Филемонға
1
Расул Павлус Филемонға язған мәктуп
1 Мәсиһ Әйсаниң мәһбуси мәнки Павлус вә қериндишимиз Тимотийдин сөйүмлүгимиз вә хизмәтдишимиз Филемонға
2 вә сиңлимиз Афияға, сәпдишимиз Аркиппусқа вә өйүңдә жиғилидиған җамаәткә салам!
3 ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
Филемонниң меһир-муһәббити вә етиқати
4-5 Рәббимиз Әйсаға вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә болған меһир-муһәббитиң вә ишәш-етиқатиңни аңлап, мән дуалиримда һемишә сени яд етип туруватимән, сән үчүн тәшәккүр ейтимән;
6 Бизгә несип болған, Мәсиһни улуқлайдиған барлиқ яхши илтипатни толуқ тонуп йетишиң билән, сениң етиқатниң әмәллиридә мәртләрчә ортақлишишиң күчәйтилсун дәп дуа қилимән.
7 Чүнки сениң меһир-муһәббитиң маңа зор хошаллиқ вә риғбәт елип кәлди; чүнки и қериндишим, муқәддәс бәндиләрниң ич-бағирлири сениң арқилиқ көп сөйүндүрүлди.
Филемонниң қули Онесимус һәққидә илтимас
8 Шуңа, гәрчә сени лайиқ ишни қилишқа буйрушқа Мәсиһдә җүръәтлик болалисамму,
9 лекин йәнила муһәббәтниң түрткиси билән мәнки қери Павлус һәмдә һазирму Әйса Мәсиһниң мәһбуси болуш сүпитидә саңа илтимас қилип өтүнүшни лайиқ көрдум —
10 кишәнләрдә туруп туққан балам, йәни Онесимус тоғрилиқ илтимасим бар.
11 У бурун саңа пайдисиз болған болсиму, амма һазир саңиму, маңиму пайдилиқтур.
12 Мән һазир уни — җанҗигиримни сениң йениңға қайтуруп әвәтимән.
13 Хуш хәвәрни дәп кишәнләрдә турғинимда уни сениң орнуңда мениң хизмитимдә болушқа йенимда қалдуруп қалғум бар еди;
14 бирақ сениң разилиғиңни алмай һеч немини қилғум йоқ; шундақ қилғанда сениң маңа қилған яхшилиғиң мәҗбурий әмәс, бәлки разимәнлик билән болиду.
15 Чүнки сениң Онесимустин вақитлиқ мәһрум болғиниңниң сәвәви, бәлким дәл сениң униңға әбәдил-әбәткичә несивә болушуң үчүн еди.
16 Мениң шундақ дегиним, униңға қул қатарида әмәс, бәлки қулдин көп үстүн — маңа нәқәдәр сөйүмлүк, шундақла саңа техиму шундақ болидиған (инсаний мунасивәтләр билән һәм Рәбдә болған мунасивәт билән), сөйүмлүк қериндаш қатарида егә болисән;
17 шуниң үчүн, әгәр сән мени һәмдаш қатарида көрсәң, уни мени қобул қилғандәк қобул қилғин.
18 Әгәр бурун у саңа бирәр йолсизлиқ қилған болса яки саңа қәриздар болған болса, буни мениң һесавимға язғин.
19 Мана мәнки Павлус бу сөзләрни өз қолум билән йезиватимән: қәрзи болса өзүм қайтуримән; лекин мән саңа өзүңниң җениң билән маңа қәриздар болғиниңни тилға алмаймән.
20 Шуңа, әй қериндишим, мән Рәбдә сәндин мәнпәәткә еришмәкчимән; ич-бағирлиримни Мәсиһдә сөйүндүргин.
21 Ишәшим сөзүмни аңлайдиғанлиғиңға камил болуп вә сориғанлиримдин артуқ орунлайдиғанлиғиңни билип, саңа мошундақ яздим.
22 Булардин башқа, маңа туралғу җай тәйярлап қойғин. Чүнки дуалириңлар арқилиқ мениң силәргә қайтуруп берилишимни үмүт қилимән.
Ахирқи салам
23 Әйса Мәсиһкә хизмәт қилғанлиғи үчүн зиндандишим болған Әпафрас,
24 хизмәтдашлирим Маркус, Аристархус, Демас вә Луқалардин саңа салам.
25 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!