Микаһ
1
Бешарәтләр 1-қатар •••• Барлиқ әлләр, аңлаңлар! Самарийә вә Йәһуданиң һалиға вай!
1 Пәрвәрдигарниң сөзи — Йотам, Аһаз вә Һәзәкия Йәһудаға падиша болған күнләрдә Морәшәтлик Микаһға кәлгән: —
— У буларни Самарийә вә Йерусалим тоғрисида көргән.
2 Аңлаңлар, и хәлиқләр, һәммиңлар!
Қулақ сал, и йәр йүзи вә униңда болған һәммиңлар: —
Рәб Пәрвәрдигар силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун,
Рәб муқәддәс ибадәтханисидин силәрни әйипләп гувалиқ бәрсун!
3 Чүнки мана, Пәрвәрдигар Өз җайидин чиқиду;
У чүшүп, йәр йүзидики жуқури җайларни чәйләйду;
4 Униң астида тағлар ерип кетиду,
Җилғилар йерилиду,
Худди мом отниң алдида еригәндәк,
Сулар тик ярдин төкүлгәндәк болиду.
5 Буниң һәммиси Яқупниң итаәтсизлиги,
Исраил җәмәтидики гуналар түпәйлидин болиду;
Яқупниң итаәтсизлиги нәдин башланған? У Самарийәдин башланған әмәсму?
Йәһудадики «жуқури җайлар»ни ясаш нәдин башланған? Улар Йерусалимдин башланған әмәсму?
6 Шуңа Мән Самарийәни етиздики таш догисидак,
Үзүм таллири тикишкә лайиқ җай қиливетимән;
Мән униң ташлирини җилғиға домилитип ташлаймән,
Униң һуллирини ялаңачлаймән;
7 Униң барлиқ ойма мәбудлири пара-пара чеқиветилиду;
Униң паһишиликтин еришкән барлиқ һәдийәлири от билән көйдүрүлиду;
Барлиқ бутлирини вәйранә қилимән;
Чүнки у паһишә аялниң һәққи билән буларни жиғип топлиди;
Улар йәнә паһишә аялниң һәққи болуп қайтип кетиду.
8 Булар үчүн мән аһ-зар көтиримән,
Мән һувлаймән;
Ялиңаяқ, ялаңач дегидәк жүримән;
Мән чилбөриләрдәк һувлаймән;
Һувқушлардәк матәм тутуп жүримән.
9 Чүнки униң ярилири давалиғусиздур,
У һәтта Йәһудағичиму йетип,
Хәлқимниң дәрвазисиға, йәни Йерусалимғичә ямриди.
10 Бу апәтни Гат шәһиридә сөзлимәңлар,
Қәтъий жиғлимаңлар;
Бәйт-лә-Афраһ шәһиридә топа-чаңда еғинаңлар!
11 И Шафирда туруватқан қиз, ялаңачлиқ вә шәрмәндилик ичидә әсирликкә өт;
Заананда туруватқан қизлар талаға һеч чиққан әмәс;
Бәйт-Езәл аһ-зарлар көтәрмәктә;
«Худа сәндин муқим җайиңни елип кетиду!»
12 Маротта туруватқан қиз яхшилиққа тәлмүрүп тит-тит болуватиду;
Бирақ яманлиқ Пәрвәрдигардин Йерусалим дәрвазисиға чүшти.
13 Тулпарни җәң һарвусиға қат, и Лақишта туруватқан қиз;
(Лақиш болса, Зион қизиға гунаниң башланған йери еди!)
Чүнки сәндә Исраилниң итаәтсизлиги тепилиду.
14 Шуңа сән хушлишиш һәдийилирини Морәшәт-Гат шәһиригә берисән;
Ақзибниң дукандарлири Исраил падишалириға ялғанчилиқ йәткүзиду;
15 Мән техи саңа бир «мирасхор» әпкелимән, и Марәшаһ шәһиридә туруватқан қиз;
Исраилниң шан-шәриви Адулламғиму чүшүп келиду.
16 Өзүңни тақирбаш қил,
Зоқуң болған балилар үчүн чечиңни чүшүрүвәт;
Қорултаздәк айдиңбашлиғиңни кеңәйт,
Чүнки улар сәндин айрилип сүргүн болушқа кәтти.