5
Рәбниң күнини күтүвелиш
1 Лекин и қериндашлар, силәргә шу ишларниң вақитлири вә заманлири тоғрисида йезишимниң һаҗити йоқ.
2 Чүнки өзүңлар убдан билисиләр, Рәбниң күни худди кечидә киргән оғриниң келишигә охшаш туюқсиз келиду.
3 Әнди кишиләр «Дуния теч-аман болуватиду» дәп турғанда, худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқинидәк, һалакәт уларниң бешиға туюқсиз чүшиду; шуниң билән улар униңдин қечип қутулалмайду.
4 Лекин силәр, и қериндашлар, қараңғулуқта турғучилар әмәссиләр; шуниң билән у күн силәрни оғридәк чөчүтүп кәлмәйду.
5 Чүнки силәр һәммиңлар йоруқлуқниң пәрзәнтлири, күндүзниң пәрзәнтлиридурсиләр; биз кечигә тәвә яки қараңғулуққа мәнсуп әмәсмиз.
6 Шуниң үчүн башқа һәммисидәк ухлимайли, бәлки сәгәк вә салмақ болайли.
7 Чүнки ухлайдиғанлар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.
8 Бирақ өзимиз күндүзгә мәнсуп болғандин кейин, салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли;
9 чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учритиш үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа ериштүрүш үчүн таллап бекиткән.
10 У биз үчүн өлди — мәхсити, һаят қелип ойғақ турсақму яки өлүмдә ухлиған болсақму, бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүндур.
11 Шуниң үчүн, һазир қиливатқиниңларға охшаш, бир-бириңларни давамлиқ риғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң етиқатини қуруңлар.
Ахирқи тәлим вә саламлар
12 Әнди и қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәбдә силәргә йетәкчилик қилип, несиһәт бериватқанларни қәдирлишиңларни өтүнимиз.
13 Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар.
14 Амма, и қериндашлар, силәрдин шуниму өтүнимизки, тәртипсиз жүргәнләргә несиһәт бериңлар, жүрәксизләрни риғбәтләндүрүңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвричан болуңлар.
15 Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қилмаслиққа көңүл бөлүңлар, бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишә яхшилиқ қилишқа интилиңлар.
16 Һәрдайим шатлиниңлар.
17 Тохтимай дуа қилиңлар.
18 Һәр қандақ ишта тәшәккүр ейтиңлар. Чүнки мана булар Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә қаратқан ирадисидур.
19 Роһниң отини өчүрмәңлар.
20 Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар;
21 һәммә гәпни тәкшүрүп испатлап көрүңлар; дурус болса уни чиң тутуп қолдин бәрмәңлар.
22 Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар.
23 Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа Өзи силәрни өзүл-кесил пак-муқәддәс қилғай, Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә пүткүл роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.
24 Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду.
25 Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.
26 Һәммә қериндашлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
27 Мән Рәбдә силәргә шуни җиддий тапилаймәнки, бу хәтни шу йәрдики һәммә муқәддәс қериндашларға оқуп бериңлар!
28 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!