15
Әйса — һәқиқий үзүм телидур; униң сөзиниң давами
1 — «Һәқиқий үзүм тели» өзүмдурмән, Атам болса бағвәндур.
2 Бағвән мәндики мевә бәрмәйдиған һәр бир шахни кесип ташлайду. Мевә бәргәнлирини болса техиму көп мевә бәрсун дәп, пак қилип путап туриду.
3 Әнди силәр мән силәргә йәткүзгән сөзүм арқилиқ аллибурун пак болдуңлар.
4 Силәр мәндә изчил туруңлар, мәнму силәрдә изчил туримән. Шах талда турмай, өзи мевә берәлмәйдиғинидәк, силәрму мәндә изчил турмисаңлар, мевә берәлмәйсиләр.
5 «Үзүм тели» өзүмдурмән, силәр болсаңлар шахлиридурсиләр. Ким мәндә изчил турса, мәнму шундақла униңда турғинимда, у көп мевә бериду. Чүнки мәнсиз һеч немини қилалмайсиләр.
6 Бириси мәндә турмиса, у керәксиз шахтәк ташлинип, қуруп кетиду. Бундақ шахлар жиғип келинип отқа ташлиниду.
7 Силәр мәндә изчил турсаңлар вә сөзлирим силәрдә изчил турса, немини тәләп қилсаңлар, силәргә шу иҗабәт болиду.
8 Силәрниң көп меви беришиңлар, шундақла мениң мухлислирим екәнлигиңларни испатлишиңлар билән шан-шәрәп Атамға кәлтүрүлиду.
9 Атам мени сөйгинидәк, мәнму силәрни сөйдүм; мениң меһир-муһәббитимдә изчил туруңлар.
10 Әгәр әмирлиримни тутсаңлар, худди мән Атамниң әмирлирини тутқан вә һемишә униң меһир-муһәббитидә турғинимдәк, силәрму һемишә мениң меһир-муһәббитимдә турисиләр.
11 Мениң хошаллиғим силәрдә болсун вә шуниңдәк хошаллиғиңлар толуп ташсун дәп, мән буларни силәргә ейттим.
12 Мениң әмрим шуки, мән силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар.
13 Инсанларниң өз достлири үчүн җенини пида қилиштин чоңқур меһир-муһәббити йоқтур.
14 Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, мениң достлирим болисиләр.
15 Әнди мундин кейин мән силәрни «қул» дәп атимаймән. Чүнки қул ғоҗайининиң немә қиливатқинини билмәйду. Униң орниға силәрни «дост» дәп атидим, чүнки Атамдин аңлиғанлиримниң һәммисини силәргә йәткүздүм.
16 Силәр мени таллиғиниңлар йоқ, әксичә мән силәрни таллидим вә силәрни берип мевә бәрсун һәмдә мевилириңлар дайим сақлансун, мениң намим билән Атидин немә тилисәңлар, у силәргә бәрсун дәп силәрни тиклидим.
17 Силәргә шуни әмир қилимәнки, бир-бириңларни сөйүңлар.
Дуниядикиләрниң Әйсаға болған нәприти
18 Бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтләнсә, силәрдин авал мәндин нәпрәтләнгәнлигини билиңлар.
19 Силәрму бу дуниядикиләрдин болған болсаңлар, бу дуниядикиләр силәрни өзимизниңки дәп, сөйгән болатти. Бирақ силәр бу дуниядин болмиғачқа, бәлки мән силәрни бу дуниядин айрип таллиғанлиғим үчүн, әнди бу дуниядикиләр силәрдин нәпрәтлиниду.
20 Мән силәргә ейтқан сөзни есиңларда тутуңлар: «Қул ғоҗайинидин үстүн турмайду». Улар маңа зиянкәшлик қилған болса, силәргиму зиянкәшлик қилиду. Мениң сөзүмни тутқан болса, улар силәрниңкиниму тутиду.
21 Бирақ мениң намим түпәйлидин улар силәргиму шу ишларниң һәммисини қилиду, чүнки улар мени Әвәткүчини тонумайду.
22 Әгәр мән келип уларға сөз қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин һазир гунайи үчүн уларниң һеч баниси йоқтур.
23 Кимдәким мәндин нәпрәтләнсә Атамдинму нәпрәтләнгән болиду.
24 Мән уларниң арисида башқа һеч ким қилип бақмиған әмәлләрни қилмиған болсам, уларда гуна йоқ дәп һесаплинатти. Лекин улар һазир әмәллиримни көргән туруқлуқ, йәнила һәм мәндин һәм Атамдин нәпрәтләнди.
25 Лекин бу ишлар уларға тәвә болған Тәврат қанунида: «Һеч қандақ сәвәпсизла мәндин нәпрәтләнди» дәп пүтүлгән сөз әмәлгә ашурулуши үчүн шундақ йүз бәрди.
26 Лекин мән силәргә Атиниң йенидин әвәтидиған Ярдәмчи, йәни Атиниң йенидин чиққучи Һәқиқәтниң Роһи кәлгәндә, У маңа гувалиқ бериду.
27 Силәрму маңа гувалиқ берисиләр, чүнки силәр баштин тартип мән билән биллә болдуңлар.