123
123-күй •••• Қутулуш үчүн рәхмәтләр
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»
Әгәр биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса,
— Аһ, Исраил шундақ десун —
2 Биз тәрәптә турғини Пәрвәрдигар болмиған болса,
Кишиләр бизгә һуҗумға қозғалғанда,
3 Уларниң ғәзиви бизгә туташқанда,
— Шу чағда улар бизни тирик жутуветәтти;
4 Шу чағда сулар бизни ғәриқ қиливетәтти;
Кәлкүн бешимиздин өтәтти;
5 Давалғуған сулар бешимиздин өтәтти!
6 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә болғай!
Уларниң чишлириға ов болушқа бизни қоюп бәрмиди.
7 Җенимиз тутқучиларниң басмиқидин қечип чиққан қуштәк қачти;
Басмақ сундурулуп, биз қачтуқ!■Пәнд. 6:5
8 Еришкән ярдимимиз Пәрвәрдигарниң намидидур,
Асман-зимин Яратқучиниң намидидур!■Зәб. 120:2