4
Пәрвәрдигар Юнус пәйғәмбәргә бәргән тәрбийә-савақ
Амма бу иш Юнусни интайин нарази қилип, уни қаттиқ ғәзәпләндүрди. У Пәрвәрдигарға: — «Аһ, Пәрвәрдигар, өз жутумдики чағда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни демигәнмидим? Шуңа мән әслидә Таршишқа қачмақчи болғанмән; чүнки мән билимәнки, Сән меһри-шәпқәтлик, рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, чоңқур меһриванлиққа толған, кишиләрниң бешиға күлпәт чүшүрүштин янғучи Худадурсән. Әнди Пәрвәрдигар, җенимни мәндин елип кәт, өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл» — деди.
Пәрвәрдигар униңдин: — Бундақ аччиқланғиниң тоғриму? — дәп сориди.
 
Андин кейин Юнус шәһәрдин чиқип, шәһәрниң шәрқий тәрипигә берип олтарди. У шу йәрдә өзигә бир чәллә ясап, шәһәрдә зади немә ишлар боларкин дәп униң сайисидә олтарди.
Пәрвәрдигар Худа Юнусни өз паракәндичилигидин қутқузуш үчүн, униң бешиға сайә чүшсун дәп униңға бир кичик дәрәқни өстүрүп тәйярлиди. Юнус кичик дәрәқтин интайин хурсән болди. Бирақ иккинчи күни таң атқанда Худа бир қурутни тәйярлап әвәтти. Қурут бу кичик дәрәқни пилигигә зәрбә қилип уни қурутувәтти. Күн қизарғанда, Худа интайин иссиқ бир шәриқ шамилини тәйярлиди; күн тәптини Юнусниң бешиға чүшүрди, уни һалидин кәткүзди. У өзигә өлүм тиләп: — Өлүм мән үчүн яшаштин әвзәл, — деди.
Бирақ Худа униңдин: — Сениң әшу кичик дәрәқ сәвәвидин шундақ аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди.
У җавап берип: — Һәә, һәтта өлгидәк аччиғим кәлгини тоғридур, — деди.
10 Пәрвәрдигар униңға мундақ деди: — «Сән һеч әҗриңни сиңдүрмигән һәм өзүң өстүрмигән бу кичик дәрәққә ичиңни ағриттиң; бирақ у бир кечидила өзи өсүп, бир кечидила қуруп кәтти; 11 Әнди Мениң оң қоли билән сол қолини пәриқ етәлмәйдиған йүз жигирмә миң адәм олтирақлашқан, шундақла нурғун мал-варанлириму болған Нинәвәдәк бундақ бүйүк шәһәрдикиләргә ичимни ағритип рәһим қилишимға тоғра кәлмәмду?».
4:2 Мис. 34:6; Зәб. 85:5; Йо. 2:13 4:9 «Һәтта өлгидәк аччиғим кәлгини тоғридур» — башқа бир хил чүшәнчиси: «Бу дуниядин кәткучә аччиқлишим тоғридур». Һеч болмиғанда бу ибарә Юнусниң аччиғиниң әң жуқури пәллигә йәткәнлиги, униң аччиғиниң буниңдинму артуқ болмайдиғанлиғини көрситиду. 4:11 «Оң қоли билән сол қолини пәриқ етәлмәйдиған йүз жигирмә миң адәм» - кичик балиларни көрсәтсә керәк.