39
Бабил падишасидин кәлгән әлчиләр •••• Чоң бир хаталиқ
Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини һәм әслигә кәлгәнлигини аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти.«Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини ... аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти» — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк.
Демәк, 38-, 39-бапта тәсвирләнгән ишлар 36- вә 37-бапта тәсвирләнгән ишлардин илгири йүз бәргән. Әнди немишкә улардин кейин хатириләнгән?
Билимизки, «Йәшая» (дегән китап)ниң 40-66-баплиридики хәвәр-бешарәтләр, умумий җәһәттин ейтқанда, кейинки «Бабил империйәсигә әсир болуп чүшкәнләр»гә, йәни сүргүн болған Исраилларға, йәни уларниң «қалдиси» болған әвлатлириға қаритилиду. Ундақта 39-бап мошу әһвални тонуштуруш рольини ойнайду.
Һәзәкия әлчиләрни хошаллиқ билән күтүп, униң ғәзнә-амбарлирида сақланған нәрсилирини көрсәтти; йәни күмүчни, алтунни, дора-дәрманларни, сәрхил майларни, савут-қуралларни сақлайдиған өйниң һәммисини вә байлиқлириниң барлиғини көрсәтти; униң ордиси вә яки пүткүл падишалиғи ичидики нәрсиләрдин Һәзәкия уларға көрсәтмигән бириму қалмиди. Андин Йәшая пәйғәмбәр Һәзәкияниң алдиға берип, униңдин: —
«Мошу кишиләр немә деди? Улар сени йоқлашқа нәдин кәлгән?» — дәп сориди.
Һәзәкия: — «Улар жирақ бир жуттин, йәни Бабилдин кәлгән», деди.
Йәшая йәнә: — «Улар ордаңда немини көрди?» дәп сориди.
Һәзәкия: — «Ордамда бар нәрсиләрни улар көрди; байлиқлиримниң арисидин уларға көрсәтмигән бириму қалмиди» — деди.
Йәшая Һәзәкияға мундақ деди: —
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзини аңлап қойғин: —
— Мана шундақ күнләр келидуки, ордаңда бар нәрсиләр вә бүгүнгә қәдәр ата-бовилириң топлап, сақлап қойған һәммә нәрсә Бабилға елип кетилиду; һеч нәрсә қалмайду — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду.«...һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду» — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз (6-7-айәтләр) чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: —
(1) Һәзәкия Худаға: «қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған;
(2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин.
(3) Нушулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду?
«Ағват» — пичиветилгән адәм, 56-бап, 4-айәттики изаһатни көрүң.
Шуниң билән Һәзәкия өз-өзигә: «Өз күнлиримдә болса аман-течлиқ, Худаниң һәқиқәт-вапалиғи болидикәнғу» дәп, Йәшаяға: — «Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән» — деди. «...«Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән»» — мошу айәттә, Һәзәкияниң өз-өзигә дегәнлири башқиларға, һәтта өз җәмәтигә болған бир хил беғәм, көйүмсиз позитсийәни билдүриду. Йәшая дегән бешарәт әмәлийәттә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған; вақитниң созулуши болса бәлким Йәһуданиң кейинки бир падишаси (Йосия)ниң қаттиқ товва қилиши түпәйлидин болди.
 
 

39:1 «Шу пәйттә Баладанниң оғли Бабил падишаси Меродақ-Баладан Һәзәкияниң кесәл болуп йетип қалғанлиғини ... аңлиғачқа, Һәзәкияға хәтләрни һәдийә билән әвәтти» — Меродақ-Баладан Асурийә падишаси Сәннахериб тәрипидин миладийәдин илгәрки 702-жили ғулитилди. Мошу ишму шу жилда болған болуши керәк. Демәк, 38-, 39-бапта тәсвирләнгән ишлар 36- вә 37-бапта тәсвирләнгән ишлардин илгири йүз бәргән. Әнди немишкә улардин кейин хатириләнгән? Билимизки, «Йәшая» (дегән китап)ниң 40-66-баплиридики хәвәр-бешарәтләр, умумий җәһәттин ейтқанда, кейинки «Бабил империйәсигә әсир болуп чүшкәнләр»гә, йәни сүргүн болған Исраилларға, йәни уларниң «қалдиси» болған әвлатлириға қаритилиду. Ундақта 39-бап мошу әһвални тонуштуруш рольини ойнайду.

39:7 «...һәмдә Бабиллиқлар оғуллириңни, йәни өзүңдин болған әвлатлириңни елип кетиду; шуниң билән улар Бабил падишасиниң ордисида ағват болиду» — көрүнүштә аддий көрүнгән мошу вақиә үчүн немишкә мошу қаттиқ җазалиқ сөз (6-7-айәтләр) чиқиду? Пикримизчә, үч сәвәви бар: — (1) Һәзәкия Худаға: «қәдәмлиримни санап маңимән» дегән вәдини бәргән еди, лекин бу қетим Худадин һеч соримай шундақ қилған; (2) Әлчиләрниң кәлгәнлигидин у бәлким: «һазир мән «җаһанға даңқи чиққан адәммән», «кичик дөлитимизниң җаһанда орни бар» дәп тәкәббурлишип кәткән болуши мүмкин. (3) Нушулардин сирт, билишимизчә Меродақ-Баладан Асурийә империйәсигә қарши бир иттипақни бәрпа қилмақчи. У «тәкәллуп көрситидиған» мошу пурсәттин пайдилинип, Һәзәкияни иттипаққа қатнишишқа тәклип қилған. Өзини өлүмдин қутқузғанлиғини, қуяшниң нуриниң «кәйнигә янғанлиғи»дәк интайин карамәт мөҗизини көргән, Худаниң «Мән силәрни Асурийәдин қутқузимән» дегән вәдисини аңлиған Һәзәкия қандақму худасиз бир әл-жут билән иттипақлашмақчи болғанду? «Ағват» — пичиветилгән адәм, 56-бап, 4-айәттики изаһатни көрүң.

39:8 «...«Сиз ейтқан Пәрвәрдигарниң мошу сөзи яхши екән»» — мошу айәттә, Һәзәкияниң өз-өзигә дегәнлири башқиларға, һәтта өз җәмәтигә болған бир хил беғәм, көйүмсиз позитсийәни билдүриду. Йәшая дегән бешарәт әмәлийәттә йүз жилдин кейин әмәлгә ашурулған; вақитниң созулуши болса бәлким Йәһуданиң кейинки бир падишаси (Йосия)ниң қаттиқ товва қилиши түпәйлидин болди.