Һошия
1
1-қисим •••• Һошия пәйғәмбәрниң паһишә бир аялни өз әмригә елиши
1 Пәрвәрдигарниң калами — Уззия, Йотам, Аһаз вә Һәзәкиялар Йәһудаға, Йоашниң оғли Йәробоам Исраилға падиша болған вақитларда, калам Бәәриниң оғли Һошияға кәлди;
2 Пәрвәрдигарниң Һошия арқилиқ кәлгән сөзиниң башлиниши —
Пәрвәрдигар Һошияға: «Барғин, паһишиликкә берилгән бир аялни әмриңгә алғин, паһишиликтин болған балиларни өз қолуңға алғин; чүнки зимин Пәрвәрдигардин ваз кечип паһишиликкә пүтүнләй берилди» деди.
3 Шуниң билән у берип Диблаимниң қизи Гомәрни әмригә алди; аял униңдин һамилдар болуп бир оғул туғди.
4 Пәрвәрдигар униңға: «Униң исмини «Йизрәәл» дәп қойғин; чүнки йәнә азғина вақит өткәндә, Мән «Йизрәәл»ниң қениниң интиқамини Йәһуниң җәмәти үстигә қойимән вә Исраил җәмәтиниң падишалиғиға хатимә беримән.
5 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, Мән Исраилниң оқясини Йизрәәл җилғисида сундириветимән».
6 Гомәр йәнә һамилдар болуп, қиз туғди. Пәрвәрдигар Һошияға: «Униң исмини «Ло-руһамаһ» дәп қойғин; чүнки Мән Исраил җәмәтигә иккинчи рәһим қилмаймән, уларни қәтъий кәчүрүм қилмаймән;
7 Бирақ Йәһуда җәмәтигә рәһим қилимән вә уларниң Худаси болған Пәрвәрдигар арқилиқ уларни қутқузимән; уларни оқясиз, қиличсиз, җәңсиз, атларсиз вә атлиқ әскәрсиз қутқузимән» — деди.
8 Гомәр Ло-руһамаһни әмчәктин айриғандин кейин йәнә һамилдар болуп оғул туғди;
9 Рәб: «Униң исмини: «Ло-амми» дәп қойғин; чүнки силәр Мениң хәлқим әмәс вә Мән силәргә Пәрвәрдигар болмаймән» деди.
Һошия Исраилниң ахирқи замандики бәхити тоғрилиқ бешарәт бериду
10 — Бирақ Исраилниң балилириниң сани деңиздики қумдәк болуп, уни өлчигили яки саниғили болмайду; «Силәр мениң хәлқим әмәссиләр» дейилгән җайда шу әмәлгә ашурулидуки, уларға: «Силәр тирик Тәңриниң оғуллири!» — дейилиду.
11 Исраил балилири вә Йәһуда балилири биргә жиғилиду, өзлиригә бирла башни тикләйду вә турған зиминдин чиқиду; чүнки «Йизрәәлниң күни» улуқдур! Ака-укилириңларға «Амми! (Мениң хәлқим!)» вә сиңиллириңларға «Руһамаһ! (рәһим қилинған!)» — дәңлар!