26
Икки шәһәр — йеңи Йерусалим вә «дунияниң шәһири»
1 Шу күнидә Йәһуданиң зиминида муну нахша ейтилиду: —
«Мустәһкәм бир шәһиримиз бар;
У ниҗатлиқни униңға сепил вә тирәкләр қилип бекитип қойиду.
2 Вападарлиқта чиң турған һәққаний әлниң кириши үчүн,
Дәрвазиларни ечип бериңлар!
3 Ким өзиниң әқидә, ой-хияли Саңа бағлиған болса,
Сән уни мутләқ хатирҗәмликтә сақлайсән;
Чүнки у Саңа ишәш-етиқат бағлиғандур.
4 Мәңгүгә Пәрвәрдигарға тайиниңлар;
Чүнки Яһ Пәрвәрдигар һәқиқәтән әбәдил-әбәтлик бир қорам таштур.
5 Чүнки У жуқурида турғанларни пәскә чүшүриду;
Әшу алий шәһәрни, У пәс қилиду;
Уни йәргә чүшүрүп,
Топа-чаңға айландуриду.
6 У пут билән чәйлиниду;
У мөминләрниң путлири,
Мискинләрниң қәдәмлири билән чәйлиниду!
7 Һәққанийниң йоли болса түздур;
И Әң Түз Йоллуқ Болғучи,
Сән һәққаний адәм үчүн униң йолини оң қилисән.
8 И Пәрвәрдигар, биз дәрһәқиқәт Сениң һөкүмлириңниң йолида меңип, Сени күтүп кәлдуқ;
Җенимизниң тәшналиғи шудурки, намиң вә шөһритиң ашсун!
9 Вуҗудум билән кечиләрдә Саңа тәшна болдуммән;
Бәрһәқ, таң сәһәрләрдиму роһум билән ич-ичимдин Сени издидим;
Чүнки һөкүмлириң йәр йүзидә көрүнгән болса,
Йәр йүзидикиләр һәққанийлиқни үгиниду.
10 Рәзил адәмгә рәһим көрситилсиму,
У йәнила һәққанийлиқни үгәнмәйду;
Һәтта дуруслуқ турған зиминдиму у йәнила адилсизлиқ қиливериду,
Пәрвәрдигарниң шану-шәвкитини көрмәйду.
11 И Пәрвәрдигар, қолуң көтирилди,
Бирақ улар көрмәйду.
Һалбуки, Өз хәлқиңгә болған отлуқ муһәббитиңни улар көриду һәм хиҗил болиду;
Күшәндилириң үчүн тәйярланған от уларни бәрһәқ жутуветиду.
12 И Пәрвәрдигар, Сән бизгә хатирҗәмлик несип қилисән;
Чүнки бизниң әмәллиримизниң һәммисини өзүң вуҗуқа чиқарғансән.
13 Дәрвәқә, и Пәрвәрдигар Худайимиз, илгири Сәндин башқа «рәбләр» үстимиздин һөкүмранлиқ қилған;
Әндиликтә пәқәт Саңа тайинипла намиңни әсләп тилға алимиз.
14 Улар болса өлди, қайтидин яшимайду;
Әрваһ болуп кәтти, қайта тирилмәйду;
Чүнки Сән уларни җазалап йоқаттиң,
Уларни адәмләрниң есидиму қилчә қалдурмидиң.
15 Сән әлни улғайтқансән, и Пәрвәрдигар;
Әлни улғайтқансән,
Өзүңгә шан-шәрәп кәлтүргәнсән;
Зиминниң чегаралирини һәртәрәпкә узартқансән.
Исраил қандақ йол билән азат қилинған?
16 И Пәрвәрдигар, улар дәрд-әләм ичидә қалғанда, Сени издиди;
Тәрбийилик җазалишиң уларниң бешиға чүшкәндә,
Улар аһ уруп, пичирлап бир дуани қилди: —
17 «Бошиниш алдида турған, толғиғи тутуп, ағриқтин вақириған бир һамилдар аялдәк,
Биз Сениң алдиңда шундақ болдуқ, и Пәрвәрдигар.
18 Биз икки қат болуп,
Толғаққа чүштуқ,
Бирақ пәқәт йәлла чиқардуқ;
Йәр йүзидикиләр үчүн һеч ниҗат-қутқузушни йәткүзмидуқ;
Дуниядики адәмләр һеч туғулмиди».
Худаниң Исраилниң дуасиға болған җавави
19 «Саңа тәвә өлгән адәмләр яшайду;
Мениң җәситимниң тирилиши билән тәң уларму тирилиду.
И топа-чаңда ятқанлар, ойғинип нахша яңритиңлар!
Шәбнимиң таң сәһәрниң шәбнимидәктур;
Йәр-зимин өзидә өлгәнләрни туғуп бериду.
20 И хәлқим, келиңлар,
Өйүңларға кирип, кәйниңлардин ишикләрни етип қоюңлар;
Мениң дәрғәзивим өткичә, өзүңни бир дәмлик йошурувал.
21 Чүнки қара,
Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқип,
Йәр йүзидикиләрниң гунайини өзлиригә қайтурмақчи;
Йәр болса үстигә төкүлгән қанларни ашкарилайду,
Өзидә өлтүрүлгәнләрни һаман йепивәрмәйду.