126
126-күй •••• Худа бәргән несивәни һеч ким тартивалалмайду
1 «Жуқириға чиқиш нахшиси»; Сулайман язған күй: —
Пәрвәрдигар Өзи өй салмиса,
Салғучилар бекардин-бекар униңға әҗир сиңдүриду;
Пәрвәрдигар шәһәрни сақлимиса,
Күзәтчиләр бекардин-бекар ойғақ туриду.
2 Силәрниң сәһәрдә орнуңлардин қопушуңлар,
Кәч болғанда йетишиңлар,
Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур;
Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду.□«Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Җапа-мушәққәт билән тапқан нанни йегиниңлар бекардин-бекардур». «Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки У Өз сөйгинигә ухлиған вақтида бериду».
3 Мана, балилар Пәрвәрдигардин болған мирастур,
Балиятқуниң мевиси Униң мукапатидур;
4 Яшлиқта тапқан балилар,
Батурниң қолидики оқлардәк болиду.
5 Оқдени мошулар билән толған адәм бәхитликтур;
Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида,
Улар йәргә қарап қалмайду.□«Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида» — «шәһәр дәрвазиси» халайиқ жиғин ачидиған, җәм болидиған җай еди.
□126:2 «Җапа-мушәққәтни нандәк йегиниңлар бекардин-бекардур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Җапа-мушәққәт билән тапқан нанни йегиниңлар бекардин-бекардур». «Чүнки У Өз сөйгинигә уйқини бериду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Чүнки У Өз сөйгинигә ухлиған вақтида бериду».
□126:5 «Шәһәр дәрвазисида туруп дүшмәнләр билән сөзлишиватқинида» — «шәһәр дәрвазиси» халайиқ жиғин ачидиған, җәм болидиған җай еди.