21
Әйсаниң йәттә мухлисиға көрүнүши
1 Бу ишлардин кейин, Әйса Тиберияс деңизиниң бойида мухлислириға йәнә бир қетим көрүнди. Униң бу қетимқи көрүнүши мундақ болди:
2 Симон Петрус, «кош гезәк» дәп аталған Томас, Галилийәдики Каналиқ Натанийәл, Зәбәдийниң оғуллири вә башқа икки мухлис биллә еди.
3 Симон Петрус:
Мән белиқ тутқили баримән, — деди.
Көпчилик:
Бизму сән билән биллә баримиз, — дейишти.
Улар ташқириға чиқип, кемигә олтарди, лекин шу бир кечә һеч нәрсә туталмиди.
4 Таң атай дегинидә, Әйса қирғақта туратти, бирақ мухлислар униң Әйса екәнлигини билмиди.
5 Шуңа Әйса:
— Балилар, силәрдә йегидәк бир нәрсә йоққу? — дәп сориди.
— Йоқ, — дәп җавап бәрди улар.
6 Әйса уларға — Торни кеминиң оң тәрипигә ташлаңлар, шундақ қилсаңлар тутисиләр, — деди.
Шуниң билән улар торни шу яққа ташлап, шундақ көп белиқ туттики, һәтта торни тартип чиқиралмай қалди.
7 Әйса сөйгән мухлис Петрусқа:
— Бу Рәбқу! — деди.
Симон Петрус униң Әйса екәнлигини аңлап, тонини өзигә йөгәп (чүнки белиниң асти ялаңач еди) өзини деңизға ташлиди.
8 Қирғақтин анчә жирақ әмәс болуп, тәхминән икки йүз гәз жирақлиқта болғачқа, қалған мухлислар белиқ билән толған торни тартип кичик кемиси билән қирғаққа кәлди.
9 Улар қирғаққа чиққанда, шахардин йеқилған, үстидә белиқ қоюқлуқ гүлханни вә нанни көрди.
10 Әйса:
— Әнди тутқан белиғиңлардин әкелиңлар, — деди.
11 Симон Петрус кемигә чиқип, торни қирғаққа тартип чиқарди. Тор чоң белиқлар билән толған болуп, җәмий бир йүз әллик үч белиқ бар еди. Белиқ шунчә көп болғини билән, тор житилмиған еди.
12 Әйса:
— Келиңлар, нашта қилиңлар, — деди. Мухлисларниң ичидин һеч ким униңдин:
— Сән ким болисән? — дәп сорашқа петиналмиди. Чүнки улар униң Рәб екәнлигини билди.
13 Әйса нанни әкилип уларға бәрди һәм белиқларниму шундақ қилди.
14 Мана бу Әйсаниң өлгәндин кейин тирилип, өзини мухлислириға үчинчи қетим аян қилиши еди.
Әйсаниң Петрусниң өзидин үч қетим тенишидин кейин уни әслигә кәлтүрүши
15 Улар нашта қилғандин кейин, Әйса Симон Петрустин:
— Юнусниң оғли Симон, сән мени булардинму чоңқур сөйәмсән? — дәп сориди.
— Шундақ Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни сән билисән! — деди Петрус.
Әйса униңға:
Ундақта, қозилиримни отлитип бақ! — деди.
16 У иккинчи қетим йәнә униңдин:
— Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус йәнә:
— Шундақ, Рәб, мениң сени сөйидиғанлиғимни билисән, — деди.
Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни бақ, — деди.
17 Үчинчи қетим униңдин йәнә:
— Юнусниң оғли Симон, мени сөйәмсән? — дәп сориди.
Петрус Әйсаниң үчинчи қетим өзидин: «Мени сөйәмсән?» дәп сориғанлиғиға көңли йерим болуп:
— Рәб, сән һәммини билисән, сени сөйидиғанлиғимниму билисән, — деди.
Әйса униңға:
— Ундақта, қойлиримни отлат.
18 Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа шуни ейтип қояйки, яш вақтиңда белиңни өзүң бағлап, қәйәргә барай десәң шу йәргә маңаттиң; лекин яшанғанда, қоллириңни узитисән вә башқа бириси сени бағлап, сән халимайдиған йәргә елип кетиду, — деди.
19 Әйса бу сөзни Петрусниң қандақ өлүш арқилиқ Худаға шан-шәрәп кәлтүридиғанлиғини ениқ билдүрүш үчүн ейтти. Андин, униңға йәнә:
— Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
20 Петрус кәйнигә бурулуп, Әйса сөйидиған мухлисниң әгишип келиватқанлиғини көрди (бу мухлис кәчлик тамақта Әйсаниң қучиғиға йөлинип: «И Рәб, сени тутуп беридиған кимду?» дәп сориған мухлис еди).
21 Петрус уни көрүп, Әйсадин:
— И Рәб, бу адәм кейин қандақ болар? — дәп сориди.
22 Әйса униңға: — Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?! Маңа әгәшкүчи болғин, — деди.
23 Буниң билән қериндашлар арисида «Һелиқи мухлис өлмәйду» дегән гәп тарқалди. Лекин Әйса Петрусқа: «У өлмәйду» демигән еди, бәлки пәқәт: «Әгәр мән қайта кәлгичә униң туруп қелишини халисамму, сениң буниң билән немә кариң?!» дегән еди.
Хатимә
24 Бу ишларға гувалиқ бәргүчи һәмдә бу ишларни хатирилигүчи әнә шу мухлистур. Униң гувалиқиниң һәқиқәт екәнлигини билимиз.
25 Әйса булардин башқа нурғун ишларниму қилған еди; әгәр уларниң һәммиси бир-бирләп йезилған болса, мениңчә йезилған китаплар пүткүл аләмниң өзигә сиғмайтти!