35
Елихуниң үчинчи баяни — «Худа кечидә ат қилған нахшилар»
1 Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: —
2 «Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән?
3 Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун?
Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң .
4 Өзүм сөзләр билән саңа җавап берәй,
Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй;
5 Асманларға қарап баққин;
Пәләктики булутларға сәпсалғин;
Улар сәндин жуқуридур.
6 Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң?
Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң?
7 Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң?
У сениң қолуңдин немиму алар-һә?
8 Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила,
Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас.
9 Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду;
Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду.
10 Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучум Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду.
11 Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп,
Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму?
12 Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин,
Уни Худа иҗабәт қилмайду.
13 Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә,
Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә,
14 Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, У қандақ қулақ салсун?
Дәвайиң техи Униң алдида туриду,
Шуңа Уни күтүп турғин.
15 Бирақ У һазир товва қилиш пурсити берип, Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда,
Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?
16 Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан,
У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән».