3
Һаманниң Йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйқәсти
Бу ишлардин кейин падиша Аһашверош Агагийлардин болған Һаммидатаниң оғли Һаманниң мәнсивини өстүрди; падиша униң орнини өстүрүп, өзи билән биллә ишләйдиған барлиқ әмирләрниңкидин жуқури қилди. Падиша униң һәққидә әмир қилғачқа, орда дәрвазисида турған падишаниң барлиқ әмәлдарлири Һаманниң алдида тазим қилип баш уратти; лекин Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди. «...Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди» — Мордикайниң тазим қилмаслиғи яки баш урмаслиғиниң сәвәви бәлким Тәвраттики «Қан.» 25:17-19дики хатирә түпәйлидин болса керәк. Һаман Амаләк еди, Амаләкләр болса Исраилниң кона рәқиби еди. Һаман әслидә Самуил пәйғәмбәр өлтүргән Амаләк болған Агаг падишаниң әвлади болғачқа, бәлким Йәһудий хәлқигә техиму өч болуши мүмкин («Мис.» 17:8-16, «1Сам.» 15:17-23, «Қан.» 25:17-19ни көрүң).
Мәлум бир кишигә тазим қилиш Тәвратқа хилап иш әмәс. Тәврат дәвридә Исраиллар өз падишалириға шундақ тазим қилатти яки гаһи вақитларда бир-биригә тазим қилатти. «Яр.» 23:7, «1Сам.» 24:8, «2Сам.» 14:4, «1Пад.» 1:16ни көрүң. У «бутпәрәслик» һесапланмайтти.
Орда дәрвазисида турған падишаниң хизмәткарлири Мордикайдин: — Сили немишкә падишаниң әмригә хилаплиқ қилидила? — дәп сорайтти. Шундақ болдики, улар һәр күни несиһәт қилишқан болсиму, у қулақ салмиғандин кейин, улар: — Қени, Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу, дәп буни Һаманға ейтти; чүнки у уларға өзиниң Йәһудий екәнлигини ейтқан еди. «Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу?» — ибраний тилида «Мордикайниң ишлири тураламду-йоқ, бир көрәйличу?» дейилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қени Мордикай гепидә ахириғичә чиң тураламдикин, бир көрәйличу?». Һаман Мордикайниң өзигә баш уруп тазим қилмиғанлиғини көрүп қаттиқ ғәзәпләнди. Лекин у «Мордикайниң үстигә қол селишни кичиккинә бир иш» дәп һесаплиди; чүнки улар Мордикайниң миллитини униңға дәп қойған еди; шуңа Һаман Аһашверошниң пүткүл падишалиғидики Йәһудийларни, йәни Мордикайниң хәлқини бирақла йоқитиш йолини издәп жүрди.
 
Һаманниң Йәһудийларниң нәслини қурутуветишни қәстлиши
Падиша Аһашверошниң он иккинчи жили биринчи айда, йәни Нисан ейида, бириси Һаманниң алдида қутлуқ ай-күнни бекитиш үчүн һәр күн, һәр ай бойичә «пур», йәни чәк ташливиди, он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти. ««пур», йәни чәк ... он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти» — чәкниң он иккинчи айға чиқиши интайин әҗайип иш еди. Биз шу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. Һаман падиша Аһашверошқа: — Падишаһлиқлириниң һәр қайси өлкилиридики әл-милләтләр арисида чечилип яшаватқан бир хәлиқ бар; уларниң қанун-бәлгүлимилири башқа хәлиқләрниңкигә охшимайду, улар алийлириниң қанун-бәлгүлимилиригиму бойсунмайду; шуңа уларниң яшишиға йол қоюш алийлириға һеч пайда йәткүзмәйду. Әгәр падишасимға лайиқ көрүнсә, уларни йоқитиш тоғрилиқ ярлиқ пүтүп чүшүргәйла; мана мән өз йенимдин он миң талант күмүчни алийлириниң ғәзнилиригә селиш үчүн падишалиқниң ишлирини башқуридиған хадимларниң қолиға тапшуримән, деди.«он миң талант» — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, Парс империйәси бойичә бәлким 34-45 килограм болуши мүмкин; шуңа 10000 талант күмүч бәлким аз дегәндә 340 тонничә болатти; бу пәвқулъаддә көп пул падишаниң жиллиқ кириминиң үчтин икки қисмиға баравәр болуп, пара һесаплинатти; шүбһисизки, мошу пара бәлким Йәһудий хәлқи йоқитилса, улар тапшуридиған баҗларниң орниға болсун дәп берилгән; лекин у Йәһудийлар тапшурушқа тегишлик баҗдин хеләла көп еди. Һаман «хәлиқ»ниң Йәһудий хәлқи екәнлигини тилға елишқа петиналмиди; чүнки бурунқи Парс императорлири Йәһудий хәлқигә чоң һөрмәт билдүрүп кәлгән еди.
10 Шуниң билән падиша өзиниң бармиғидин үзүкни сийрип чиқирип, Йәһудийларниң рәқиби, Агагий Һаммидатаниң оғли Һаманға берип: 11 — Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим, у хәлиқниму саңа тапшурдум, уларни қандақ қилишни халисаң, шундақ қил! — деди.«Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди бу сениң пулуң болғандин кейин, қобул қилай».
 
Падишаһниң Һаманниң Йәһудийларниң нәслини қурутушиға рухсәт қилиши
12 Андин биринчи айниң он үчинчи күни падишаниң мирзилири чақирилип, ярлиқ Һаманниң барлиқ тапилиғини бойичә пүтүлди; у һәр қайси өлкиләргә өз йезиғида, һәр қайси әл-милләткә өз тилида яздурулуп, һәр бир өлкиләрниң валийлириға, һәр бир әл-милләтниң әмирлиригә әвәтилди; ярлиқ падиша Аһашверошниң намида пүтүлгән болуп, униң үзүк мөһүри билән печәтләнди. 13 Ярлиқ мәктуплири чапармәнләрниң қоли билән падишалиқниң һәр қайси өлкилиригә йәткүзүлди; униңда бир күн ичидә — Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни қери-яш, балилар вә аяллар демәй, барлиқ Йәһудийларни қоймай қирип, өлтүрүп, нәсли қурутуветилсун, уларниң мал-мүлки олҗа қилинсун, дейилгән еди. 14 Шу ярлиқ һәр бир өлкидә җакалиниш үчүн, шундақла шу күни һәр бир хәлиқ шундақ қилишқа тәйяр болуп туруши үчүн, мәктупниң көчүрмә нусхилири һәр бир әл-милләткә елан қилинмақчи болди. 15 Чапармәнләр падишаниң әмри бойичә дәрһал йолға чиқти; ярлиқ Шушан қәлъәсиниң өзидиму елан қилинди. Бу чағда падиша Һаман билән шарап ичишкә олтарған еди. Лекин Шушан шәһиридикиләр дәккә-дүккигә чөмүп кетишти.
 
 

3:2 «...Мордикай болса Һаманға нә тазим қилмиди, нә баш урмиди» — Мордикайниң тазим қилмаслиғи яки баш урмаслиғиниң сәвәви бәлким Тәвраттики «Қан.» 25:17-19дики хатирә түпәйлидин болса керәк. Һаман Амаләк еди, Амаләкләр болса Исраилниң кона рәқиби еди. Һаман әслидә Самуил пәйғәмбәр өлтүргән Амаләк болған Агаг падишаниң әвлади болғачқа, бәлким Йәһудий хәлқигә техиму өч болуши мүмкин («Мис.» 17:8-16, «1Сам.» 15:17-23, «Қан.» 25:17-19ни көрүң). Мәлум бир кишигә тазим қилиш Тәвратқа хилап иш әмәс. Тәврат дәвридә Исраиллар өз падишалириға шундақ тазим қилатти яки гаһи вақитларда бир-биригә тазим қилатти. «Яр.» 23:7, «1Сам.» 24:8, «2Сам.» 14:4, «1Пад.» 1:16ни көрүң. У «бутпәрәслик» һесапланмайтти.

3:4 «Мордикайниң қилған бу ишиға йол қоюламду-йоқ, бир көрәйличу?» — ибраний тилида «Мордикайниң ишлири тураламду-йоқ, бир көрәйличу?» дейилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Қени Мордикай гепидә ахириғичә чиң тураламдикин, бир көрәйличу?».

3:7 ««пур», йәни чәк ... он иккинчи айға, йәни «Адар ейи»ға чиқти» — чәкниң он иккинчи айға чиқиши интайин әҗайип иш еди. Биз шу иш тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

3:9 «он миң талант» — бир «талант»ниң топтоғра қанчилик екәнлиги һазир бизгә намәлум, Парс империйәси бойичә бәлким 34-45 килограм болуши мүмкин; шуңа 10000 талант күмүч бәлким аз дегәндә 340 тонничә болатти; бу пәвқулъаддә көп пул падишаниң жиллиқ кириминиң үчтин икки қисмиға баравәр болуп, пара һесаплинатти; шүбһисизки, мошу пара бәлким Йәһудий хәлқи йоқитилса, улар тапшуридиған баҗларниң орниға болсун дәп берилгән; лекин у Йәһудийлар тапшурушқа тегишлик баҗдин хеләла көп еди. Һаман «хәлиқ»ниң Йәһудий хәлқи екәнлигини тилға елишқа петиналмиди; чүнки бурунқи Парс императорлири Йәһудий хәлқигә чоң һөрмәт билдүрүп кәлгән еди.

3:11 «Шу күмүчләрни өзүңгә инъам қилдим» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Әнди бу сениң пулуң болғандин кейин, қобул қилай».