9
Давами
Аһ, мениң бешим суниң беши,
Көзүм яшниң булиқи болсииди!
Ундақта хәлқимниң қизи арисидики өлтүрүлгәнләр үчүн кечә-күндүз жиғлайттим!
Аһ, мән үчүн чөл-баяванда йолучилар чүшкидәк бир туралғу болсииди!
Ундақта хәлқимни ташлап, улардин айрилған болаттим!
Чүнки уларниң һәммиси зинахорлар,
Мунапиқларниң бир җамаитидур!»  
 
Пәрвәрдигарниң сөзиниң давами
— Улар оқячи ләшкәрләр оқяйини егилдүргәндәк тилини ялғанчилиққа егилдүрүшкә тәйярлиған; улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс; улар рәзиллик үстигә рәзиллик қилған, Мени һеч тонуп билмигән» — дәйду Пәрвәрдигар.    — Һәр бириңлар өз йеқиниңлардин һези болуңлар, қериндашлириңларға һеч таянмаңлар; чүнки һәр бир қериндаш пәқәтла алдиғучи, халас, һәр бир йеқинлириң болса төһмәтхорлуқта жүрмәктә. Улар һәр бири өз йеқинлириға алдамчилиқ қилмақта, һеч ким һәқиқәтни сөзлимәйду; улар өз тилини ялған сөзләшкә үгитиду, улар қәбиһликтә өзлирини упритиду. Улар җәбир-зулум үстигә җәбир-зулум қилмақта, алдамчилиқтин йәнә бир алдамчилиққа өтмәктә; улар Мени тонушни рәт қилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.
Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән уларни еритип тавлап синаймән; хәлқимниң қизиниң рәзиллигигә Маңа башқа йол қалмидиму? Уларниң тили әҗәл оқидур; у алдамчилиқни сөзләйду; һәр бир еғиз сөзидә йеқини билән теч-аманлиқни сөзләйду, лекин көңлидә қилтақ тәйярлайду. Бу ишлар түпәйлидин уларни җазалимай қоямдим? — дәйду Пәрвәрдигар, — Мениң җеним мошундақ бир әлдин қисас алмай қоямду?
 
Келидиған апәт үчүн Йәрәмия мәрсийә оқуйду
10 «Тағлардики яйлақлар үчүн жиға вә налә-пәряд көтиримән,
Даладики отлақлар үчүн мәрсийә оқуймән;
Чүнки улар көйүп кәттики, һеч ким у йәрдин өтмәйду;
Калиларниң һөкирәшлири аңланмайду;
Һәм асмандики учар-қанатлар һәм һайванатларму қечип,
Шу йәрдин кәтти!».
 
Пәрвәрдигар сөзини давам қилиду
11 — Мән Йерусалимни хараплашқан топ-топ дога, чилбөриләрниң бир туралғуси қилимән;
Йәһуда шәһәрлирини адәм турмайдиған дәриҗидә вайранә қилимән.
12 — Ким бу ишларни чүшинишкә данишмән болиду?
Ким Пәрвәрдигарниң ағзидин сөз елип буларни чүшәндүрәләйду?
Немишкә зимин вәйранә, һеч ким өтмигидәк, көйүп чөл-баявандәк болуп кәтти?
13 Пәрвәрдигар дәйду, — Чүнки улар Мән улар алдиға қойған Тәврат-қанунни ташливәткән, Мениң авазимға қулақ салмиған вә униңда маңмиған,
14 Бәлки өз қәлбидики җаһиллиққа әгәшкән, ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән,
15 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән бу хәлиққә кәкрини йегүзимән, уларға өт сүйини ичкүзимән, 16 уларни улар яки ата-бовилири илгири һеч тонумайдиған әлләр арисиға тарқитимән; Мән уларни йоқатқичә уларниң кәйнидин қоғлашқа қилични әвәтимән.
17 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!
 
Йәрәмия Пәрвәрдигарниң сөзлиригә җавап бериду
18 — Бәрһәқ, улар тез кәлсун, биз үчүн зор жиға көтәрсунки, бизниң көзлиримиздинму яшлар тарамлап төкүлсун, чанақлиримиздинму яш тамчилири ақсун — 19 чүнки Зиондин жиға авази аңлинип: — «Биз қанчилик булаң-талаң қилиндуқ! Қанчилик шәрмәндә болдуқ! Улар туралғулиримизни өрүвәтти, биз зиминимизни ташлидуқ!» — дейилиду.
20 Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и аяллар,
Униң ағзидики сөзгә қулақ селиңлар;
Қизиңларға жиғлашни үгитиңлар,
Һәр бириңлар йеқиниңларға мәрсийә оқутуңлар;
21 Чүнки өлүм болса деризилиримиздин ямишип киргән,
Орда-истиһкамлиримизғиму киргән;
У балиларни кочилардин,
Жигитләрни рәстә-мәйданлардин жулуп ташлиған.
22 Йеқинлириңларға уқтуруп: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Бәрһәқ, җәсәтләр далада тезәктәк жиқилиду;
Улар ормичиниң орғиқиниң астиға жиқилған,
Лекин һеч ким жиғмайдиған башақтәк йәргә чечилиду!» — дәңлар!
 
23 Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
Дана киши даналиғи билән, күчлүк киши күчлүклиги билән, бай байлиқлири билән пәхирлинип махтанмисун; 24 пәхирлинип махтиғучи болса шуниңдин, йәни Мени, йәр йүзидә меһир-муһәббәт, адаләт вә һәққанийлиқни жүргүзгүчи Мән Пәрвәрдигарни тонуп йәткәнлигидин пәхирлинип махтансун; чүнки Мениң хурсәнлигим дәл мошу ишлардиндур, — дәйду Пәрвәрдигар. 25 Мана, шундақ күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән хәтнә қилмиғанларни хәтнә қилинғанлар билән биллә җазалаймән; 26 йәни Мисир, Йәһуда, Едом, Аммонийлар вә Моабийлар, җүмлидин чөл-баяванда туруватқан, чекә чачлирини чүшүрүвәткән әлләрни җазалаймән; чүнки бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур.
  
 
 
9:1 Йәш. 22:4; Йәр. 4:19 9:2 «уларниң һәммиси зинахорлар,...» — «зинахорлар» бәлким роһий җәһәттин ейтилиду, улар Худаға вапасизлиқ қилип бутларға чоқунуп кәтти. 9:2 Йәр. 5:7, 8 9:3 «улар зиминда үстүнлүк қазанған, бирақ бу сәмимийлик билән болған әмәс...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «шу зиминда улар ғәлибә қилған, бирақ бу һәқиқәтни тикләш үчүн әмәс...». 9:3 Йәш. 59:4,13,15; Йәр. 6:7 9:4 Йәр. 6:28 9:6 «улар қәбиһликтә өзлирини упритиду (5-айәт)» — 5-айәтниң ахирқи қисми һәм 6-айәтниң баш қисминиң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар қәбиһлик қилип товвани һеч билмәйду. (6) сән (Йәрәмия) алдамчилиқ арисида туруватисән; алдамчилиғи түпәйлидин улар Мени тонушни рәт қилиду...». 9:8 Зәб. 11:3-5; 27:3; 119:3-4; Пәнд. 30:14 9:9 Йәр. 5:9,29 9:11 Йәр. 10:22 9:14 «(Йәһуда хәлқи) ...ата-бовилири уларға өгәткәндәк Баалларниң кәйнигә әгишип кәткән» — оқурмәнләрниң есидә барки, «Баал»лар интайин жиркиничлик бир хил бутлар еди. 9:15 Йәр. 8:14; 23:15 9:16 Лав. 26:33 9:17 «көңүл қоюңлар, матәмчи аялларни келишкә чақириңлар, жиғлашқа әң уста болған қиз-аялларни чақирип келишкә адәм әвәтиңлар!» — кона заманларда бәзи бай адәмләр уруқ-туққанлирини дәпнә қилишта мошундақ «жиғлашқа маһир» аялларни «кәйпиятни яритиш» үчүн яллайтти (мәсилән, Инҗил, «Мат.» 9:37ни көрүң). 9:22 Йәр. 7:33 9:23 1Кор. 1:31; 2Кор. 10:17 9:26 «... Бу әлләрниң һәммиси хәтнисиздур; Исраилниң барлиқ җәмәтиму көңлидә хәтнисиздур» — бу 25- вә 26-айәтләр Йәһуда (Исраил)ға интайин еғир келиши керәк еди. Чүнки Пәрвәрдигар уларни, өзлири кәмиситидиған хәтнә қилинмиған «ят әлләр» қатарида «хәтнә қилинмиған»дәк һесаплайду. Худаниң көз алдида Йәһуда хәтнисиз, йәни у Ибраһим хәтнә арқилиқ түзгән әһдигә лайиқ әмәс болуп қалди. «Көңли хәтнисиз» — «көңли бу рәзил дуниядики рәзил аззу-һәвәслиридин кесилгән әмәс, Худа вә униң ибадити үчүн рәзилликтин айрилған әмәс» дегән мәнидә. «Әзакиял»ға қошулған «қошумчә сөзимиз»ни вә Инҗил, «Рим.» 2-бап, «Фил.» 3:3, «Кол.» 2:11ни көрүң). Йәнә келип хәтнә «көңлидә әмәс» болса, «чекә чачлирини чүшүрүветиш» (бәлким бутпәрәсләрниң матиминиң бир ипадиси)тин һеч қандақ пәрқи яки әһмийити йоқтур. 9:26 Лав. 26:41; Рим. 2:28,29