20
Әйсаниң тирилиши
Мат. 28:1-10; Мар. 16:1-8; Луқа 24:1-12
Һәптиниң биринчи күни таң сәһәр, Магдаллиқ Мәрйәм қәбиргә барди вә қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди.   Шуңа у жүгүргиничә келип Симон Петрус вә Әйса сөйгән һелиқи мухлисниң йениға келип, уларға:
— Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ! — деди.  
Петрус билән һелиқи мухлис ташқириға чиқип, қәбиргә қарап йол алди. Иккилән тәң жүгүрүп маңди, лекин һелиқи мухлис Петрустин тез жүгүрүп, қәбиргә биринчи болуп йетип барди. У еңишип ичигә қарап, канап кепәнләрниң у йәрдә йейиқлиқ турғанлиғини көрди, лекин ичкиригә кирмиди. Униңға әгишип кәлгән Симон Петрус йетип келип, қәбиргә кирди вә у йәрдә йейиқлиқ турған канап кепәнләрни, шундақла Әйсаниң бешиға оралған яғлиқниму көрди. Яғлиқ кепәнләр билән бир йәрдә әмәс, бәлки айрим йәрдә йөгәклик туратти.
Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди (чүнки улар униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәтни техичә чүшәнмәйтти).    10 Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти.
 
Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши
Мар. 16:9-11
11 Амма Мәрйәм болса қәбирниң сиртида туруп жиғлавататти. У жиғлап туруп қәбирниң ичигә еңишип қаривиди, 12 мана ақ кийим кийгән икки пәриштә туратти; уларниң бири Әйсаниң җәсити қоюлған йәрниң баш тәрипидә, йәнә бири аяқ тәрипидә олтиратти.
13 Улар Мәрйәмдин:
— Ханим, немишкә жиғлайсән? — дәп сориди.
— Рәббимни елип кетипту, уни нәгә қойғанлиғини биләлмәйватимән, — деди у уларға.
14 У шу сөзләрни қилипла, кәйнигә бурулувиди, Әйсаниң шу йәрдә турғанлиғини көрди. Лекин у униң Әйса екәнлигини билмиди.
15 Әйса униңдин — Ханим, немишкә жиғлайсән, кимни издәйсән? — дәп сориди.
Мәрйәм уни бағвән шу, дәп ойлап:
— Тәхсир, әгәр уни сиз шу йәрдин йөткивәткән болсиңиз, қәйәргә қойғанлиғиңизни ейтип бәргәйсиз. Мән уни елип кетимән, — деди.
16 Мәрйәм! — деди Әйса униңға.
Мәрйәм бурулупла, ибраний тилида:
— Раббони! — деди (бу сөз «устаз» дегән мәнидә).
17  Әйса униңға: — Маңа есилмиғин! Чүнки мән техи атамниң йениға чиқмидим. Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму Атаңларниң, йәни мениң Атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин, деди.  
18 Шуниң билән Магдаллиқ Мәрйәм мухлисларниң йениға берип, уларға: «Рәбни көрдүм!» деди вә шундақла Әйса өзигә ейтқан у сөзләрни уларға йәткүзди.
 
Әйсаниң мухлислириға көрүнүши
Мат. 28:16-20; Мар. 16:14-18; Луқа 24:36-49
19 Шу күни кәчтә, йәни һәптиниң биринчи күни кәчтә, Йәһудийлардин қорққанлиғи үчүн мухлислар жиғилған өйдә ишиклирини һим тақивалған еди; шу вақитта, Әйса келип уларниң оттурисида көрүнүп, өрә турған һалда уларға:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.    20 Буни дәп, қоллирини вә биқинини уларға көрсәтти. Шуниң билән мухлислар Рәбни көргинидин шатланди. 21 Шуңа Әйса уларға йәнә:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! Ата мени әвәткинидәк, мәнму силәрни әвәтимән, — деди.
22 Бу сөзни ейтқандин кейин, у уларниң үстигә бир пүвләп:
— Муқәддәс Роһни қобул қилиңлар. 23 Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду! — деди.  
 
Әйсаниң Томасқа көрүнүши
24 Амма он иккиләнниң бири, йәни «кош гезәк» дәп аталған Томас Әйса кәлгәндә уларниң йенида әмәс еди. 25 Шуңа башқа мухлислар униңға:
— Биз Рәбни көрдуқ! — дейишти. Лекин Томас уларға:
— Униң қоллирида миқларниң изини көрмигичә, миқларниң изиға өз бармиғимни вә биқиниға өз қолумни тиқип бақмиғичә, һәргиз ишәнмәймән, — деди.
26 Сәккиз күндин кейин, мухлислар йәнә шу өй ичидә җәм болғанда, Томасму улар билән биллә еди. Ишикләр тақақлиқ турсиму, Әйса келип уларниң арисида туруп:
— Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди. 27 Андин у Томасқа:
— Бармиғиңни бу йәргә тәккүзүп, қоллиримға қара. Қолуңни узитип, биқинимға тиқип, гуманда болмай, ишәнгүчи болғин! — деди.
28 Томас униңға: — Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән! — дәп җавап бәрди.
29 Әйса униңға:
— Мени көргәнлигиң үчүн ишәндиң. Көрмәй туруп ишәнгүчиләр бәхитликтур! — деди.
 
Ушбу китапниң мәхсити
30 Әйса мухлислириниң алдида бу китапта хатириләнмигән башқа нурғун мөҗизилик аламәтләрниму көрсәтти. 31 Лекин мошулар силәрни Әйсаниң Мәсиһ, шундақла Худаниң Оғли екәнлигигә ишәнсун һәм бу арқилиқ униңға етиқат қилип, униң нами арқилиқ һаятлиққа еришсун, дәп йезилди.
 
 
20:1 «һәптиниң биринчи күни» — йәни йәкшәнбә күни. «Магдаллиқ Мәрйәм... қәбирниң ағзидики ташниң еливетилгәнлигини көрди» — қәбир өңкүр еди («Мат.» 27:60, «Луқа» 23:53). 20:1 Мат. 28:1; Мар. 16:1; Луқа 24:1. 20:2 «Улар Рәбни қәбирдин йөткиветипту, уни қәйәргә қойғинини билмидуқ!» — мошу айәттики «биз» испатлайдуки, Инҗилдики башқа «баянлар»да ейтилғандәк, әслидә Мәрйәм билән биллә йәнә башқа аялларму бар еди («Мат.» 28:1, «Мар.» 16:1-2. «Луқа» 23:54-24:1ни көрүң). 20:2 Юһ. 13:23; 21:7,20. 20:3 Луқа 24:12. 20:5 Юһ. 19:40. 20:7 Юһ. 11:44. 20:8 «Андин қәбиргә авал кәлгән һелиқи мухлисму қәбиргә кирип, әһвални көрүп ишәнди» — «һелиқи мухлис» (Юһанна) немигә ишәнди? У шу кепәнләрни вә яғлиқниң шундақ рәтлик қоюлғанлиғини көрүп, Әйсаниң җәситини һеч ким оғрилимиди, бәлки у чоқум өлүмдин тирилди, дәп ишәнди. 20:9 «униң өлүмдин қайта тирилиши..» — грек тилида «униң өлгәнләрниң арисидин тирилиши...». «униң өлүмдин қайта тирилишиниң муқәррәрлиги һәққидә муқәддәс язмилардики бешарәт...» — биз башқа йәрләрдә көрсәткинимиздәк, Тәврат-Зәбурда Мәсиһниң өлүмдин тирилишини көрситидиған нурғун бешарәтләр бардур. 20:9 Зәб. 15:10; Рос. 2:25,31; 13:35. 20:10 «Шуниң билән иккилән өз туралғулириға қайтишти» — «өз туралғулириға» грек тилида «өзлириниңкигә» яки «өзлириниңкиләргә». 20:11 Мат. 28:1; Мар. 16:5; Луқа 24:4. 20:14 Мат. 28:9; Мар. 16:9. 20:17 «Әйса униңға: — Маңа есилмиғин!.. деди» — «маңа есилмиғин!» яки «маңа қол тәккүзивәрмә». Кейинки сөзләр буниң мәнасиниң «есилмиғин» екәнлигини ениқ көрситиду. «Берип қериндашлиримға: Мени «Силәрниңму атаңларниң, йәни мениң атамниң, силәрниң Худайиңларниң, йәни мениң Худайимниң йениға чиқимән!» дәйду, — дәп йәткүзгин» — Әйсаниң Магдаллиқ Мәрйәмгә көрүнүши тоғрилиқ вә униңға ейтқан бу муһим сөзлири тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз. 20:17 Зәб. 21:23; Мат. 28:10; Юһ. 16:2; Ибр. 2:11. 20:18 Мат. 28:8; Мар. 16:10; Луқа 24:9. 20:19 «Силәргә хатирҗәмлик болғай» — ибраний тилида «Шалом әләйқум!» дегән сөз билән ипадилиниду, әрәб тилида «әссаламуәләйкум». 20:19 Мар. 16:14; Луқа 24:36; 1Кор. 15:5. 20:20 Юһ. 16:22. 20:21 Йәш. 61:1; Мат. 28:19; Мар. 16:15; Луқа 4:18; Юһ. 17:18. 20:23 «Кимниң гуналирини кәчүрсәңлар, униң гунайи кәчүрүм қилиниду; кимниң гуналирини тутувалсаңлар, шуниң гунайи тутувелиниду!» — бу расулларниң кишиләрниң гунайини толуқ кәчүрүм қилиш һоқуқи бар, дегәнлик әмәс. Ундақ һоқуқ пәқәт Худағила тәвәдур. «Мат.» 16:19 вә 18:18ни көрүң. Бизниңчә, бу «гуналарни кәчүрүм қилиш» җамаәтниң тәртивигә бағлиқтур. Еғир гуна садир қилған етиқатчилар җамаәткә қатнишиверәмду? Рәббимиз «Мат.» 18:15-20дә бу мәсилә тоғрилиқ әмир бериду; бу әмир бойичә җамаәтниң гуна садир қилған амма товва қилмиған қериндашлирини җамаәттин чиқириш һоқуқи бардур. «Коринтлиқларға (1) вә (2)»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң, болупму «2Кор.» 2:11 тоғрилиқ чүшәндүрүшимизни көрүң. 20:23 Мат. 16:19; 18:18. 20:24 ««кош гезәк» дәп аталған Томас» — грек тилида ««Дидимус» дәп аталған Томас». 20:27 1Юһа. 1:1. 20:28 «Мениң Рәббим һәм мениң Худайимсән!» — грек тилида «Мениң Рәббим һәм мениң Худайим!». Һазир барлиқ мухлислар Мәсиһниң толуқ салаһийитини тонуп йәткән еди. 20:29 1Пет. 1:8. 20:30 Юһ. 21:25.