8
Мордикайниң жуқури мәртивигә өстүрүлүши
Падиша Аһашверош шу күни Йәһудийларниң дүшмини Һаманниң өй-зиминини илтипат қилип ханиш Әстәргә бәрди; Мордикайму падишаниң һозуриға кәлтүрүлди, чүнки Әстәр өзиниң Мордикай билән туққан екәнлигини падишаға дәп бәргән еди. Падиша өзиниң Һамандин қайтурувалған үзүгини чиқирип Мордикайға бәрди, Әстәрму Мордикайни Һаманниң өй-җайини башқурушқа қойди.
 
Әстәрниң падишадин Һаманниң сүйқәстини бекар қилишни тилиши
Әстәр йәнә падишаниң алдиға келип айиғиға жиқилип, көзигә яш алған һалда падишадин Агагийлардин болған Һаман кәлтүрүп чиққан балаю-апәтни һәм униң Йәһудийларни йоқитиш сүйқәстини бекар қилишни йелинип өтүнди. Падиша алтун һасисини Әстәргә тәңливиди, Әстәр орнидин қопуп падишаниң алдида турди.
— Әгәр алийлири мақул көрсә, әгәр мән падишаниң алдида илтипатқа еришкән болсам, әгәр падишасим бу ишни тоғра дәп қариса, шуниңдәк мәндин мәмнун болса, ярлиқ чүшүрүп Агагийлардин Һаммидатаниң оғли Һаман язған мәктупларни, йәни падишасимниң һәр қайси өлкисидики Йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики мәктупларни бекар қилидиған бир ярлиқ йезилишини тиләймән. «шуниңдәк мәндин мәмнун болса...» — ибраний тилида «униң көз алдида уни мәмнун қилғидәк болсам...». Чүнки мән өз хәлқимгә чүшидиған бу балаю-апәткә қандақму чидап қарап туралаймән? Өз туққанлиримниң йоқитилишиға қандақму чидап қарап туралаймән? — деди Әстәр падишаға.
Падиша Аһашверош ханиш Әстәр билән Йәһудий Мордикайға: — Мана, Һаман Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа, мән униң өй-зиминини Әстәргә бәрдим вә униң өзини улар дарға асти. «Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа,...» — ибраний тилида «Йәһудийларға қолини узартмақчи болғачқа,...». Әнди силәр өзүңларниң тоғра тапқини бойичә мениң намимда Йәһудийлар үчүн бир ярлиқ йезип, мениң үзүк мөһүрүмни бесиңлар; чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду, деди.«...чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду» — бу Парс империйәсидики асас қанун еди. Дәл шу сәвәптин әслидики ярлиқниң өзини беваситә бекар қилишқа болмайтти. Буниң орнида униң ақивитиниң алдини елиш тәдбири көрситилгән иккинчи бир ярлиқ йезилиши керәк болатти.
Шу чағда, үчинчи айда, йәни Сиван ейиниң жигирмә үчинчи күни, падишаниң мирзилириниң һәммиси чақирип келинди. Улар Мордикайниң барлиқ буйруғини бойичә ярлиқ язди; ярлиқ Йәһудаларниң иши тоғрилиқ Һиндистандин Һәбәшстанғичә бир йүз жигирмә йәттә өлкиниң валийлириға, өлкә башлиғи вә бәглиригә йезилған болуп, мәктуплар һәр қайси өлкигә өз йезиғи билән, һәр қайси әл-милләтләргә өз тили билән, шундақла Йәһудийларға өз йезиғи билән, өз тилида пүтүлгән еди. «Һәбәшстан» — һазирқи Ефиопийә. 10 Мордикай ярлиқни падиша Аһашверошниң намида йезип, униңға падишаниң үзүк мөһүрини басти; ярлиқ мәктуплирини падишалиқниң атлиқлири билән, йәни толпарларға, ат қечирларға вә төгиләргә мингән чәвәндазлар арқилиқ һәр қайси җайларға йоллиди. «ат қечирларға вә төгиләргә...» — яки «алаһидә беқип келиниватқан атларға...». Бу айәттики улақларниң хиллириниң бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин. 11 Ярлиқта: «Падиша һәр қайси шәһәрләрдики Йәһудийларниң уюшуп, өз һаятини қоғдишиға, шундақла өзлиригә дүшмәнлик қилидиған һәр милләт вә һәр қайси өлкиләрдики күчләрни, җүмлидин уларниң бала-җақилирини қоймай йоқитишиға, қиришиға, нәслини қурутушиға, шундақла мал-мүлкини олҗа қилишиға иҗазәт берилди; 12 бу иш бир күндә, йәни он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни падиша Аһашверошниң һәр қайси өлкилиридә иҗра қилинсун» дәп пүтүлгән еди.
13 Ярлиқ һәр қайси өлкигә әвәтилип, пәрман сүпитидә елан қилинсун, Йәһудийларниң әшу күни дүшмәнлиридин интиқам елишқа тәйярлинип қоюши үчүн ярлиқниң көчүрүлмиси һәр қайси әл-милләтләргә уқтурулсун, дәп бекитилди. 14 Шуниң билән чәвәндазлар толпарларға вә қечирларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий йолға атланди; ярлиқ Шушан қәлъәсидиму җакаланди.
15 Мордикай көк вә ақ рәңлик шаһанә кийим кийип, бешиға катта алтун таҗни тақап, сөсүн рәң кәндир йепинчини йепинип, падишаниң һозуридин чиқти; Шушан шәһәрдики хәлиқ хошаллиққа чөмүп тәнтәнә қилишти. 16 Йәһудийлар йоруқлуқ, шат-хурамлиқ вә иззәт-икрамға муйәссәр болди. 17 Һәр қайси өлкә, һәр қайси шәһәрләрдә, падишаниң әмир-ярлиғи йетип барғанлиги йәрләрдә, Йәһудийлар шат-хурамлиққа чөмүп, зияпәт қилип мубарәк бир күнни өткүзүшти; нурғун йәрлик аһалиләр өзлирини Йәһудий дейишивалди; чүнки Йәһудийлардин қорқуш вәһимиси уларни бесивалған еди.«өзлирини Йәһудий дейишивалди» — яки «өзлири Йәһудий болушти».
 
 

8:5 «шуниңдәк мәндин мәмнун болса...» — ибраний тилида «униң көз алдида уни мәмнун қилғидәк болсам...».

8:7 «Йәһудийларға зиянкәшлик қилмақчи болғачқа,...» — ибраний тилида «Йәһудийларға қолини узартмақчи болғачқа,...».

8:8 «...чүнки падишаниң намида йезилған, падишаниң үзүк мөһүри бесилған ярлиқни һеч ким бекар қилалмайду» — бу Парс империйәсидики асас қанун еди. Дәл шу сәвәптин әслидики ярлиқниң өзини беваситә бекар қилишқа болмайтти. Буниң орнида униң ақивитиниң алдини елиш тәдбири көрситилгән иккинчи бир ярлиқ йезилиши керәк болатти.

8:9 «Һәбәшстан» — һазирқи Ефиопийә.

8:10 «ат қечирларға вә төгиләргә...» — яки «алаһидә беқип келиниватқан атларға...». Бу айәттики улақларниң хиллириниң бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

8:17 «өзлирини Йәһудий дейишивалди» — яки «өзлири Йәһудий болушти».