4
Худани хурсән қилидиған һаят йоли
1 Ахирида, и қериндашлар, биз Рәб Әйсада туруп силәрдин шуни өтүнимиз һәм җекиләймизки, силәр биздин Худани хурсән қилишқа қандақ меңишиңлар керәклигини тапшурувалғиниңлардәк һәм һазир шу бойичә меңиватқиниңлардәк, шундақ қилишиңлар техиму ешип ташқай.
2 Чүнки силәр бизниң Рәб Әйса арқилиқ силәргә немә әмирләрни тапилиғанлиғимизни билисиләр.
3 Чүнки Худаниң ирадиси шуки, пак-муқәддәс қилиниш, һәр қандақ бузуқчилиқтин сақлиниш,
4-5 йәни һәр бириңлар Худани тонумайдиған таипиләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки қандақ қилип өз тенини башқуруп, уни пак-муқәддәсликтә ар-номус билән сақлашни үгинивелиштур.
6 Бу җәһәтләрдә һеч ким өз қериндишиниң һәққигә чаң селип, өз пайда-мәнпәитини қоғлимисун; чүнки биз илгири силәргә чүшәндүрүп толуқ агаһландурғинимиздәк, барлиқ мошундақ ишларда Рәб Өзи интиқам алғучидур.
7 Чүнки Худа бизни напаклиққа әмәс, бәлки пак-муқәддәсликтә яшашқа чақирди.
8 Шуниң үчүн бу һәқиқәтни рәт қилған адәм, инсаний һоқуқни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһини ата қилғучи Худани рәт қилған болиду.
9 Әнди қериндашлиқ меһир-муһәббәткә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә йезип олтиришимизниң һаҗити йоқ. Чүнки Худа Өзи бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәтмәктә.
10 Чүнки силәр пүткүл Македонийә өлкисидики һәммә қериндашларға шундақ қиливатисиләр; шундақ болсиму, и қериндашлар, шундақ қилишқа берилип техиму ешип тешишиңларни,
11 шундақла биз силәргә тапилиғинимиздәк, тинич жүрүшни, башқиларниң ишлириға арилашмай, өз ишиңлар билән болуп, икки қолуңларға тайинип яшашни нишан қилип интилишиңларни өтүнимиз.
12 Мана шундақ қилсаңлар, сирттикиләр алдида иззәт-һөрмәткә сазавәр болуп маңисиләр вә һеч кимниң қолиға беқинип қалмайсиләр.
Әйса Мәсиһниң қайта келиши
13 Лекин, әй қериндашлар, үмүтсизлик ичидә яшаватқан башқа һәммисидәк, араңлардики өлүмдә ухлап қалғанларға қайғуруп һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн уларниң һали тоғрилиқ хәвәрсиз қелишиңларни халимаймиз.
14 Чүнки биз Әйсаниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, Әйса қайта кәлгинидә, өлүмдә Униңда ухлап қалғанларни Худа Униң билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинимиз.
15 Чүнки рәбниң сөз-калами бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәб қайта кәлгичә тирик қалған бизләр униң алдиға чиқишимиз җәзмән өлүмдә ухлап қалғанларниңкидин авал болмайду;
16 Чүнки Рәб қаттиқ бир нәрә тартип, баш пәриштиниң авази вә Худаниң канай садаси ичидә асмандин чүшиду вә Мәсиһдә болуп өлгәнләр авал тирилиду;
17 андин тирик қалған бизләр улар билән биргә Рәб билән һавада көрүшүш үчүн, булутлар арисиға елинип көтирилимиз; шуниң билән биз Рәб билән мәңгү биргә болимиз.
18 Шуңа, бир-бириңларға бу сөзләр билән риғбәт-тәсәлли бериңлар.