12
Роһий илтипатлар
Амма и қериндашлар, роһий илтипатларға кәлсәк, силәрниң улар тоғрилиқ билмәй қелишиңларни халимаймән. Силәр таипиләрниң арисида болған вақтиңларда һәр хил йолларға башлинип, гас-гача бутларға чоқунушқа аздурулуп кәткиниңларни билисиләр. Шуңа мән силәргә уқтуримәнки, һеч ким Худаниң Роһида туруп: «Әйсаға ләнәт!» демәйду вә һәр қандақ бири Муқәддәс Роһта болмай туруп «Әйса Рәбдур!» дәп ейталмайду. Амма илтипатлар хилму-хил, лекин Роһ болса бирдур.   Хизмәтләр болса һәр хил, амма биз хизмитини қилидиған Рәб бирдур. Ишләш йоллири һәр хил, амма һәммәйләндә һәммә ишни вуҗудқа чиқарғучи Худа бирдур. Амма һәммәйләнниң мәнпәәти үчүн һәр биригә Роһниң намайән болуши беғишлиниду. Чүнки Роһ арқилиқ биригә даналиқ йәткүзгүчи сөз, йәнә биригә шу охшаш Роһ арқилиқ хәвәр йәткүзгүчи сөз тәқсим қилиниду; йәнә охшаш Роһ арқилиқ башқа биригә алаһидә ишәш, йәнә биригә охшаш Роһ арқилиқ кесәлләрни сақайтиш илтипатлири, 10 бирәвға мөҗизиләрни яритиш тәқсим қилиниду; бирәвға вәһий-бешарәт бериш; бирәвға һәр хил роһларни пәриқ етиш, бирәвға намәлум тилларда сөзләш, йәнә бирәвға намәлум тилларни тәрҗимә қилиш илтипати тәқсим қилиниду. 11 Амма бу ишларниң һәммисини жүргүзгүчи охшаш шу бир Роһтур, У һәр биригә Өзи лайиқ көрүп, айрим-айрим тәқсим қилип бериду.
12 Чүнки инсаний тән бир болсиму нурғун әзалири болғинидәк, шундақла әзалири нурғун болсиму өз ара қошулуп бир тән болғандәк, Мәсиһ Өзиму һәм шундақтур. 13 Чүнки һәммимиз, мәйли Йәһудийлар болсақму, Грекләр болсақму, қуллар болсақму, һөрләр болсақму, бир Роһта бир тәнгә киришкә чөмүлдүрүлдуқ вә бир Роһтин ичишкә несип қилиндуқ. 14 Чүнки тән бирла әзадин әмәс, бәлки көп әзалардин тәркиб тапиду. 15 Әгәр пут: «Мән қол болмиғиним үчүн мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду? 16 Қулақ: «Мән көз әмәс, шуңа мән тәнгә тәвә әмәсмән» десила, ундақта у һәқиқәтән тәнгә тәвә әмәс боламду? 17 Пүтүн тән көзла болса, ундақта аңлаш сезимимиз нәдин болиду? Пүтүн тән қулақла болса, ундақта пураш сезимимиз нәдин болиду? 18 Һалбуки, Худа Өзигә лайиқ көргән тән әзалириниң һәр бирини айрим-айрим өз җайиға орунлаштурған; 19 әгәр уларниң һәммиси охшаш әза болса, ундақта уни қандақму тән дегили болатти? 20 Әндиликтә әзалар көп, тән болса бирдур. 21 Көз қолға: «Мениң саңа еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду; яки баш болса путларға: «Мениң силәргә еһтияҗим чүшмәйду!» дейәлмәйду. 22 Дәл әксичә, тәндики аҗиз-әрзимәс дәп көрүнгән әзалар кам болса болмайду; 23 вә һәм тәндики биз етиварсиз дәп һесаплиған әзаларға болса, техиму көпрәк етивар қилимиз; шундақла искәтсиз дәп қаралған әзалиримиз техиму искәтлик қилиниду; 24 әслидә яришимлиқ болған әзалиримизға болса шундақ қилишниң һаҗити йоқ. Амма Худа пүтүн тәнни шундақ бирләштүргәнки, У етиварсиз дәп һесапланған әзаларға техиму көп етивар бериду. 25 Буниңдин мәхсәт тәндә һеч бөлүнүшләр болмаслиғи, бәлки барлиқ әзалар өз ара охшаш көйүмчанлиқта болуши үчүндур. 26 Бир әза җапа-дәрд тартса, барлиқ әзалар униң билән тәң җапа-дәрд тартиду; бир әзаға шәрәп кәлсә, барлиқ әзалар униң билән тәң шатлиниду.
27 Әнди силәр Мәсиһниң тенидурсиләр, һәр бириңлар Униң айрим-айрим әзасидурсиләр. 28 Худа җамаәттә мошундақларни орунлаштурған: — авал расулларни, андин пәйғәмбәрләрни, үчинчи болуп тәлим бәргүчиләрни; андин мөҗизә көрсәткүчиләрни, андин түрлүк кесәлләрни сақайтиш илтипатлириға егә болғанларни, ярдәм бәргүчиләрни, йетәкчилик қилғучиларни, һәр хил намәлум тилларда сөзләйдиғанларни тайинлап орунлаштурғандур.    29 Һәммәйлән расулму? Һәммәйлән пәйғәмбәрму? Һәммәйлән тәлим бәргүчиму? Һәммәйлән мөҗизә көрсәткүчму? 30 Һәммәйләндә сақайтиш илтипатлири барму? Һәммәйлән намәлум тилларда сөзләмду? Һәммәйлән намәлум тилларни тәрҗимә қилаламду? 31 Амма силәр чоңрақ илтипатларни тәқәзза болуп қоғлаңлар; һалбуки, мән һазир силәргә һәммидин әвзәл бир йолни көрситип берәй.
 
 
12:1 «роһий илтипатларға кәлсәк...» — «роһий илтипатлар» дегәнләр Муқәддәс Роһ ата қилған, мошу бабта «тәбиәттин ташқири» мөҗизилик қабилийәтләрни көрситиду. 12:3 Мар. 9:39; Юһ. 13:13; 1Кор. 8:6. 12:4 «Амма илтипатлар хилму-хил, лекин Роһ болса бирдур» — «Роһ» дегән Худаниң Роһи, Муқәддәс Роһ. 12:4 Рим. 12:6; 1Пет. 4:10. 12:8 «... Роһ арқилиқ биригә даналиқ йәткүзгүчи сөз, йәнә биригә шу охшаш Роһ арқилиқ хәвәр йәткүзгүчи сөз тәқсим қилиниду» — бу икки илтипат вә төвәндики йәнә йәттә «роһий илтипат» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 12:9 «кесәлләрни сақайтиш илтипатлири» — грек тилида «сақайтишларниң илтипатлири» — демәк, Муқәддәс Роһниң мөҗизилик сақайтиш йоллири бир хилла әмәс. 12:10 «вәһий-бешарәт бериш» — грек тилида: «пәйғәмбәрлик сөз қилиш». «қошумчә сөз»имизни көрүң. 12:11 Рим. 12:3, 6; 1Кор. 7:7; 2Кор. 10:13; Әф. 4:7. 12:12 Рим. 12:4, 5; Әф. 4:16. 12:13 Гал. 3:28. 12:27 Рим. 12:5; Әф. 1:23; 4:12; 5:23; Кол. 1:24. 12:28 «авал расулларни, андин пәйғәмбәрләр...» — «Тәврат дәвридики пәйғәмбәрләр» вә «Инҗил дәвридики пәйғәмбәрләр» тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «намәлум тиллар» — «роһий тиллар» дәпму атилиду. Чүнки бу тилларни Худаниң Роһи инсанниң роһиға тапшуриду; бәзи вақитларда биз уларни «карамәт тил», «натонуш тил», «ғәйрий тил» дәпму атаймиз, чүнки бу тил сөзлигүчи вә аңлиғучиларға чүшинишлик әмәс; «тәбиәттин ташқири» болған бу хил тилни «дуа тили» дәп тәриплисәкму болиду. 12:28 Әф. 2:20; 4:11.