27
Шәйтанниң җазалиниши •••• Исраиллар жиғилип Худаға мевә бериду 
 
1 Шу күнидә Пәрвәрдигар Өзиниң дәһшәтлик, бүйүк вә күчлүк шәмшири билән учқур илан левиатанни,  
Йәни толғанғучи илан левиатанни җазалайду;  
У йәнә деңизда турған әҗдиһани өлтүриду. 
     
2 Шу күни сап шарап беридиған бир үзүмзар болиду!  
У тоғрилиқ нахша ейтиңлар!    
3 Өзүм Пәрвәрдигар уни сақлаймән;  
Мән һәр дәқиқә уни суғиримән;  
Бириси униңға зиян йәткүзмисун дәп кечә-күндүз сақлаймән.   
4 Ғәзәп Мәндә қалмиди;  
Аһ, Маңа қарши җәң қилидиған тикәнләр яки җиғанлар болсаиди!  
Ундақ болса Мән уларға қарши жүрүш қилаттим,  
Уларни жиғиштуруп көйдүрүветәттим!    
5 Болмиса у Мени башпанаһлиқ қилип тутсун;  
У Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун,  
Дәрһәқиқәт, у Мән билән бирликтә хатирҗәмликтә болсун!    
6 Кәлгүси күнләрдә, Яқуп йилтиз тартиду;  
Исраил бихлинип, чечәкләйду,  
Улар пүткүл йәр йүзини мевә-чевә билән қаплайду. 
     
   
 
 
Пәрвәрдигарниң Өз хәлқигә болған муамилиси 
 
7 Пәрвәрдигар Исраилни урғанларни урғанчилик Исраилни уруп баққанму?  
У қирғанлардәк Исраил қирилип баққанму? 
   
8 Сән уларни әйиплигәндә өлчәмдин төвән җазалап уларни паливәткәнсән;  
Шәриқ шамили чиққан күнидә У Униң зәрблик шамили билән уларни қоғливәткән.      
9 Әнди шу йол билән Яқупниң қәбиһлиги кәчүрүм қилинидуки, —  
Униң гунайиниң елип ташланғанлиғиниң пишқан мевиси шу болидуки: —  
У қурбангаһтики һәммә ташларни кукум-талқан қилиду,  
«Ашәраһ»ларни вә «күн түврүклири»ни задила турғузмайду.    
10 Чүнки мустәһкәмләнгән шәһәр ғериб болуп қалиду,  
Адәмзатсиз макан һәм ташливетилгән баявандәк болиду;  
Шу йәрдә мозай озуқлиниду,  
Шу йәрдә йетип, униң шахлирини йәйду.    
11 Униң шахлири солишиш билән үзүлиду;  
Аяллар келип уларни отун қилип көйдүрүветиду.  
Чүнки бу бир йорутулмиған хәлиқ;  
Шуңа уларни Яратқучи уларға рәһим қилмайду;  
Уларни Шәкилләндүргүчи уларға шәпқәт көрсәтмәйду.   
12 Вә шу күни шундақ болидуки,  
Пәрвәрдигар Әфрат дәриясиниң еқимлиридин тартип Мисир вадисиғичә һәр йәрни силкийду,  
Вә силәр бир-бирләп терип жиғивелинисиләр,  
И Исраил балилири!      
13 Вә шу күни шундақ болидуки,  
Бүйүк канай челиниду;  
Шуниң билән Асурийә зиминида түгишәй дәп қалғанлар,  
Вә Мисир зиминида мусапир болғанлар келиду;  
Улар Йерусалимда муқәддәс тағ үстидә Пәрвәрдигарға ибадәт қилиду.