33
Ниҗат Зионға келиду
1 И өзүң булаң-талаң қилинмиған, башқиларни булаң-талаң қилғучи,
Башқилар саңа асийлиқ қилмиған,
Өзүң асийлиқ қилғучи,
Сениң һалиңға вай!
Сән булаң-талаңни болди қилишиң билән,
Өзүң булаң-талаң қилинисән;
Сән асийлиқни болди қилишиң билән,
Өзүң асийлиққа учрайсән;
2 И Пәрвәрдигар, бизгә меһри-шәпқәт көрсәткәйсән;
Биз Сени үмүт билән күтүп кәлдуқ;
Өтүнимизки, Сән һәр сәһәр Исраилға күчлүк биләк-қол,
Қийинчилиқ пәйтлиридә ниҗатимиз болғайсән.
3 Топ-топ адәмләрниң ғовға-чуқанлиридин хәлиқләр бәдәр қачиду;
Сән Худа қәддиңни тик қилишиң билән әлләр питирап кетиду;
4 Чекәткә личинкилири от-көкләрни жиғип йәвалғандәк,
Силәргә бекитип берилгән олҗа жиғивелиниду;
Чекәткиләр уян-буян жүгүргәндәк адәмләр олҗа үстидә уян-буян жүгүрүшиду.
5 Пәрвәрдигар үстүн туриду,
Бәрһәқ, Униң туралғуси жуқуридидур;
У Зионға адаләт вә һәққанийлиқ толдурди;
6 У болса күнлириңларниң теч-аманлиғи, ниҗатлиқ, даналиқ вә билимниң байлиқлири болиду;
Пәрвәрдигардин қорқуш Униң үчүн гөһәрдур.
Исраилдики һазирқи әһвал
7 Мана, уларниң палванлири сиртта туруп налә-пәряд көтириду;
Сүлһ-әһдә түзгән әлчиләр қаттиқ жиғлишиду;
8 Йоллар адәмсиз қалди;
Өткүнчи йолчилар йоқ болди;
У әһдини бузуп ташлиди;
Шәһәрләрни көзигә илмайду,
Адәмләрни һеч әтиварлимайду.
9 Зимин матәм тутиду, зәиплишиду;
Ливан хиҗаләттин солишиду;
Шарон чөл-баяванға айланди;
Башан вә Кармәл болса қирип ташланди.
Худа орнидин туруп қутқузиду
10 Мана һазир орнумдин туримән,
— дәйду Пәрвәрдигар,
— Һазир Өзүмни үстүн көрситимән,
Һазир қәддимни көтиримән.
11 — Силәрниң боюңларда қуруқ от-чөпла бар,
Пахал туғисиләр;
Өз нәпәслириңлар от болуп өзүңларни жутуветиду;
12 Әлләр болса һак көйдүрүлгәндәк көйдүрилиду;
Орулған җиған-тикәнләрдәк отта көйдүрүветилиду.
13 — И жирақтикиләр, Мениң қилғанлиримни аңлаңлар;
Йеқиндикиләр, Мениң күч-қудритимни тонуп йетиңлар.
14 Зиондики гунакарлар қорқиду;
Вәһимә ипласларни бесивалиду.
Улар: «Аримиздики ким мәңгүлүк жутқур От билән биллә туриду?
Ким әбәдил-әбәт ялқунлар билән бир маканда болиду?» — дәйду.
Соалға җавап
15 — «Һәққанийлиқ йолида маңидиған,
Дурус-лилла гәп қилидиған,
Залимлиқтин кәлгән һарам пайдиға нәпрәтлинидиған,
Париларни сунғучиларни қолини пулаңшитип рәт қилидиған,
Қанниң гепи болсила қулиқини йопуруп аңлимайдиған,
Пәслик-рәзилликкә қарашни рәт қилип, көзини қачуридиған;
16 У жуқурини макан қилиду;
Қорам ташлар униң қорғини болуп,
Жуқири униң башпанаһи болиду;
Өз рисқи униңға берилиду,
Униң сүйи капаләтлик болиду».
17 — «Көзлириң Падишаһни гөзәллигидә көриду;
Көзлириң узунға созулған зиминға нәзәр салиду.
18 Көңлүң вәһимә тоғрисида чоңқур ойға патиду;
Ройхәтчи бәг қени?
Олҗини өлчәйдиған таразичи бәг қени?
Истиһкам-мунарларни саниғучи бәг қени?
19 Қайтидин әшәддий хәлиқни көрмәйсән,
— Сән аңқиралмайдиған, боғузида сөзләйдиған,
Дудуқлап гәп қилидиған, гепини чүшинәлмәйдиған бир хәлиқни иккинчи көрмәйсән.
20 Ибадәт һейтлиримиз өткүзүлидиған шәһәр Зионға қара;
Сениң көзүң Йерусалимниң теч-аман макан болғанлиғини,
Қозуқлири һәргиз жулунмайдиған,
Танилири һәргиз үзүлмәйдиған,
Иккинчи йөткәлмәйдиған чедир болғанлиғини көриду;
21 Шу йәрдә Пәрвәрдигарниң шан-шәриви бизгә көрүниду,
— У Өзи дәриялар, кәң өстәңләр еқип туридиған бир җай болиду;
Палақлар билән һайдалған һеч қандақ кемә у җайда қатнимайду,
Вә яки һеч һәйвәтлик кемә у җайдин өтмәйду;
22 Чүнки Пәрвәрдигар бизниң ниҗаткар-һакимимиз,
Пәрвәрдигар бизгә қанун Бәргүчидур,
Пәрвәрдигар — бизниң Падишасимиз,
У бизни қутқузиду!
23 Сениң тана-арғамчилириң бошиған болсиму,
Исраил йәлкән хадисиниң турумини мустәһкәм қилалмисиму,
Йәлкәнни йейип чиқиралмисиму,
У чағда зор бир олҗа үләштүрүлиду;
Һәтта ақсақ-токурларму олҗини алиду.
24 Шу чағда шу йәрдә турғучи: «Мән кесәл» демәйду;
Шу җайни макан қилған хәлиқниң гуналири кәчүрүм қилиниду.