37
Һәзәкияниң дуа қилиши — Пәрвәрдигарниң җавави
2Пад. 19
Шундақ болдики, Һәзәкия буни аңлиғанда, кийим-кечәклирини житип, өзини бөз билән қаплап Пәрвәрдигарниң өйигә кирди. «Пәрвәрдигарниң өйи» — Униң (Сулайман падиша қурған) ибадәтханиси. У Һилқияниң оғли, ордини башқуридиған Елиаким, орда диванбеги Шәбна вә каһинларниң ақсақаллирини бөз йепинчақлиған пети Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәргә әвәтти. Улар униңға: —
«Һәзәкия мундақ дәйду: —
«Балилар туғулай дәп қалғанда аниниң туққидәк һали қалмиғандәк, мошу күн күлпәт чүшидиған, рәсва вә мазақ қилинидиған бир күндур. Өз ғоҗиси болған Асурийә падишаси тирик Худани мазақ қилишқа әвәткән Раб-Шакәһниң гәплирини Пәрвәрдигар Худайиң нәзиригә елип тиңшиса, буларни аңлиған Пәрвәрдигар Худайиң шу гәпләр үчүн униң дәккисини берәрмекин? Шуңа қеп қалған қалдилар үчүн авазиңни көтирип, бир дуайиңни бәрсәң»» — деди.
Шу гәпләр билән Һәзәкияниң хизмәткарлири Йәшаяниң алдиға кәлди. Йәшая уларға: —
«Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: —
«Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма; «Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма...» — Йәшаяниң мошу җавап сөзлирини (6-7-айәтләрни) диққәт билән оқусиңиз, у Һәзәкияниң тәливи бойичә дуа қилмай, бәлки беваситә хәвәрчиләргә җавап бәрди. Чүнки у аллибурун хәлиққе вә Һәзәкия Асурийә тоғрилиқ нурғун бешарәтләрни қилған. Худа мошу пәйт-әһвал тоғрилиқ Исраилға уқтурған еди (мәсилән, 10-бап, 5-21-айәтләрни, 14-бап, 24-25-айәтләрни көрүң). Бирақ Һәзәкия вә ордисидикиләр мошуларни вә униңдин башқа көргән карамәт мөҗизиләрни (кейинки 38-бапниму көрүң) пүтүнләй унтуп қалғандәк қилатти. Мана, Мән униңға бир роһни киргүзимән; шуниң билән у иғвани аңлап, өз жутиға қайтиду. У өз зиминида турғанда уни қилич билән өлтүргүзимән» — дәңлар» — деди.
Раб-Шакәһ кәлгән йоли билән қайтип маңғанда, Асурийә падишасиниң Лақиш шәһиридин чекингәнлигини аңлап, униң йениға кәлди; Асурийә падишаси Либнаһ шәһиригә қарши җәң қиливатқан еди. Андин падиша: «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» дегән хәвәрни аңлиди. Шу хәвәрни аңлиғанда у йәнә Һәзәкияға әлчиләрни мундақ хәт билән әвәтти: —«Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» — бу иш әмәлийәт әмәс, һәмдә шу чағда мүмкин болмиған еди. Бирақ Худа Өзи әвәткүзгән «алдамчи роһ»ниң тәсири билән уни ишәндүргән.
10 «Силәр Йәһуда падишаси Һәзәкияға мундақ дәңлар: —
«Сән тайинидиған Худайиңниң саңа: «Йерусалим Асурийә падишасиниң қолиға тапшурулмайду» дегинигә алданма; 11 Мана, сән Асурийә падишалириниң һәммә әл-жутларни немә қилғанлирини, уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғини аңлиғансән; әнди өзүң қандақму қутқузулисән? «уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғи аңлиғансән» — «илаһ-бутлириға атап һалак қилиш» дегән сөз, ибраний тилида пәқәт бир сөз биләнла, йәни ««һарам» қилиш» яки ««һәрәм» қилиш» биләнла ипадилиниду. 12 Ата-бовилирим һалак қилған әлләрни болса, уларниң илаһ-бутлири қутқузғанму? Гозан, Һаран, Рәзәф шәһиридикиләрничу? Телассарда турған Едәнләрничу? 13 Хамат падишаси, Арпад падишаси, Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ шәһәрлириниң падишалири қени?»».«Гозан, Һаран, Рәзәф шәһири.. Телассар... Хамат.., Арпад ..., Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ...» — (12-13-айәтләрдә көрситилгән) мошу шәһәрләрниң бәзилириниң нәдә екәнлигини хәритидин көргили болиду, бәзилири бизгә бүгүнгә қәдәр намәлум.
14 Һәзәкия хәтни әкәлгүчиләрниң қолидин елип оқуп чиқти. Андин у Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, Пәрвәрдигарниң алдиға хәтни йейип қойди. 15 Һәзәкия Пәрвәрдигарға дуа қилип мундақ деди: —
16 «И керублар оттурисида турған, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси: —
Сән Өзүңдурсән, җаһандики барлиқ әл-жутларниң үстидики Худа пәқәт Өзүңдурсән; асман-зиминни Яратқучисән. «И керублар оттурисида турған... Пәрвәрдигар» — муқәддәс ибадәтханидики әң ичкири өй, йәни «әң муқәддәс җай» дегән өйдә, Худаниң «рәһим көрситидиған орун-тәхти» («кафарәт тәхти») («рәһимгаһ») бар еди. Мошу орунда Худа Исраилниң алаһидә қурбанлиқлириниң қанлирини қобул қилатти. Орунниң икки тәрипиниң һәр биридә алтундин ясалған, тәхткә қаритилған бирдин «керуб» бар еди. Мусаниң дәвридин Әзакиял пәйғәмбәр дәвригичә Худаниң парлақ шан-шәриви сирлиқ һалда «кафарәт тәхти»ниң үстидә, йәни «керублар оттурисида» туратти.
Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду. «Керублар оттурисида турған» дегини, «Сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур.
17 И Пәрвәрдигар, қулиқиңни төвән қилип аңлиғайсән; көзүңни ачқайсән, и Пәрвәрдигар, көргәйсән; Сәннахерибниң адәм әвәтип мәңгү һаят Худани һақарәтләп ейтқан һәммә гәплирини аңлиғайсән! 18 И Пәрвәрдигар, Асурийә падишалири һәқиқәтән һәммә жутларни вә шуларға беқинди болған жутларниму харабә қилип, «шуларға беқинди болған жутлар..» — ибраний тилида сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Башқа бир хил тәрҗимиси «шуларға аит». Биз шәрһләш үчүн «беқинди» қоштуқ. 19 Уларниң илаһ-бутлирини отқа ташливәткән; чүнки уларниң илаһлири илаһ әмәс, бәлки инсан қоли билән ясалғанлар, яғач вә таш, халас; шуңа Асурийәликләр уларни һалак қилди. 20 Әнди, и Пәрвәрдигар Худайимиз, җаһандики барлиқ әл-жутларға Сениң, пәқәт Сениңла Пәрвәрдигар екәнлигиңни билдүрүш үчүн, бизни униң қолидин қутқузғайсән!».
 
21 Шуниң билән Амозниң оғли Йәшая Һәзәкияға сөз әвәтип мундақ деди: —
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Сән Маңа Сәннахериб тоғрилиқ дуа қилишиң билән,
22 Пәрвәрдигарниң униңға қарита дегән сөзи шудурки: —
«Пак қиз, йәни Зионниң қизи сени кәмситиду,
Сени мазақ қилип күлиду;
Йерусалимниң қизи кәйниңгә қарап бешини чайқайду;
23 Сән кимни мазақ қилип күпүрлүк қилдиң?
Сән кимгә қарши авазиңни көтирип,
Нәзириңни үстүн қилдиң?
Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши!«күпүрлүк» — ким өзини Худаниң орнида қоюп, «һәммә ишни қилалаймән» десә, күпүрлүк қилған болиду, шундақла һаман бир күни жиқитилиду.
24 Қуллириң арқилиқ сән Рәбни мазақ қилип: —
«Мән нурғунлиған җәң һарвулирим билән тағ чоққилириға,
Ливан тағ бағирлириға йетип кәлдимки,
Униң егиз кедир дәрәқлирини, есил қариғайлирини кесиветимән;
Мән униң әң жуқури егизлигигә ямишип чиқип,
Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғиға кирип житимән.«Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғи» — бу айәттики «бүк-барақсан» дегән сөз ибраний тилида «Кармәл» дегән сөз билән ипадилиниду. Кармәл болса Исраилниң әң мунбәт вә чирайлиқ җайи еди. Шуниң билән падишаниң «униң «Кармәл» орманзарлиғиға киримән» дегини «униң (Ливанниң) әң чирайлиқ җайиға (һеч тосалғусиз) баримән» дегәндәк по атидиған мәнини ипадиләйтти; чүнки Ливанда «Кармәл» дегән җай йоқ.
25 Өзүм қудуқ колап су ичтим;
Путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим — дедиң.«...путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим» — жуқуриқи 24-айәттә падиша өзиниң тәс ишларни қилалайдиғанлиғини, мәсилән, Ливан районидики әң жуқури тағларға чиқалайдиғанлиғини (көчмә мәнаси, бәлким алийҗанап, күчлүк падишалардин үстүнлүккә еришидиғанлиғини көрситиду), әң есил нәрсиләргә еришидиғанлиғини тәсвирләйду. Мошу 25-айәттики «путум... қурутивәттим» дегини, деханниң пути биләнла топини иштирип ериқни тосуп, суни қурутивәткинидәк, «Мән халисамла наһайити асанла һәр қандақ ишни қилалаймән, һәтта Нил дәриясиниму қурутиветәләймән» дегән мәнмәнликни билдүрмәкчи.
26 — Сән шуни аңлап бақмиғанмидиң?
Узундин буян Мән шуни бекиткәнмәнки,
Қедимдин тартип шәкилләндүргәнмәнки,
Һазир уни әмәлгә ашурдумки,
Мана, сән қәлъә-қорғанлиқ шәһәрләрни харабиләргә айландурдуң;
27 Шуниң билән у йәрдә туруватқанлар күчсизлинип,
Йәргә қаритип қоюлди, шәрмәндә қилинди;
Улар етиздики оттәк,
Юмран көк чөпләрдәк,
Өгүздики от-чөпләр өсмәй қуруп кәткәндәк болди.«өгүздики от-чөпләр...» — бу ибариниң башқа хил тәрҗимилирини учритиш мүмкин.
28 Бирақ сениң олтарғиниңни, орнуңдин турғиниңни, чиқип-киргиниңни вә Маңа қарши ғалҗирлишип кәткиниңни билимән;
29 Маңа қарши ғалҗирлишип кәткәнлигиңниң, һакавурлишип кәткәнлигиңниң қулиқимға йәткини түпәйлидин,
Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән,
Жүгинимни ағзиңға салимән,
Өзүң кәлгән йол билән сени қайтуримән.«Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, жүгинимни ағзиңға салимән...» — Асурийә падишалири мошундақ рәһимсиз йол билән әсирләрни ялап маңатти.
30 И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, —
Мошу жили өзлүгидин өскән,
Иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду;
Үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр;
Улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр.«И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, — мошу жили өзлүгидин өскән, иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду; үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр» — мошу мөҗизә ишәш-етиқатни күчәйтиш үчүн һәм хәлиқни қутқузуш үчүн берилгән. Уруш вақтида териқчилиқ қилиш мүмкин әмәс; Асурийә қошуни кәткәндин кейинки жилидиму, бәлким қошунидин қалған қисимлири йәнила паракәндичилик қилиши мүмкин еди. Шуңа мөҗизә үчинчи жилғичә созулиду.
«Үзүм көчәтлирини тикисиләр... мевисини йәйсиләр» дегән вәдә, течлиқ мәзгилниң узун болидиғанлиғини көрситиду (үзүм таллирини өстүрүшкә узун вақит кетиду, әлвәттә).
Кишиләрниң Асурийә қошунлириниң туюқсиз чекинишини «тәсадипийлиқтин» демәслиги үчүн, бу иккинчи мөҗизә берилди. Шундақтиму, Тәвраттики «Падишаһлар» дегән қисимға қариғанда, хәлиқләр йәнила икки мөҗизини тезла унтуп Худаға вапасизлиқ қиливәрди.
31 Йәһуда җәмәтидики қутулған қалдиси болса йәнә төвәнгә қарап йилтиз тартиду,
Жуқириға қарап мевә бериду;
32 Чүнки Йерусалимдин бир қалдиси,
Зион теғидин қечип қутулғанлар чиқиду;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң отлуқ муһәббити мошуни ада қилиду.
33 Шуңа Пәрвәрдигар Асурийә падишаси тоғрилиқ мундақ дәйду: —
У нә мошу шәһәргә йетип кәлмәйду,
Нә униңға бир тал оқму атмайду;
Нә қалқанни көтирип алдиға кәлмәйду,
Нә униңға қарита қашаларниму ясимайду.
34 У қайси йол билән кәлгән болса,
Шу йол билән қайтиду вә мошу шәһәргә кәлмәйду, — дәйду Пәрвәрдигар.
35 — Чүнки Өзүм үчүн вә Мениң қулум Давут үчүн бу шәһәрни әтрапидики сепилдәк қоғдап қутқузимән». 2Пад. 20:6
36 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси чиқип, Асурийәликләрниң баргаһида бир йүз сәксән бәш миң әскәрни урди. Мана, кишиләр әтигәндә орнидин турғанда, уларниң һәммисиниң өлгәнлигини көрди! «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә шәхс еди. Бәзи ишларда У Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 18-бапни көрүң).  2Пад. 19:35 37 Шуңа Асурийә падишаси Сәннахериб чекинип, йолға чиқип, Нинәвә шәһиригә қайтип турди. 38 Шундақ болдики, у өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти; андин улар Арарат дегән жутқа қечип кәтти. Униң оғли Есарһаддон униң орнида падиша болди. «У өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти» — мошу вақиә, Сәннахериб Исраилдин чекиништин 20 жил кейин (миладийәдин илгәрки 681-жили) болди.
 
 

37:1 «Пәрвәрдигарниң өйи» — Униң (Сулайман падиша қурған) ибадәтханиси.

37:6 «Ғоҗайиниңларға: — «Пәрвәрдигар мундақ деди: — «Асурийә падишасиниң чапармәнлириниң сән аңлиған әшу маңа күпүрлүк қилғучи гәплиридин қорқма...» — Йәшаяниң мошу җавап сөзлирини (6-7-айәтләрни) диққәт билән оқусиңиз, у Һәзәкияниң тәливи бойичә дуа қилмай, бәлки беваситә хәвәрчиләргә җавап бәрди. Чүнки у аллибурун хәлиққе вә Һәзәкия Асурийә тоғрилиқ нурғун бешарәтләрни қилған. Худа мошу пәйт-әһвал тоғрилиқ Исраилға уқтурған еди (мәсилән, 10-бап, 5-21-айәтләрни, 14-бап, 24-25-айәтләрни көрүң). Бирақ Һәзәкия вә ордисидикиләр мошуларни вә униңдин башқа көргән карамәт мөҗизиләрни (кейинки 38-бапниму көрүң) пүтүнләй унтуп қалғандәк қилатти.

37:9 «Ефиопийә падишаси Тирһакаһ сизгә қарши җәң қилмақчи болуп йолға чиқти» — бу иш әмәлийәт әмәс, һәмдә шу чағда мүмкин болмиған еди. Бирақ Худа Өзи әвәткүзгән «алдамчи роһ»ниң тәсири билән уни ишәндүргән.

37:11 «уларни илаһ-бутлириға атап һалак қилғанлиғи аңлиғансән» — «илаһ-бутлириға атап һалак қилиш» дегән сөз, ибраний тилида пәқәт бир сөз биләнла, йәни ««һарам» қилиш» яки ««һәрәм» қилиш» биләнла ипадилиниду.

37:13 «Гозан, Һаран, Рәзәф шәһири.. Телассар... Хамат.., Арпад ..., Сәфарваим, Хена һәм Ивваһ...» — (12-13-айәтләрдә көрситилгән) мошу шәһәрләрниң бәзилириниң нәдә екәнлигини хәритидин көргили болиду, бәзилири бизгә бүгүнгә қәдәр намәлум.

37:16 «И керублар оттурисида турған... Пәрвәрдигар» — муқәддәс ибадәтханидики әң ичкири өй, йәни «әң муқәддәс җай» дегән өйдә, Худаниң «рәһим көрситидиған орун-тәхти» («кафарәт тәхти») («рәһимгаһ») бар еди. Мошу орунда Худа Исраилниң алаһидә қурбанлиқлириниң қанлирини қобул қилатти. Орунниң икки тәрипиниң һәр биридә алтундин ясалған, тәхткә қаритилған бирдин «керуб» бар еди. Мусаниң дәвридин Әзакиял пәйғәмбәр дәвригичә Худаниң парлақ шан-шәриви сирлиқ һалда «кафарәт тәхти»ниң үстидә, йәни «керублар оттурисида» туратти. Керублар болса интайин күчлүк бир хил пәриштиләр болуп, Худаниң чиқарған һөкүм-җазалирини беҗириду. «Керублар оттурисида турған» дегини, «Сән бизгә йеқинлашқан һәм бизгә рәһим көрсәтмәкчи болған Худасән» дегәнликтур.

37:18 «шуларға беқинди болған жутлар..» — ибраний тилида сөзмусөз тәрҗимә қилғанда «беқинди» дегән сөз йоқ. Башқа бир хил тәрҗимиси «шуларға аит». Биз шәрһләш үчүн «беқинди» қоштуқ.

37:23 «күпүрлүк» — ким өзини Худаниң орнида қоюп, «һәммә ишни қилалаймән» десә, күпүрлүк қилған болиду, шундақла һаман бир күни жиқитилиду.

37:24 «Униң әң бүк-барақсан орманзарлиғи» — бу айәттики «бүк-барақсан» дегән сөз ибраний тилида «Кармәл» дегән сөз билән ипадилиниду. Кармәл болса Исраилниң әң мунбәт вә чирайлиқ җайи еди. Шуниң билән падишаниң «униң «Кармәл» орманзарлиғиға киримән» дегини «униң (Ливанниң) әң чирайлиқ җайиға (һеч тосалғусиз) баримән» дегәндәк по атидиған мәнини ипадиләйтти; чүнки Ливанда «Кармәл» дегән җай йоқ.

37:25 «...путумниң учидила мән Мисирниң барлиқ дәрия-өстәңлирини қурутувәттим» — жуқуриқи 24-айәттә падиша өзиниң тәс ишларни қилалайдиғанлиғини, мәсилән, Ливан районидики әң жуқури тағларға чиқалайдиғанлиғини (көчмә мәнаси, бәлким алийҗанап, күчлүк падишалардин үстүнлүккә еришидиғанлиғини көрситиду), әң есил нәрсиләргә еришидиғанлиғини тәсвирләйду. Мошу 25-айәттики «путум... қурутивәттим» дегини, деханниң пути биләнла топини иштирип ериқни тосуп, суни қурутивәткинидәк, «Мән халисамла наһайити асанла һәр қандақ ишни қилалаймән, һәтта Нил дәриясиниму қурутиветәләймән» дегән мәнмәнликни билдүрмәкчи.

37:27 «өгүздики от-чөпләр...» — бу ибариниң башқа хил тәрҗимилирини учритиш мүмкин.

37:29 «Мән қармиғимни бурниңдин өткүзимән, жүгинимни ағзиңға салимән...» — Асурийә падишалири мошундақ рәһимсиз йол билән әсирләрни ялап маңатти.

37:30 «И Һәзәкия, шу иш саңа аламәт бешарәт болидуки, — мошу жили өзлүгидин өскән, иккинчи жили шулардин чиққанларму рисқиңлар болиду; үчинчи жили болса терийсиләр, орисиләр, үзүм көчәтлирини тикисиләр; улардин чиққан мевиләрни йәйсиләр» — мошу мөҗизә ишәш-етиқатни күчәйтиш үчүн һәм хәлиқни қутқузуш үчүн берилгән. Уруш вақтида териқчилиқ қилиш мүмкин әмәс; Асурийә қошуни кәткәндин кейинки жилидиму, бәлким қошунидин қалған қисимлири йәнила паракәндичилик қилиши мүмкин еди. Шуңа мөҗизә үчинчи жилғичә созулиду. «Үзүм көчәтлирини тикисиләр... мевисини йәйсиләр» дегән вәдә, течлиқ мәзгилниң узун болидиғанлиғини көрситиду (үзүм таллирини өстүрүшкә узун вақит кетиду, әлвәттә). Кишиләрниң Асурийә қошунлириниң туюқсиз чекинишини «тәсадипийлиқтин» демәслиги үчүн, бу иккинчи мөҗизә берилди. Шундақтиму, Тәвраттики «Падишаһлар» дегән қисимға қариғанда, хәлиқләр йәнила икки мөҗизини тезла унтуп Худаға вапасизлиқ қиливәрди.

37:35 2Пад. 20:6

37:36 «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Тәврат дәвридә интайин алаһидә шәхс еди. Бәзи ишларда У Худаниң орнида көрүнәтти (мәсилән, «Яр.» 18-бапни көрүң).

37:36 2Пад. 19:35

37:38 «У өз бути Нисроқниң бутханисида униңға чоқунуватқанда, оғуллири Адраммәләк һәм Шарезәр уни қиличлап өлтүрүвәтти» — мошу вақиә, Сәннахериб Исраилдин чекиништин 20 жил кейин (миладийәдин илгәрки 681-жили) болди.