14
Әйса сөзини давам қилиду — «Йол, һәқиқәт вә һаятлиқтурмән»
1 Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар! Худаға ишинисиләр, маңиму ишиниңлар.
2 Атамниң өйидә нурғун маканлар бар. Болмиған болса, буни силәргә ейтқан болаттим; чүнки мән һәр бириңларға орун тәйярлаш үчүн шу йәргә кетип баримән.
3 Мән силәргә орун тәйярлиғили баридиған екәнмән, чоқум қайтип келип, силәрни өзүмгә алимән; шуниң билән, мән қәйәрдә болсам, силәрму шу йәрдә болисиләр.
4 Силәр мениң қәйәргә кетидиғанлиғимни вә у йәргә баридиған йолни билисиләр.
5 Томас униңға: — И Рәб, сениң қәйәргә кетидиғанлиғиңни билмәймиз. Шундақ екән, йолни қандақ билимиз? — деди.
6 Әйса униңға:
— Йол, һәқиқәт вә һаятлиқ өзүмдурмән. Мениңсиз һеч ким Атиниң йениға баралмайду.
7 Әгәр мени тонуған болсаңлар, Атамниму тонуған болаттиңлар. Һазирдин башлап уни тонудуңлар һәм уни көрдүңлар, — деди.
8 — И Рәб, Атини бизгә көрситип қойсаңла, шу купайә, — деди Филип.
9 Әйса униңға мундақ деди: — «И Филип, силәр билән биргә болғинимға шунчә вақит болди, мени техичә тонумидиңму? Мени көргән киши Атини көргән болиду. Шундақ туруқлуқ, сән немишкә йәнә: «Бизгә Атини көрсәткәйсән» дәйсән?
10 Мән Атида, Ата мәндә екәнлигигә ишәнмәмсән? Силәргә ейтқан сөзлиримни өзлүгүмдин ейтқиним йоқ; бәлки мәндә туруватқан Ата Өз әмәллирини қиливатиду.
11 Мениң Атида болғанлиғимға, Атиниң мәндә болғанлиғиға ишиниңлар. Яки һеч болмиғанда, мениң қилған әмәллиримдин маңа ишиниңлар.
12 Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, маңа ишәнгән киши мениң қиливатқан әмәллиримни қилалайду; вә булардинму техиму улуқ әмәлләрни қилиду, чүнки мән Атиниң йениға қайтип кетимән.
13 Вә Атиниң Оғулда улуқлиниши үчүн, һәр немини мениң намим билән тилисәңлар, шуларни иҗабәт қилимән.
14 Мениң намим билән һәр қандақ нәрсини тилисәңлар, мән силәргә шуни иҗабәт қилимән».
Әйсаниң Муқәддәс Роһни әвәтиши; Униң қилидиған ишлири
15 — «Мени сөйсәңлар, әмирлиримгә әмәл қилисиләр.
16 Мәнму Атидин тиләймән вә У силәргә башқа бир Ярдәмчи ата қилиду. У силәр билән әбәткичә биргә болиду.
17 У болсиму Һәқиқәтниң Роһидур. Уни бу дуниядикиләр қобул қилалмайду, чүнки Уни нә көрмәйду, нә тонумайду. Бирақ силәр Уни тонуйсиләр, чүнки У силәр билән биллә туруватиду һәм силәрдә макан қилиду.
18 Мән силәрни житим қалдурмаймән, йениңларға йәнә қайтип келимән.
19 Азғина вақиттин кейин, бу дуния мени көрмәйду, лекин силәр көрүсиләр. Мән һаят болғанлиғим үчүн, силәрму һаят болисиләр.
20 Шу күндә мениң Атамда болғанлиғим, силәрниң мәндә болғанлиғиңлар вә мәнму һәм силәрдә болғанлиғимни билисиләр.
21 Ким әмирлиримгә егә болуп уларни тутса, мени сөйгүчи шу болиду. Мени сөйгүчини Атамму сөйиду, мәнму уни сөйимән вә өзүмни униңға аян қилимән».
22 Йәһуда (Йәһуда Ишқарийот әмәс) униңдин:
— И Рәб, сән өзүңни бу дуниядикиләргә аян қилмай, бизгила аян қилишиң қандақ иш? — дәп сориди.
23 Әйса униңға җававән мундақ деди:
— «Бирким мени сөйсә, сөзүмни тутиду; Атамму уни сөйиду вә Атам билән иккимиз униң йениға берип, униң билән биллә макан қилимиз.
24 Мени сөймәйдиған киши сөзлиримни тутмайду; вә силәр аңлаватқан бу сөз болса мениң әмәс, бәлки мени әвәткән Атиниңкидур.
25 Мән силәр билән биллә болуватқан чеғимда, буларни силәргә ейттим.
26 Лекин Ата мениң намим билән әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Муқәддәс Роһ силәргә һәммини үгитиду һәм мениң силәргә ейтқан һәммә сөзлиримни есиңларға кәлтүриду.
27 Силәргә хатирҗәмлик қалдуримән, өз хатирҗәмлигимни силәргә беримән; мениң силәргә бәргиним бу дуниядикиләрниң бәргинидәк әмәстур. Көңлүңларни паракәндә қилмаңлар вә җүръәтсиз болмаңлар.
28 Силәр мениң: «Мән силәрдин айрилип кетимән, кейин йениңларға йәнә қайтип келимән» дегинимни аңлидиңлар. Мени сөйгән болсаңлар, Атиниң йениға кетидиғанлиғим үчүн хурсән болаттиңлар. Чүнки Ата мәндин улуқдур.
29 Силәрниң бу ишлар йүз бәргинидә ишинишиңлар үчүн бу ишлар йүз бериштин авал силәргә ейттим.
30 Мундин кейин силәр билән көп сөзләшмәймән; чүнки бу дунияниң һөкүмдари келиш алдида туриду вә мәндин киргидәк һеч йочуқ тапалмайду.
31 Лекин бу дунияниң адәмлириниң мениң Атини сөйидиғанлиғимни билиши үчүн Ата маңа немә әмир қилған болса, мән дәл шуни әмәлгә ашуримән. Туруңлар, бу җайдин кетәйли».