8
1 Шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — улар Йәһуданиң падишалириниң устиханлирини, уларниң әмирлириниң устиханлирини, каһинларниң устиханлирини, пәйғәмбәрләрниң устиханлирини вә Йерусалимда турғанларниң устиханлирини гөрлиридин елип чиқириду;
2 шундақ қилип улар буларни қуяш, ай вә асманлардики барлиқ җисимлар астида яйиду; чүнки улар буларни сөйгән, буларниң қуллуғида болған, буларға әгәшкән, буларни издигән, буларға чоқунған; уларниң җәсәтлири бир йәргә һеч жиғилмайду, һеч көмүлмәйду; улар зимин йүзидә оғут болуп ятиду.
3 Мән булардин қалғанлирини һайдиған җайларда, бу рәзил җәмәттин барлиқ тирик қалғанлар һаятниң орниға маматни таллайду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Худадин ваз кечиш һалакәтни издигәнлик билән баравәр
4 Әнди сән уларға мундақ дегин: Пәрвәрдигар мундақ дәйду:
— Адәмләр жиқилса қайтидин турмамду? Бириси йолдин чиқип кәтсә қайтип кәлмәмду?
5 Немишкә Йерусалимдики бу хәлиқ һемишә йолдин чиқиш биләнла йенимдин жирақлап кетиду? Улар алдамчилиқни чиң тутиду, йенимға қайтип келишни рәт қилиду.
6 Мән көңүл қоюп аңлидим; лекин улар дуруслуқни сөзлимәйду; уларниң рәзилликлиридин: «Мән зади немиләрни қилип қойдум?!» дәп товва қилидиған һеч ким йоқ; ат җәңгә бурулуп етилғандәк һәр бирси өз йолиға бурулуп етилиду.
7 Һәтта асмандики ләйләкму өзигә бекитилгән вақтилирини билиду; пахтәк, қарлиғач вә турниларму көчүп келидиған вақтилирини есидә тутиду; леким Мениң хәлқим Мән Пәрвәрдигарниң уларға бекиткәнлиримни һеч билмәйду.
8 Силәр қандақму: «Биз данадурмиз, Пәрвәрдигарниң Тәврат-қануни биздә бардур!» дәйсиләр? Мана, бәрһәқ, өлима-көчүргүчиләрниң ялғанчи қәлими уни бурмилиған.
9 Данишмәнләр хиҗил болиду, улар йәргә қарап қалди; мана, улар Пәрвәрдигарниң сөзини чәткә қаққандин кейин, уларда зади немә даналиқ қалиду?
10 Шуңа Мән уларниң аяллирини башқиларға, уларниң етизлирини йеңи егилиригә тапшуруп беримән; чүнки әң кичигидин чоңиғичә уларниң һәммиси ачкөзлүккә берилгән; пәйғәмбәрдин каһинғичә һәммиси сахта иш көриду.
11 Улар: «Аман-есәнлик! Аман-есәнлик!» дәп хәлқимниң қизиниң ярисини суслуқ билән қол учида чала теңип қойди. Лекин аман-есәнлик йоқтур!
12 Улар жиркиничлик ишларни садир қилғинидин хиҗил болдиму? — Яқ, улар һеч хиҗил болмиди, һәтта қизиришниму улар һеч билмәйду. Шуңа улар жиқилип өлгәнләр ичидә жиқилип өлиду; уларни җазалашқа кәлгинимдә улар путлишип кетиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
13 Мән уларниң һосулини елип ташлаймән, — дәйду Пәрвәрдигар; үзүм телида үзүмләр, әнҗир дәриғидә әнҗирләр һеч қалмиди; йопурмақлири солишип кәтти; Мән уларға немә беғишлиған болсам, әнди шулар улардин өткүзүвелиниду.
Келидиған һалакәт — Йәрәмия сөз қилиду
14 «Биз немишкә мошу йәрдә бекар олтириверимиз? Жиғилайли, мустәһкәм шәһәрләргә кирип шу йәрләрдә күрәш қилип түгишәйли! Чүнки Пәрвәрдигар Худайимиз бизни түгәштүрүп, бизгә өт сүйини бәрди; чүнки биз Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилдуқ.
15 Аман-течлиқни үмүт қилип күтүп кәлдуқ, лекин һеч яхшилиқ болмиди; шипа вақтини күттуқ, лекин мана, вәһимә басти!
16 Дүшмән атлириниң хартилдашлири Дан зиминидин тартип аңланмақта; айғирлириниң кишнәшлири пүткүл зиминни қорқитип тәврәтмәктә. Улар зимин вә униңда туруватқан һәммини, шәһәрни вә униңда туруватқанларниң һәммисини йоқитишқа келиду!».
17 — Мана, Мән араңларға иланларни, йәни һеч ким сеһирләлмәйдиған зәһәрлик иланларни әвәтимән, улар силәрни чақиду» — дәйду Пәрвәрдигар.
Пәйғәмбәрниң налә-пәряди
18 Мән: «Мениң дәрд-әлимим давалиғусиз! Жүригим зәйиплишип кәтти!» — дедим.
Пәрвәрдигарниң мәрсийә сөзлири
19 «Мана, хәлқимниң қизиниң интайин жирақ жуттин көтирилгән пәрядиниң садаси! Улар — «Пәрвәрдигар Зионда әмәсму? Зионниң падишаси у йәрдә турмамду?!» — дәйду».
«Немишкә әнди улар Мени ойма мәбудлири билән, әрзимәс ят нәрсиләр билән ғәзәпләндүриду?!»
Хәлиқниң болидиған налә-пәряди
20 — «Орма вақти өтүп кәтти, яз түгиди, лекин биз болсақ йәнила қутқузулмидуқ!»
Пәйғәмбәрниң мәрсийәси
21 «Хәлқимниң қизиниң сунуқ яриси түпәйлидин өзүм сунуқмән; матәм тутимән;
Дәккә-дүккә мени бесивалди, —
22 Гилеадта тутия тепилмамдикән?
У йәрдә тевип йоқмикән?
Немишкә әнди мениң хәлқимниң қизиға дава тепилмайду?!».