20
Ички урушниң партлиши
Шуниң билән Исраилларниң һәммиси чиқип, җамаәт Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп Мизпаһда, Пәрвәрдигарниң алдиға келип бир адәмдәк болди. «Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип, Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп...» — Дан шәһири (18:29дә көрситилгән) зиминниң шималий четидә; Бәәр-Шеба шәһири болса зиминниң җәнубий четидә; «Гилеад» болса зиминниң Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики чәт қисми еди. Демәк (Бинямин хәлқидин башқа), пүткүл Исраилниң адәмлири Мизпаһқа жиғилди. Пүткүл қовмниң чоңлири, йәни Исраилниң һәммә қәбилисиниң башлиқлири Худаниң хәлқиниң җамаити арисида һазир болди. Җамаәт җәмий болуп төрт йүз миң қилич тутқан пиядә әскәр еди (Биняминлар Исраилниң Мизпаһда җәм болғинидин әнди хәвәр тапқан еди).
Исраиллар сүрүштә қилип: «Бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди.«... Исраиллар сүрүштә қилип: «бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди» — шу чағда Биняминларниң вәкиллириниң нәқ мәйданда бар-йоқлуғи ениқ әмәс. Лавий киши, шүбһисизки, кенизигиниң җәситидин бир қисмини уларғиму әвәткән (11:29). Бу соал Бинямин вәкиллиригә қоюлған болса, «Бу рәзил ишниң сәвәвини бизгә чүшәндүрүп бериңлар» дегәндәк тәрҗимә қилиниши керәк еди. Лекин 4-айәттин қариғанда соал Лавий кишигә қоюлған.
Өлтүрүлгән чоканниң ери Лавий киши җавап берип мундақ деди: — «Мән болсам өз кенизигимни елип, Биняминниң Гибеаһ шәһиригә қонғили барған едим; Гибеаһниң адәмлири кечидә маңа һуҗум қилмақчи болуп, мени дәп өйни қоршивалди. Улар мени өлтүрүшни қәстлиди, кенизигимни болса улар аяқ асти қилип өлтүрүвәтти. «...мени дәп өйни қоршивалди» — яки «... мән бар өйни қоршивалди». Шуниң билән мән кенизигимниң җәситини парчә-парчә қилип, кишиләргә көтәрткүзүп Исраилниң мираси болған зиминниң һәр бир жутиға әвәттим. Чүнки улар Исраил ичидә пасиқлиқ вә ипласлиқ қилди. Мана, әй барлиқ Исраиллар, силәр һәммиңлар ойлинип, мәслиһәт көрситиңлар».
Шуниң билән һәммә хәлиқ бир адәмдәк қопуп: — Аримиздин нә һеч ким өз чедиригә бармисун нә һеч ким өз өйигә қайтмисун, бәлки биз Гибеаһқа шундақ қилайлиги: — Биз чәк ташлап униңға һуҗум қилайли; 10 биз Исраилниң һәммә қәбилисидикиләрдин йүзниң ичидин онни, миңдин йүзни, он миңдин миңни таллап чиқип, уларни хәлиқ үчүн озуқ-талқан йәткүзүшкә тайинлайли. Шундақ қилип хәлиқ Бинямин жутидики Гибеаһ шәһиригә берип, уларниң Исраил ичидә қилған барлиқ ипласлиғини уларниң өз бешиға яндурсун, — дейишти.
11 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири бир адәмдәк болуп, у шәһәргә һуҗум қилишқа топланди.
12 Андин Исраил қәбилилири Биняминниң барлиқ җәмәтлиригә әлчи әвәтип: — Араңларда йүз бәргән бу рәзиллик зади немә иш? 13 Әнди Гибеаһдики бу лүкчәкләрни бизгә тутуп бериңлар. Шуниң билән биз уларни өлүмгә мәһкүм қилип, Исраилдин рәзилликни йоқ қилайли, — деди. Лекин Биняминлар өз қериндашлири болған Исраилларниң сөзини тиңшимиди, «лүкчәкләр» — ибраний тилида «Белиалниң (Иблисниң) балилири».   Һак. 19:22; Һош. 9:9; 10:9 14 бәлки Биняминлар Исраилға қарши җәң қилиш үчүн шәһәр-шәһәрләрдин келип Гибеаһда жиғилди. 15 У вақитта Биняминлардин шәһәр-шәһәрләрдин тизимланғанлар жигирмә алтә миң қилич тутқан әркәк еди. Униңдин башқа Гибеаһдин хилланған йәттә йүз әскәр бар еди. 16 Бу пүткүл қошун арисида хилланған йәттә йүз солхай әскәр болуп, салғуға ташни селип нишанға атса, қилчиму қейип кәтмәйтти.Һак. 3:15
17 Бинямин қәбилисидин башқа, Исраилниң адәмлири санақтин өткүзүливиди, қилич тутқанлар төрт йүз миң әркәк чиқти; буларниң һәммиси җәңчиләр еди.
18 Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: — Бизниң аримиздин ким авал чиқип Биняминлар билән соқушсун, дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Йәһуда авал чиқсун, деди.«Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: ... дәп соривиди» — бу айәттин қариғанда, Худаниң муқәддәс чедири гәрчә шу жилларда Шилоһда болсиму («Йә.» 18:1, «Һак.» 18:31, 21:12, «1Сам.» 1:3ни көрүң), мәлум сәвәптин (дүшмәнләрниң таҗавузлири түпәйлидин?) Бәйт-Әлдә вақитлиқ турғузулған охшайду (27-28-айәтни көрүң).
19 Шуниң билән Исраиллар әтиси сәһәр қопуп Гибеаһниң удулида чедиргаһ тикти. 20 Андин Исраилниң адәмлири Бинямин билән урушушқа чиқип, Гибеаһниң йенида раслинип уларға қарши сәп түзди. 21 Шу күни Биняминлар Гибеаһдин чиқип, Исраилдин жигирмә икки миң кишини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти.
22 Лекин Исраилниң адәмлири җасарәткә келип, авалқи күни сәп түзгән җайда иккинчи күни йәнә сәп түзди. 23 сәп түзүштин авалқи ахшими Исраил Пәрвәрдигарниң алдиға берип, кәч киргичә пәряд қилип жиғлап, Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Бинямин нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқсақ боламду, болмамду? — дәп соривиди, Пәрвәрдигар җавап берип: — Уларға һуҗум қилиңлар, деди.
24 Шуниң билән Исраиллар иккинчи күни Биняминларға йеқин келип һуҗум қилди. 25 Биняминму иккинчи күни Гибеаһдин чиқип Исраиллар билән соқушуп, уларниң он сәккиз миң адимини өлтүрүп, йәргә йәксан қиливәтти; буларниң һәммиси қилич тутқанлардин еди.
26 Андин Исраилларниң һәммиси, йәни пүтүн қошун қопуп Бәйт-Әлгә чиқип жиғлап, шу күни Пәрвәрдигарниң алдида кәчкичә роза тутуп, Пәрвәрдигарниң алдида көйдүрмә қурбанлиқ билән енақлиқ қурбанлиғи өткүзди. 27-28 Шу күнләрдә Худаниң әһдә сандуғи шу йәрдә болуп, Һарунниң әвлади, Әлиазарниң оғли Финиһас униң алдида хизмәт қилатти; шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — Биз өз қериндишимиз болған Биняминниң нәсиллири билән йәнә урушушқа чиқамдуқ яки тохтап қаламдуқ? — дәп сориди; Пәрвәрдигар җававән: — Чиқиңлар, чүнки әтә Мән уларни сениң қолуңға тапшуримән, деди.«Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — ... — дәп сориди» — шу чағда, Исраилниң Пәрвәрдигардин «йол сориши» шүбһисизки, баш каһин Финиһасниң каһинлиқ кийимигә тақалған әфодтики «урим вә туммим» арқилиқ еди («Мис.» 28-бапни вә изаһатлирини көрүң).
Исраилларниң тартқан талапәтлири, шүбһисизки, Худаниң пүткүл қовминиң үстигә қойған агаһ-җазалири еди. Худаниң йолидин чиққанлар пәқәт Биняминларла әмәс, бәлки пүткүл Исраил хәлқи болуши мүмкин еди.
29 Буни аңлап Исраил хәлқи Гибеаһниң әтрапиға әскәрләрни пистирма қойди; Йә. 8:4 30 үчинчи күни Исраиллар илгәрки икки қетимқидәк Биняминларға һуҗум қилишқа Гибеаһниң удулиға келип сәп түзди. 31 Бинямин Исраил хәлқигә қарши җәңгә чиқивиди, хәлиқ уларни шәһәрдин аздуруп чиқти. Улар Бәйт-Әлгә чиқидиған йол вә Гибеаһқа баридиған йолниң үстидә һәм далада хәлиқни илгәрки икки қетимқидәк уруп қирғили турди. Исраилниң адәмлиридин оттузчә кишини өлтүрди. 32 Биняминлар: — Улар йәнила авалқидәк мәғлуп болди, — дейишти. Амма Исраил: — Бизләр қечип уларни шәһәрдин әгәштүрүп чиқип, йолларға елип чиқайли, дәп мәслиһәтлишивалған еди.
33 Шуниң билән Исраилниң һәммә адәмлири өз җайидин қопуп Баал-Тамарға берип сәп түзди, пистирмида турған Исраилларму өз җайидин, йәни Гебадики чимәндин чиқип кәлди. «Гебадики» — яки «Гибеаһдики». «Гибеаһ» вә «Геба» (а) охшаш бир җай болуши мүмкин, яки (ә) бир-биригә интайин йеқин икки җай болуши мүмкин. «чимәндин чиқип кәлди» — яки «ғәрип тәрәптин чиқип кәлди». 34 Исраилниң арисидин сәрхил он миң киши Гибеаһниң удулидин униңға һуҗум қилди, җәң қаттиқ болди. Лекин Биняминлар өзлириниң үстигә бала йеқинлашқинини билмәй қалди.
35 Пәрвәрдигар Биняминларни Исраилниң алдида мәғлуп қилғачқа, улар у күни Биняминлардин жигирмә бәш миң бир йүз қилич тутқан адәмни өлтүрди. 36 Әнди Биняминлар өзлириниң мәғлуп болғинини көрди.
Исраилниң адәмлири әслидә Гибеаһқа қойған пистирмидики кишилиригә ишәш қилип, Биняминларни алдап, алдида чекингән еди. 37 У вақитта пистирмидикиләр тездин атлинип Гибеаһқа һуҗум қилип бесип кирип, шәһәрдикиләрниң һәммисини қиличлап қирди. «Гибеаһқа һуҗум қилип...» — бу сөзләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Гибеаһғичә башламчилиқ қилип». 38 Исраиллар әслидә пистирмидикиләр билән алдин-ала нишан үчүн бәлгү бекиткән еди, йәни шәһәргә от қуюп, қелин түтүн түврүгиниң асманға көтирилишини бәлгү қилишқа келишивалған еди. 39 Шуңа Исраилниң адәмлири уруштин вақтинчә чекингәндә, Биняминлар Исраилниң адәмлирини уруп соқуп, оттузчә кишини өлтүрүп: — Мана, Исраил авалқи җәңдикидәк алдимизда шәксиз тар мар болиду, — дейишти.
40 Лекин шәһәрниң ичидин түтүн түврүк өрләп чиққанда, Биняминлар кәйнигә бурулуп қаривиди, мана, пүткүл шәһәр ис-түтәк болуп асманларға көтирилип кетивататти. 41 Шу һаман Исраилниң адәмлири бурулуп йенип кәлди, Биняминниң адәмлири болса: Бизгә бала йеқинлашти дәп, вәһимигә чүшти.
42 Улар Исраилларниң алдидин бурулуп чөллүккә маңидиған йол билән қечип кәтти; лекин җәң уларниң кәйнидин из бесип маңди; әтрапидики һәр қайси шәһәрләрдин адәмләр чиқип уларни ариға елип һалак қилди. 43 Шу тәриқидә улар Биняминларни қоршивалди, уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди. «Геба» — яки «Гибеаһ». Амма шу зиминниң җуғрапийилик орниға қариғанда у Геба болуши мүмкин. Бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар. «...уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди» — бу сөзләрниң башқа хил тәрҗимиси: «уларни Ноһаһдин қоғлап берип, Гебаһниң шәриқ тәрипидики бир йәрдә чәйләп өлтүрди». 44 Буниң билән Биняминлардин он сәккиз миң киши өлди, уларниң һәммиси батур палванлар еди. 45 Башқилири бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммон қорам тешиға барди; амма Исраиллар йолларда худди башақ тәргәндәк улардин бәш миң адәмни өлтүрди; андин уларниң кәйнидин Гидомғичә қоғлап берип, йәнә икки миң адәмни өлтүрди.
46 У күни Биняминлардин өлтүрүлгәнләр жигирмә бәш миң адәм еди. Буларниң һәммиси палванлар болуп, қилич тутқанлар еди.
47 Һалбуки, улардин пәқәт алтә йүз адәм қалған еди, улар бурулуп чөл тәрәпкә қечип, Риммондики тик ярға барди. Улар Риммондики тик ярда төрт ай турди.Һак. 21:13
48 Исраиллар йәнә Биняминларниң зиминиға йенип келип, һәммә шәһәрләрдики адәмләрни, чарпайларни һәм учриғанларниң һәммисини қилич билән қиривәтти, шундақла от қуюп, удул кәлгән шәһәрлириниң һәммисини көйдүрүвәтти.
 
 

20:1 «Дандин тартип Бәәр-Шебағичә жиғилип, Гилеад зимининиң хәлқи билән қошулуп...» — Дан шәһири (18:29дә көрситилгән) зиминниң шималий четидә; Бәәр-Шеба шәһири болса зиминниң җәнубий четидә; «Гилеад» болса зиминниң Иордан дәриясиниң шәриқ тәрипидики чәт қисми еди. Демәк (Бинямин хәлқидин башқа), пүткүл Исраилниң адәмлири Мизпаһқа жиғилди.

20:3 «... Исраиллар сүрүштә қилип: «бу рәзил иш қандақ йүз бәрди?» — дәп сориди» — шу чағда Биняминларниң вәкиллириниң нәқ мәйданда бар-йоқлуғи ениқ әмәс. Лавий киши, шүбһисизки, кенизигиниң җәситидин бир қисмини уларғиму әвәткән (11:29). Бу соал Бинямин вәкиллиригә қоюлған болса, «Бу рәзил ишниң сәвәвини бизгә чүшәндүрүп бериңлар» дегәндәк тәрҗимә қилиниши керәк еди. Лекин 4-айәттин қариғанда соал Лавий кишигә қоюлған.

20:5 «...мени дәп өйни қоршивалди» — яки «... мән бар өйни қоршивалди».

20:13 «лүкчәкләр» — ибраний тилида «Белиалниң (Иблисниң) балилири».

20:13 Һак. 19:22; Һош. 9:9; 10:9

20:16 Һак. 3:15

20:18 «Исраил қопуп Бәйт-Әлгә чиқип Худадин: ... дәп соривиди» — бу айәттин қариғанда, Худаниң муқәддәс чедири гәрчә шу жилларда Шилоһда болсиму («Йә.» 18:1, «Һак.» 18:31, 21:12, «1Сам.» 1:3ни көрүң), мәлум сәвәптин (дүшмәнләрниң таҗавузлири түпәйлидин?) Бәйт-Әлдә вақитлиқ турғузулған охшайду (27-28-айәтни көрүң).

20:27-28 «Исраиллар Пәрвәрдигардин йол сорап: — ... — дәп сориди» — шу чағда, Исраилниң Пәрвәрдигардин «йол сориши» шүбһисизки, баш каһин Финиһасниң каһинлиқ кийимигә тақалған әфодтики «урим вә туммим» арқилиқ еди («Мис.» 28-бапни вә изаһатлирини көрүң). Исраилларниң тартқан талапәтлири, шүбһисизки, Худаниң пүткүл қовминиң үстигә қойған агаһ-җазалири еди. Худаниң йолидин чиққанлар пәқәт Биняминларла әмәс, бәлки пүткүл Исраил хәлқи болуши мүмкин еди.

20:29 Йә. 8:4

20:33 «Гебадики» — яки «Гибеаһдики». «Гибеаһ» вә «Геба» (а) охшаш бир җай болуши мүмкин, яки (ә) бир-биригә интайин йеқин икки җай болуши мүмкин. «чимәндин чиқип кәлди» — яки «ғәрип тәрәптин чиқип кәлди».

20:37 «Гибеаһқа һуҗум қилип...» — бу сөзләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Гибеаһғичә башламчилиқ қилип».

20:43 «Геба» — яки «Гибеаһ». Амма шу зиминниң җуғрапийилик орниға қариғанда у Геба болуши мүмкин. Бу айәтниң башқа бир нәччә хил тәрҗимилири бар. «...уларни күн чиқиш тәрипидики Гебаниң удулиғичә тохтимай қоғлап берип, чәйләп өлтүрди» — бу сөзләрниң башқа хил тәрҗимиси: «уларни Ноһаһдин қоғлап берип, Гебаһниң шәриқ тәрипидики бир йәрдә чәйләп өлтүрди».

20:47 Һак. 21:13