13
Меһир-муһәббәт һәммидин улуқ
1 Мән әгәрдә бу дуниядики кишиләр сөзләватқан һәр хил тиллар һәтта пәриштиләрниң тиллири биләнму сөзләләйдиған болсамму, бирақ мән меһир-муһәббәтсиз болсам, у чағда мән пәқәт бир «даң-даң» қилидиған мис даң, бир «чаң-чаң» қилидиған чаң болуп қалимән, халас.
2 Әгәр мән пәйғәмбәрлик қилалисам, барлиқ сирлар, барлиқ билимләрни чүшинип болған болсамму, һәм шуниң билән бир вақитта тағларни йөткәлигидәк толуқ ишәштә болсамму, амма мәндә меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мән һеч нәрсә болмиған болимән.
3 Әгәр барлиқ мал-мүлкүмни сәдиқигә атап һәм тенимни Худаниң йолида қурбанлиқ сүпитидә көйдүрүлүшкә сунған тәғдирдиму, амма мәндә йәнила меһир-муһәббәт болмиса, ундақта мениң һеч қандақ пайдам йоқ болған болиду.
4 Муһәббәт сәвир-тақәтлик болуш һәм меһриванлиқтур;
Муһәббәт һәсәтхорлуқ қилмайду:
Муһәббәт өзини махтимайду,
Тәкәббурлуқ қилмайду,
5 Номуссизлиқ қилмайду,
Өз мәнпәәтини көзләп жүрмәйду,
Териктүрүлмәйду,
Көңлидә өчмәнлик сақлимайду;
6 Һәққанийсизлиқтин хошал болмайду,
Бәлки әмәлийәттин, һәқиқәттин хошал болиду;
7 һәммә ишта қосиғи кәңлик қилиду, һәммигә йүзлинип Худаға ишиниду, һәммә ишқа үмид бағлайду, һәммигә чидайду.
8 Меһир-муһәббәт һәргиз ахирлашмайду. Бешарәтләр болса, карға кәлмәйду: «намәлум тиллар» болса, түгәйду: мөҗизилик билимләрму карға кәлмәйду.
9 Чүнки бизниң билидиғанлиримиз қисмән, бешарәт беридиғанлиримиз қисмән;
10 лекин мукәммәллик кәлгәндә, қисмәнлик йоқилиду.
11 Мән кичигимдә балиларчә сөзлидим, балиларчә ойлидим, балиларчә һесаплидим; чоң болғинимда, мән балилиқни ташлидим.
12 Чүнки биз һазир бир тутуқ деризидин мүҗмәл һалда көримиз, лекин шу чағда йүзму-йүз көримиз: Һазир мән қисмән тонуймән, шу чағда мән Худа мени тонуп келиватқандәк тонуймән.
13 Һазир ишәш, үмүт, меһир-муһәббәттин ибарәт бу үч нәрсә турупту; булардин әң үстүн туридиғини меһир-муһәббәттур.