9
Қуруқ хошаллиқ вә һейтлар
1 И Исраил, ят әл-жутлардәк хошал болуп шатлинип кәтмәңлар;
Чүнки сән Худайиңдин чәтнәп паһишиликкә берилдиң;
Һәр бир хаманда сән паһишә һәққигә амрақ болуп кәттиң.
2 Хаман вә шарап көлчиги уларни бақалмайду;
Йеңи шарап уни йәргә қаритип қойиду.
3 Улар Пәрвәрдигарниң зиминида туривәрмәйду;
Әфраим бәлки Мисирға қайтиду,
Улар Асурийәдә һарам тамақни йәйду.
4 Улар Пәрвәрдигарға һеч «шарап һәдийә»ләрни қуймайду,
Уларниң қурбанлиқлири униңға һеч хурсәнлик болмайду; уларниң нени матәм тутқучиларниң ненидәк болиду;
Уни йегән һәр ким «напак» болиду;
Бу нан һәргиз Пәрвәрдигарниң өйигә кирмәйду.
5 Әнди «җамаәтләрниң ибадәт сорунлири» күнидә,
«Пәрвәрдигарниң һейти» болған күнидә қандақ қиларсиләр?
6 Чүнки мана, улар һәтта һалакәттин қачқан болсиму, Мисир уларни жиғивелип,
Андин Мемфис шәһири уларни көмүп қойиду.
Уларниң қәдирлик күмүч буюмлирини болса, чаққақлар егиливалиду;
Уларниң чедирлирини янтақ-тикәнләр басиду.
7 Әнди һесаплишиш күнлири кәлди,
Яманлиқ қайтуридиған күнләр кәлди;
Исраил буни билип йәтсун!
Сениң қәбиһлигиңниң көплүги түпәйлидин,
Зор нәпритиң болғини түпәйлидин,
Пәйғәмбәр «ахмақ», роһқа тәвә болғучи «сараң» дәп һесаплиниду.
8 Пәйғәмбәр болса Әфраим үстигә Худайим билән биллә турған күзәтчидур;
Бирақ униңға барлиқ йоллирида қилтақлар қоюлған,
Худасиниң өйидиму нәпрәт уни күтмәктә.
9 Гибеаһниң күнлиридикидәк улар өзлирини чоңқур булғиған,
У уларниң қәбиһлигини есигә кәлтүриду,
Уларниң гуналирини җазалайду.
10 — Чөл-баяванда үзүм учрап қалғандәк, Мән сән Исраилни тапқан;
Әнҗир дәриғидә тунҗа пишқан мевини көргәндәк, ата-бовилириңларни яхши көргәнмән;
Андин улар «Баал-Пеор»ни издәп барди,
Өзлирини әшу номуслуқ нәрсигә беғишлиди,
Улар өзлириниң «сөйгүчиси»гә охшаш жиркиничлик болди.
11 Әфраимниң болса, шан-шәриви қуштәк учуп кетиду
— Худди туғулуш болуп бақмиғандәк,
Һамилә болуп бақмиғандәк,
Бойида апиридә болуш болуп бақмиғандәк!
12 Һәтта улар пәрзәнтлирини чоң қилған болсиму,
Мән лекин уларни бирини қалдурмай җуда қилимән;
Бәрһәқ, улардин айрилип кәткинимдин кейин, уларниң һалиға вай!
13 Мән көргинимдә, Әфраимниң әһвали чимәнзарда тикләнгән бир «Тур шәһири»дәк еди;
Бирақ Әфраим балилирини қәтл қилғучиға чиқирип бериду.
14 Уларға бәргин, и Пәрвәрдигар — зади немә бәргиниң түзүк? — Уларға бала чүшүп кетидиған балиятқу, қуруқ әмчәкләрни бәргин!
15 Уларниң барлиқ рәзиллигини Гилгалдин тапқили болиду;
Чүнки Мән шу йәрдә улардин нәпрәтләндим;
Уларниң қилмишлириниң рәзиллиги түпәйлидин,
Уларни өйүмдин һайдиветимән;
Мән уларни йәнә сөймәймән;
Уларниң әмирлириниң һәммиси тәрсалиқ қилиду.
16 Әфраим әнди уруветилди;
Уларниң йилтизи қағҗирап кәтти, улар һеч мевә бәрмәйду;
Һәтта улар мевә бәрсиму,
Балиятқусиниң сөйүмлүк мевилирини өлтүрүветимән.
17 Мениң Худайим уларни чәткә қақти,
Чүнки улар униңға қулақ салмиди;
Улар әлләр арисида сәрсан болиду.