2
Җәбир-зулум үстигә чүшидиған җаза
1 Орнида йетип қәбиһликни ойлайдиғанларға вә яманлиқ әйлигүчиләргә вай!
Пәқәт уларниң қолидин кәлсила, улар таң етиши биләнла уни ада қилиду;
2 Уларниң ачкөз көзи етизларға чүшсила, улар зораванлиқ қилип буливалиду;
Өйләргиму қизиқипла қалса, буларниму елип кетиду;
Улар батур кишиниму җәмәти билән булайду,
Адәмни өз мираслири билән қошуп чаңгилиға киргүзивалиду.
3 Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Мана, Мән бу аилигә қарап, боюнлириңлардин чиқиралмайдиған яман бир боюнтурурқни ойлап тәйярливатимән;
Силәр әнди гидийип маңмайсиләр;
Чүнки шу күнләр яман күнләр болиду.
4 Шу күни улар силәр тоғраңларда тәмсилни тилға елип,
Ечинишлиқ бир зар билән зарлайду: —
«Биз пүтүнләй булаң-талаң қилиндуқ!;
У хәлқимниң несивисини башқиларға бөлүвәтти;
Уни мәндин шунчә дәһшәтлик мәһрум қилди!
У етизлиримизни мунапиққа тәқсим қилип бәрди!
5 Шуңа Пәрвәрдигарниң җамаити арисидин,
Силәрдә чәк ташлап зимин үстигә тана тартип несивә бөлгүчидин бирисиму қалмайду.
Сахта пәйғәмбәрләрниң Худаниң пәйғәмбәрлиридин рәнҗиши
6 Улар: «бешарәт бәрмәңлар!» — дәп бешарәт бериду!
Әгәр пәйғәмбәрләр бу ишлар тоғрилиқ бешарәт бәрмисә, әнди бу ар-номус биздин һәргиз кәтмәйду!
7 И Яқуп җәмәти,
«Пәрвәрдигарниң Роһи сәвир-тақәтсизму?
Бу ишлар раст Униң қилғанлириму?» — дегили боламду?
Мениң сөзлирим дурус маңғучиға яхшилиқ кәлтүрмәмду?
8 Бирақ түнүгүнла Мениң хәлқим һәтта дүшмәндәк орнидин қозғалди;
Силәр хатирҗәмликтә йолдин өтүп кетиватқанларниң тонини ич кийимлири билән салдурувалисиләрки,
Уларни худди уруштин қайтқанлардәк кийимсиз қалдурисиләр.
9 Хәлқим арисидики аялларни өзлириниң иллиқ өйлиридин қоғлайсиләр;
Уларниң яш балилирини силәр Мениң гөзәл гөһиримдин мәңгүгә мәһрум қилисиләр.
10 Орнуңлардин туруп нери кетиңлар;
Чүнки һалакәтни,
Йәни азаплиқ бир һалакәтни кәлтүридиған напаклиқ түпәйлидин,
Бу йәр силәргә тәвә арамгаһ болмайду.
11 Әгәр беһудиликтә, ялғанчилиқта жүргән бириси ялған гәп қилип: —
«Мән шарап вә һараққа тайинип силәргә бешарәт беримән» — десә,
Мана, у шу хәлиққә пәйғәмбәр болуп қалиду!
Худаниң «Исраилниң қалдиси»ға болған вәдиси
12 Мән чоқум сени бир пүтүн қилип уюштуримән, и Яқуп;
Мән чоқум Исраилниң қалдисини жиғимән;
Мән уларни Бозраһдики қойлардәк,
Өз яйлиғида жиғилған бир падидәк җәм қилимән;
Улар адиминиң көплүгидин вараң-чуруңлуққа толиду.
13 Бир «бөсүп өткүчи» уларниң алдиға чиқип маңиду;
Улар бөсүп чиқип, қовуққа йетип берип, униңдин чиқти;
Улар бөсүп чиқти,
Йәни қовуққа йетип берип, униңдин чиқти;
Уларниң Падишаси уларниң алдида,
Пәрвәрдигар уларниң алдиға өтүп маңиду.