Рут
1
Әлимәләк аилисиниң Моабқа бериши
Батур Һакимлар һөкүм сүргән мәзгилдә шундақ болдики, зиминда ачарчилиқ йүз бәрди. Шу вақитта бир адәм аяли вә икки оғлини елип Йәһуда зиминидики Бәйт-Ләһәмдин чиқип, Моабниң сәһралирида бир мәзгил туруп келишкә барди. «мәзгилдә» - ибраний тилида «күнләрдә». «сәһралирида» - ибраний тилида «етизлиқлирида». Моабтикиләр Йәһудийларға өч еди. Бу Әлимәләк вә аилисидикиләрниң Моабниң шәһәрлиригә әмәс, бәлки сәһрасиға беришиниң бир сәвәви болса керәк. У кишиниң исми Әлимәләк , аялиниң исми Наоми, икки оғлиниң исми Маһлон билән Килйон еди. Улар Бәйт-Ләһәмдә олтирақлиқ, Әфрат җәмәтидин еди. Улар Моабниң сәһрасиға келип шу йәрдә олтирақлашти. Кейин Наоминиң ери Әлимәләк өлди; аяли икки оғли билән қалди. Улар Моаб қизлиридин өзлиригә хотун алди. Бириниң ети Орпаһ, йәнә бириниң ети Рут еди. Улар шу йәрдә он жилдәк турди.
Маһлон билән Килйон һәр иккиси өлди; шуниң билән аписи ери һәм оғуллиридин айрилип ялғуз қалди.
 
Наоми билән Рутниң Бәйт-Ләһәмгә қайтип келиши
Шуниң билән аял икки келини билән қопуп Моабниң сәһрасидин қайтип кәтмәкчи болди; чүнки у Пәрвәрдигарниң Өз хәлқини йоқлап, ашлиқ бәргәнлиги тоғрисидики хәвәрни Моабниң сәһрасида туруп аңлиған еди. Шуниң билән у икки келини билән биллә турған йеридин чиқип, Йәһуда зиминиға қайтишқа йолға чиқти. Наоми икки келинигә: — һәр иккиңлар қайтип өз анаңларниң өйигә бериңлар. Силәрниң мәрһумларға вә маңа меһриванлиқ көрсәткиниңлардәк Пәрвәрдигарму силәргә меһриванлиқ көрсәткәй! Пәрвәрдигар силәр иккиңларни өз ериңларниң өйидә арам тапқузғай! — дәп, уларни сөйүп қойди. Улар һөкирәп жиғлишип 10 униңға: — Яқ, биз чоқум сениң билән тәң өз хәлқиңниң йениға қайтимиз, — дейишти.
11 Лекин Наоми: — Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Немишкә мениң билән бармақчисиләр? Қосиғимда силәргә әр болғидәк оғуллар барму? 12  Йенип кетиңлар, әй қизлирим! Чүнки мән қерип кәткәчкә, әргә тегишкә яримаймән. Дәрһәқиқәтән бүгүн кечә бир әрлик болушқа, шундақла оғуллуқ болушқа үмүт бар дегәндиму, 13  улар жигит болғичә сәвир қилип тураттиңларму? Уларни дәп башқа әргә тәгмәй сақлап тураттиңларму? Яқ, болмайду, қизлирим! Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли маңа қарши болуп мени азаплайдиғини үчүн, мән тартидиған дәрд-әләм силәрниңкидин техиму еғир болиду, — деди.«Мән тартидиған дәрд-әләм силәрниңкидин техиму еғир болиду» — гәрчә Рут билән Орпаһ һәр иккиси еридин айрилиш азавини тартқан тул хотунлар болсиму, Наоминиң азави техиму еғир еди; униң еридин һәм икки оғлидин айрилип қелиш азави бар еди. Униң үстигә, у икки келининиң өзидәк яқа жутта тул болуп туруш дәрдини таритишини халимайтти.
Бу сөзниң йәнә икки тәрҗимиси бар: «Мән силәр үчүн (тул қалғанлиғиңлардин) интайин азаплинимән» яки «Мениң дәрд-әлимим силәргә бәк еғир жүк болуп қалиду, силәр көтирәлмәйсиләр»
14  Улар йәнә һөкирәп жиғлашти. Орпаһ қейинанисини сөйүп хошлашти, лекин Рут уни чиң қучағлап турувалди. 15 Наоми униңға: — Мана, келин сиңлиң өз хәлқи билән илаһлириниң йениға йенип кәтти! Сәнму келин сиңлиңниң кәйнидин йенип кәткин! — деди.
16 Лекин Рут җававән: — Мениң сениң йениңдин кетишимни вә саңа әгишиш нийитимдин йенишни өтүнмә; чүнки сән нәгә барсаң мәнму шу йәргә баримән; сән нәдә қонсаң мәнму шу йәрдә қонимән; сениң хәлқиң мениңму хәлқимдур вә сениң Худайиң мениңму Худайимдур. 17 Сән нәдә өлсәң мәнму шу йәрдә өлимән вә шу йәрдә ятимән; өлүмдин башқиси мени сәндин айривәтсә Пәрвәрдигар мени урсун һәм униңдин ашуруп җазалисун! — деди. «Пәрвәрдигар мени урсун һәм униңдин ашуруп җазалисун!» - ибраний тилида: «... Пәрвәрдигар маңиму шундақ қилсун вә униңдин ашуруп қилсун!»
18 Наоми униң өзигә әгишип беришқа қәтъий нийәт қилғинини көрүп, униңға йәнә еғиз ачмиди.
19 Иккиси меңип Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлди. Шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмгә йетип кәлгинидә пүткүл шәһәрдикиләр уларни көрүп зил-зилигә кәлди. Аяллар болса: — Бу растинла Наомимиду? — дейишти.
20 У уларға җававән: — Мени Наоми демәй, бәлки «Мара» дәңлар; чүнки Һәммигә Қадир маңа зәрдаб жутқузди. «Мени Наоми демәй...» — «Наоми» дегәнниң мәнаси: «йеқимлиқ», «көңүллүк», «һурузлуқ»; «Мара» болса «аччиқ», «әләмлик», «зәрдаблиқ» дегән мәнидә. 21 Тоққузум тәл һаләттә бу йәрдин чиқтим; лекин Пәрвәрдигар мени қуруқ қайтқузди. Пәрвәрдигар мени әйипләп гувалиқ бәрди, Һәммигә Қадир мени харлиған екән, немишкә мени Наоми дәйсиләр? — деди.«Пәрвәрдигар мени әйипләп гувалиқ бәрди» — башқа бир хил тәрҗимилири: — «Пәрвәрдигар маңа қарши чиқти» яки «мени азаплиди». Бу сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
22  Шундақ қилип Наоми билән келини Моаб қизи Рут Моабниң сәһрасидин қайтип кәлди; улар иккиси Бәйт-Ләһәмгә йетип келиши билән тәң арпа ормиси башланған еди.
 
 

1:1 «мәзгилдә» - ибраний тилида «күнләрдә». «сәһралирида» - ибраний тилида «етизлиқлирида». Моабтикиләр Йәһудийларға өч еди. Бу Әлимәләк вә аилисидикиләрниң Моабниң шәһәрлиригә әмәс, бәлки сәһрасиға беришиниң бир сәвәви болса керәк.

1:13 «Мән тартидиған дәрд-әләм силәрниңкидин техиму еғир болиду» — гәрчә Рут билән Орпаһ һәр иккиси еридин айрилиш азавини тартқан тул хотунлар болсиму, Наоминиң азави техиму еғир еди; униң еридин һәм икки оғлидин айрилип қелиш азави бар еди. Униң үстигә, у икки келининиң өзидәк яқа жутта тул болуп туруш дәрдини таритишини халимайтти. Бу сөзниң йәнә икки тәрҗимиси бар: «Мән силәр үчүн (тул қалғанлиғиңлардин) интайин азаплинимән» яки «Мениң дәрд-әлимим силәргә бәк еғир жүк болуп қалиду, силәр көтирәлмәйсиләр»

1:17 «Пәрвәрдигар мени урсун һәм униңдин ашуруп җазалисун!» - ибраний тилида: «... Пәрвәрдигар маңиму шундақ қилсун вә униңдин ашуруп қилсун!»

1:20 «Мени Наоми демәй...» — «Наоми» дегәнниң мәнаси: «йеқимлиқ», «көңүллүк», «һурузлуқ»; «Мара» болса «аччиқ», «әләмлик», «зәрдаблиқ» дегән мәнидә.

1:21 «Пәрвәрдигар мени әйипләп гувалиқ бәрди» — башқа бир хил тәрҗимилири: — «Пәрвәрдигар маңа қарши чиқти» яки «мени азаплиди». Бу сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.