10
Пәрвәрдигарни издәш вақти кәлди!
1 Исраил барақсан бир үзүм телидур;
У өзи үчүн мевә чиқириду;
Мевиси көпәйгәнсери у қурбангаһларниму көпәйткән;
Зимининиң есиллиғидин улар «есил» бут түврүклирини ясиди.
2 Уларниң көңли ала;
Уларниң гунакарлиғи һазир ашкарилиниду;
У уларниң қурбангаһлирини чеқип ғулитиду,
Уларниң бут түврүклирини бузуветиду.
3 Чүнки улар пат арида: «Биздә падиша йоқ, чүнки Пәрвәрдигардин қорқмидуқ;
Падишасимиз бар болсиму, у бизгә немә қилип бериду?» — дәйдиған болиду.
4 Улар гәпләрни қиливериду, әһдини түзүп қоюп ялғандин қәсәм ичиду;
Шуңа улар арисидики дәвалишишлар етиздики чөнәкләргә шумбуя үнүп кәткәндәк болиду.
5 Самарийәдә туруватқанлар «Бәйт-Авән»ниң мозийи үчүн ғәм-әндишигә чүшиду;
«Бәйт-Авән»дикиләр дәрвәқә униң үстигә матәм тутиду,
Униң «бутпәрәс каһин»лириму униң үчүн шундақ қилиду;
Улар «Бәйт-Авән»ниң «шан-шәриви» үчүн азаплиниду,
Чүнки у сүргүн қилинди!
6 Бәрһәқ, шу нәрсә «Җедәлхор падиша» үчүн һәдийә қилинип, Асурийәгә көтирилип кетилиду;
Әфраим иза-аһанәткә қалиду,
Исраил өз «әқли»дин хиҗил болиду.
7 Самарийәниң болса, падишаси деңиз долқунлири үстидики хәшәктәк йоқилип кәтти;
8 «Авән»дики «жуқури җайлар», йәни «Исраилниң гунайи» битчит қилиниду;
Қурбангаһлирини тикән-җиғанлар басиду;
Улар тағларға: «Үстимизни йепиңлар!», дөңлүкләргә: «Үстимизгә өрүлүп чүшүңлар!» — дәйду.
9 — И Исраил, Гибеаһниң күнлиридин башлап сән гуна қилип кәлдиң;
Ишлар шу пети туривәрди;
Рәзилликниң балилири үстигә қилинған җәң уларни Гибеаһта бесивәтмидиму?
10 Мән халиқинимда уларни җазалаймән;
Улар икки гунайи түпәйлидин әсиргә чүшүшкә тоғра кәлгәндә,
Ят қовмлар уларға һуҗум қилишқа жиғилиду.
11 Әфраим болса көндүрүлгән бир инәктур,
У хаман тепишкә амрақ;
Мән униң чирайлиқ гәдинини упраштин аяп кәлдим;
Бирақ һазир униңға боюнтуруқ селип һайдаймән;
Йәһуда йәр һайдисун!
Яқуп өзи үчүн йәрни тирнилиши керәк.
12 Өзүңларға һәққанийлиқ билән териңлар,
Меһир-муһәббәт ичидә һосул алисиләр;
Боз йериңларни чанап ечиңлар;
Чүнки Пәрвәрдигарни издәш вақти кәлди,
— Та У үстүңларға һәққанийлиқни яғдурғичә!
13 Бирақ силәр рәзилликни ағдурдуңлар,
Қәбиһлик һосулини ордуңлар,
Ялғанчилиқниң мевисини йедиңлар;
Чүнки сән өз йолуңға, йәни батурлириңниң көплүгигә ишинип таяндиң;
14 Қовмлириң арисида чуқан-сүрән көтирилиду;
Шалман җәң күнидә Бәйт-Арбәлни бәрбат қилғандәк,
Барлиқ қорғанлириң бәрбат қилиниду;
(шу күни Бәйт-Арбәлдики ана-балилар тәңла парә-парә қиливетилмигәнму?) —
15 Әнди учиға чиққан рәзиллигиң түпәйлидин,
Охшаш бир күн сениң бешиңға чүшүрүлиду, и Бәйт-Әл!
Таң сәһәрдила Исраилниң падишаси пүтүнләй үзүп ташлиниду.