақ болмисиму, лекин У мән билән... әһдә бәрди».

23:6 «ипласларниң һәммиси» — ибраний тилида: «Белиал (Шәйтан)ниң оғуллириниң һәммиси».

23:8 «У бир қетимлиқ җәңдә нәйзә ойнитип, сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди» — кона көчүрүлмиләрниң көпинчисидә: «Униң башқа исми «Әзнилиқ Адино»; чүнки у бир қетимдила сәккиз йүз адәмни өлтүргән еди» дейилиду. Биз мошу йәрдә грек тилидики («LXX») тәрҗимисигә әгишимиз («1Тар.» 11:11ни көрүң).

23:9 «...Ахохий Додониң оғли...» — яки «...Ахохиниң нәвриси, Додониң оғли,...»

23:11 «Бир күни Филистийләр қошун болуп жиғилған еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Бир күни Филистийләр Леһи (йезиси)да жиғилған еди».

23:20 «У Моабий Ариәлниң икки оғлини өлтүргән» — яки «У Моабтики икки ширдәк кишини өлтүргән».

23:29 «Баанаһниң оғли Хәләб» — яки «Баанаһниң оғли Хәләд».

23:32-33 «Һарарлиқ Шаммаһниң оғли Йонатан» — ибраний тилида «оғли» дегән сөз тепилмайду. Йонатанниң Шаммаһ (Шаги) билән болған мунасивити «1Тар.» 11:34дин көрүлиду.

23:39 «... вә Һиттий Урия қатарлиқлар болуп, уларниң һәммиси оттуз йәттә киши еди» — бу тизимликтә Йәһудий әмәсләрдин бир нәччиси бар — мәсилән Аммонлуқ Зәләк, Һиттий Урия вә Моаблиқ Йитма бар.