2
Исраилға қилинған тәрбийилик җаза — Худаниң сөзиниң давами
1-2 — Анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у Мениң аялим әмәс вә Мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!
3 Болмиса, Мән уни қип-ялаңач қилип қойимән, туғулған күнидикидәк анидин туғма қилип қойимән;
Мән уни худди чөл-баяванға охшаш қилимән,
Уни бир қағҗирақ йәргә айландуримән,
Уни уссузлуқ билән өлтүримән;
4 Униң балилириға рәһим қилмаймән,
Чүнки улар паһишиликләрдин төрәлгән балилардур.
5 Чүнки уларниң аниси паһишилик қилған,
Уларни қарнида көтәргүчи номуссизлиқ қилған;
Чүнки у: «Мән маңа нан вә сүйүмни, жуң вә канапимни, зәйтун мейим вә ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — деди.
6 — Шуңа мана, Мән йолуңни тикән-җиғанлиқлар билән читлап қоршивалимән,
Исраилниң әтрапини там билән тосимән, у чиғир йоллирини тапалмайдиған болиду.
7 Шуниң билән у ашнилирини қоғлайду, бирақ уларға йетишәлмәйду;
Уларни издәйду, тапалмайду;
Шуңлашқа у: «Мән берип биринчи еримни тепип, униң йениға қайтимән; чүнки әһвалим бүгүнкидин яхши еди» — дәйду.
8 — У зираәтләрни, йеңи шарап вә зәйтун мейини тәминлигүчиниң Мән екәнлигимни,
Өзлири «Баал» бутларни ясашқа ишләткән күмүч-алтунни көп қилғучиниң Мән екәнлигимни зади билмиди.
9 Шуңа Мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни өз вақтида,
Йеңи шараплиримни өз пәслидә елип кетимән,
Өзүмдики уларниң ялаңачлиғини йепишқа керәклик жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән;
10 Һазир Мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән,
Һеч ким уни қолумдин қутқузалмайду.
11 Шундақ қилип униң тамашәлириға хатимә беримән;
Униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға!
Униң «шабат»лириға! Қисқиси, униң барлиқ «җамаәт ибадәт сорун»лириға хатимә беримән!
12 Вә Мән униң үзүм таллирини вә әнҗир дәрәқлирини вәйран қилимән;
У буларни: «Булар болса ашнилирим маңа бәргән иш һәққилиримдур!» дегән еди;
Мән буларни җаңгалға айландуримән, явайи һайванлар уларни йәп кетиду.
13 Мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән;
Чүнки у шу күнлиридә уларға исриқ салатти,
У өзини үзүклири вә зибу-зиннәтлири билән пәрдазлап,
Ашнилирини қоғлишип, Мени унтуди — дәйду Пәрвәрдигар.
Худа ахир берип йәнила Исраилни муһәббити арқилиқ өзиниңки қилиду — «Йизрәәлниң күни»
14 Шуңа мана, Мән униң көңлини алимән,
Уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән.
15 Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән,
«Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән;
Андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк,
Мисир зиминидин чиққан күнидәк күй-нахша ейтиду.
16 Вә шу күни әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар —«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән,
Иккинчи Мени «Баал»им демәйсән.
17 Чүнки Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән,
Улар бу нами билән иккинчи һеч қандақ әсләнмәйду.
18 Шуниң билән Мән улар үчүн даладики һайванлар, асмандики учар-қанатлар вә йәр йүзидики өмүлигүчиләр билән әһдә түзимән; Мән оқя, қилич вә җәңни сундуруп зиминдин елип ташлаймән; хәлқимни аман-есән ятқузимән.
19 Шундақ қилип Мән сени әбәдил-әбәт Өзүмгә бағлаймән; һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә сени Өзүмгә бағлаймән;
20 Садақәтликтә сени Өзүмгә бағлаймән, шуниң билән сән Пәрвәрдигарни билип йетисән.
21 Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, «Мән аңлаймән» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Мән асманларниң тәливини аңлаймән, булар йәр-зиминниң тәливини аңлайду;
22 Йәр-зимин зираәтләрниң, йеңи шарап вә зәйтун мейиниң тәливини аңлайду; вә булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду!
23 Вә Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән; Мән «Ло-руһамаһ»ға рәһим қилимән; Мән «Ло-амми»ға: «Мениң хәлқим!» дәймән; вә улар Мени: «Мениң Худайим!» — дәйду.