3
Һошия өзигә вапасизлиқ қилип өзидин айрилған аялини қайтуруп әкилиду
1 Вә Пәрвәрдигар маңа: — Йәнә барғин, ашниси тәрипидин сөйүлгән, зинахор бир аялни сөйгин; гәрчә Исраиллар ят илаһлар тәрипигә еғип кәткән, «кишмиш пошкал»ларни сөйгән болсиму, Мән Пәрвәрдигар уларға көрсәткән сөйгүмдәк сән уни сөйгин, — деди
2 (шуңа мән он бәш күмүч тәңгә, бир хомир буғдай вә йерим хомир арпиға уни өзүмгә қайтурувалдим;
3 Мән униңға: «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән; сән паһишилик қилмайсән, сән башқа әрниңки болмайсән; мәнму сән үчүн охшашла сени күтимән» — дедим).
4 — «Чүнки Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду.
5 Вә кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду; күнләрниң ахирида улар тәвринип әйминип Пәрвәрдигарниң йениға, шундақла Униң меһриванлиғиға қарап келиду».