Ибранийларға
1
«Ибранийларға йезилған мәктип» •••• Худаниң Оғли пәриштиләрдин үстүндур
1 Худа бурунқи заманларда ата-бовиларға пәйғәмбәрләр арқилиқ түркүм-түркүм бойичә вә нурғун йоллар билән сөз қилған болуп,
2 мошу ахирқи күнләрдә болса бизгә Оғли арқилиқ сөзлиди. У Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бекәткән, Униң арқилиқ каинатларни яратқан.
3 У Худаниң шан-шәривидин парлиған нур, Униң әйнийитиниң ипадисидур, У қудрәтлик сөз-калами билән пүткүл каинаттики мәвҗудатни өз орнида турғузуватқан болуп, У гуналарни тазилаш хизмитини ада қилғандин кейин, әрштики шану-шәвкәт егисиниң оң йенида олтарди.
4 Шуниңдәк, У пәриштиләрдин көп үстүн нам-мәртивигә мирас болуп, улардин шунчә жүксәк турди.
5 Чүнки Худа муқәддәс язмиларда пәриштиләрниң қайсисиға: «Сән Мениң Оғлумдурсән, бүгүн Мән Сени туғдурдум», вә йәнә: «Мән Униңға Ата болимән, Уму Маңа Оғул болиду» дегән еди?
6 Униң үстигә, У Өзиниң тунҗисини йәр йүзигә әвәткәндә, «Барлиқ пәриштиләр Униңға сәҗдә қилсун» дегән.
7 У пәриштиләр тоғрилиқ: —
«У пәриштилирини шамаллар,
Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду», дегән еди;
8 лекин Оғли һәққидә болса Униңға мундақ дегән: —
«Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур;
Сениң падишалиғиңдики шаһанә һасаң адаләтниң һасисидур.
9 Сән һәққанийәтни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән;
Шуңа Худа, йәни Сениң Худайиң Сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди».
10 Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: —
«Сән, и Рәб, һәммидин бурун зиминниң улини салдиң,
Асманларни болса қоллириң ясиғандур;
11 Улар йоқ болуп кетиду,
Лекин Сән мәңгү турисән;
Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду;
12 Сән уларни тон кәби йөгәп қойисән,
Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду.
Бирақ Сән мәңгү өзгәрмигүчидурсән,
Жиллириңниң тамами йоқтур».
13 Йәнә, У қайсибир пәриштигә: —
«Мән Сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилмиғичә,
Мениң оң йенимда олтирисән» — дегән еди?
14 Шундақ екән, пәриштиләрниң һәммиси пәқәт ниҗатқа мираслиқ қилидиғанлар үчүн хизмәт қилишқа Худа тәрипидин әвәтилгән хизмәтчи роһлар әмәсму?