2
Ниҗатқа сәл қаримаслиқ
1 Бу сәвәптин, аллиқандақ йол билән һәқиқий йолдин тейилип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәтләргә техиму етивар қилишимиз лазим.
2 Чүнки пәриштиләр арқилиқ йәткүзүлгән сөз-каламниң турақлиқ екәнлиги испатланған һәмдә униңға һәр бир бойсунмаслиқ вә итаәтсизлик қилиш тегишлик җазаға тартилидиған йәрдә,
3 шунчә улуқ қутқузуш-ниҗатқа етивар бәрмисәк, биз қандақму җазадин қечип қутулалаймиз?! Чүнки бу ниҗатниң хәвири дәсләптә Рәб арқилиқ уқтурулған, һәм униң һәқлиғини беваситә аңлиғанларму бизгә тәстиқлиған;
4 униң үстигә Худа бешарәтлик аламәтләр, карамәтләр вә һәр хил қудрәтлик мөҗизиләр арқилиқ, шундақла Өз ирадиси бойичә Муқәддәс Роһниң ата қилған илтипатлири билән тәң буниңға гувалиқ бәргән.
Инсанларни шан-шәрәп йолиға башлиғучи Ниҗаткар — «Зәбур» 8-күй тоғрилиқ
5 Биз дәватқан кәлгүси дунияни Худа пәриштиләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ;
6 бәлки бу һәқтә муқәддәс язмиларниң бир йеридә бирәйлән мундақ гувалиқ бәргәндур: —
«И Худа, инсан дегән немиди,
Сән уни сеғинидикәнсән?
Адәм балиси немиди,
Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән?
7 Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиткәнсән,
Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип кийдүрдүңсән;
Уни қолуң ясиғанларни идарә қилишқа тиклидиң;
8 Сән барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән».
Әнди «барлиқ мәвҗудатларни униң пути астида бойсундурғансән» дегини, һеч қандақ нәрсә униңға бойсунмаслиққа қалдурулмиған, дегәнликтур.
Бирақ, һазирчә мәвҗудатларниң һәммисиниңла униңға бойсунғанлиғини техи көрмәйватимиз.
9 Лекин биз үчүн пәриштиләрдин «азғинә вақит төвән қилинған», өлүм азаплирини тартқанлиғи үчүн һазир шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйсани көргүчи болдуқ; чүнки У Худаниң меһри-шәпқити билән һәммәйлән үчүн өлүмниң тәмини тетиди.
10 Чүнки пүткүл мәвҗудатлар Өзи үчүнму һәм Өзи арқилиқму мәвҗут болуп туруватқан Худаға нисбәтән, нурғун оғулларни шан-шәрәпкә башлиғанда, уларниң ниҗатиниң йол башлиғучисини азап-оқубәтләр арқилиқ камаләткә йәткүзүшкә лайиқ кәлди.
11 Чүнки пак-муқәддәс Қилғучи билән пак-муқәддәс қилинғанларниң һәммиси дәрвәқә охшаш Бирисидин кәлгәндур; шуниң билән У уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмайду.
12 Худди У Худаға (муқәддәс язмиларда йезилғандәк):
«Намиңни қериндашлиримға җакалаймән,
Җамаәт ичидә Сени нахшиларда күйләймән» дегән.
13 У йәнә: «Мән саңа тайинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә» дегән.
14 Пәрзәнтләр болса әт билән қандин тәнлик болғачқа, Оғулму шу пәрзәнтләрниңкигә охшашла әт вә қандин тәнлик болди. Бундақ қилиштики мәхсәт, У өлүм арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан Иблисниң күчини бекар қилип,
15 өмүр бойи өлүм қорқунучидин қуллуққа тутулғанларниң һәммисини азатлиққа чиқириш үчүн еди.
16 Чүнки У дәрвәқә пәриштиләргә әмәс, бәлки Ибраһимниң әвлатлириға тутишиду;
17 Шуниң үчүн, У Худаға аит ишларда рәһимдил вә садиқ баш каһин болуши үчүн, хәлиқниң гуналириниң кәчүрүм қурбанлиғини берәлиши үчүн, У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш қилиниши керәк еди.
18 Чүнки Өзи синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап-оқубәт чәккән болғачқа, У синақларға дуч кәлгәнләргиму ярдәм берәләйду.