60
60-күй •••• «Мәндин жуқури Қорам Таш»
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән оқулсун дәп Давут язған күй: —
 
И Худа, пәрядимни аңлиғайсән;
Дуайимға қулақ салғайсән!
Йәрниң чәт-чәтлиридә туруп,
Жүригим зәиплишип кәткәндә,
Мән Саңа мураҗиәт қилимән: —
Сән мени өзүмдин жуқури Қорам Ташқа йетәкләйсән! «Мән өзүмдиндин жуқури Қорам Таш» — Худани көрситиду, әлвәттә. «Мәндин жуқури» дегән ибарә бәлким Давутниң гәрчә падиша болсиму, «Өзүмни наһайити үстүн, қабиләтлик адәм һесаплимаймән, һәрдайим Худадин йол соришим керәк» дегәндәк, һәммимизни кичик пеиллиқ болушқа, үндәйду.
Чүнки Сән маңа панаһгаһ,
Дүшминим алдида мустәһкәм мунар болуп кәлгәнсән.
Мән чедириңни мәңгүлүк туралғум қилимән;
Қанатлириң сайисидә панаһ тапимән.
Селаһ.
Чүнки Сән, и Худа, қәсәмлиримни аңлидиң;
Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирасни маңиму бәрдиңсән.«Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирас...» — ибраний тилида «Намиңдин әйминидиғанларға тәвә мирас...».
Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән;
Униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду.«Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән; униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду» — Давут өзи Исраилға падиша болуп қириқ жил һөкүм сүргән. Шүбһисизки, у бу йәрдә өз әвлади болидиған Қутқузғучи-Мәсиһ тоғрилиқ бешарәт бериду.
У Худаниң алдида мәңгү һөкүм сүриду;
Уни аман сақлашқа муһәббәт вә һәқиқәтни бекитип тәминлигәйсән;
Шуниң билән алдиңда ичкән қәсәмлиримгә һәр күни әмәл қилимән;
Мән намиңни мәңгү күйләймән!
 
 

60:3 «Мән өзүмдиндин жуқури Қорам Таш» — Худани көрситиду, әлвәттә. «Мәндин жуқури» дегән ибарә бәлким Давутниң гәрчә падиша болсиму, «Өзүмни наһайити үстүн, қабиләтлик адәм һесаплимаймән, һәрдайим Худадин йол соришим керәк» дегәндәк, һәммимизни кичик пеиллиқ болушқа, үндәйду.

60:6 «Өзүңдин әйминидиғанларға тәвә мирас...» — ибраний тилида «Намиңдин әйминидиғанларға тәвә мирас...».

60:7 «Падишаһниң күнлиригә күн қошуп узартисән; униң жиллири дәвирдин-дәвиргичә болиду» — Давут өзи Исраилға падиша болуп қириқ жил һөкүм сүргән. Шүбһисизки, у бу йәрдә өз әвлади болидиған Қутқузғучи-Мәсиһ тоғрилиқ бешарәт бериду.