16
Пәрисийләрниң «мөҗизилик аламәт» көрситишни тәләп қилиши
Мар. 8:11-13; Луқа 12:54-56
1 Әнди пәрисийләр билән Садуқийлар уни синаш мәхситидә йениға келип, униңдин бизгә асмандин мөҗизилик бир аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишти.
2 Бирақ Әйса уларға мундақ деди:
— Кәчқурун силәр қизил шәпәқни көргиниңларда, «Һава әтә очуқ болиду» дәйсиләр
3 вә әтигәндә: «Бүгүн боран чиқиду, чүнки асманниң рәңги қизил һәм тутуқ», дәйсиләр. Асман рәңги-ройини пәриқ етәләйсиләр-ю, лекин бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни пәриқ етәлмәйсиләр!
4 Рәзил һәм зинахор бу дәвир «мөҗизилик бир аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу дәвирдикиләргә «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»дин башқа һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду.
Андин у уларни ташлап чиқип кәтти.
«Ечитқу» болған езиқту тәлимдин һошияр болуш
Мар. 8:14-21
5 Мухлислири деңизниң у қетиға өткинидә, нан еливелишни унтуған еди.
6 Әйса уларға:
— Һошияр болуңлар, Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар, — деди.
7 Мухлислар өз ара мулаһизилишип:
— Нан әкәлмигәнлигимиз үчүн буни дәватса керәк, — дейишти.
8 Әйса уларниң немә дейишиватқанлиғини билип мундақ деди:
— Әй ишәши аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида мулаһизә қилисиләр?
9 Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишиниң тойғузулғанлиғи, қанчә севәт озуқ жиғивалғанлиғиңлар есиңлардин чиқтиму?
10 Йәттә нан билән төрт миң кишиниң тойғузулғанлиғи, йәнә қанчә чоң севәт озуқ жиғивалғанлиғиңларму есиңлардин чиқтиму?
11 Силәр қандақму мениң силәргә: «Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар» дегинимниң нан тоғрилиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр?
12 Мухлислар шундила униң нандики ечитқудин әмәс, бәлки Пәрисийләр билән Садуқийларниң тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти.
Петрусниң Әйсани Мәсиһ дәп тонуши
Мар. 8:27-30; Луқа 9:18-21
13 Әйса Қәйсәрийә-Филиппи райониға кәлгинидә, у мухлислиридин:
Кишиләр мән Инсаноғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди.
14 Мухлислири:
— Бәзиләр сени чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс пәйғәмбәр вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди.
15 У улардин:
— Әнди силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
16 Симон Петрус:
— Сән Мәсиһ, мәңгүлүк һаят Худаниң Оғли екәнсән, — дәп җавап бәрди.
17 Әйса униңға:
— Бәхитликсән, и Юнус оғли Симон! Буни саңа аян қилғучи һеч әт-қан егиси әмәс, бәлки әрштики Атамдур.
18 Мән саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрусдурсән. Мән җамаитимни бу уюлташ үстигә қуримән. Униң үстидин тәһтисараниң дәрвазилириму ғалип келәлмәйду.
19 Әрш падишалиғиниң ачқучлирини саңа тапшуримән; сән йәр йүзидә немини бағлисаң әрштиму бағланған болиду, сән йәр йүзидә немини қоюп бәрсәң, әрштиму қоюп берилгән болиду, — деди.
20 Бу сөзләрни ейтип болуп, у мухлислириға өзиниң Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә тинмаслиқни тапилиди.
Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини алдин-ала ейтиши
Мар. 8:31-9:1; Луқа 9:22-27
21 Шу вақиттин башлап, Әйса мухлислириға өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши муқәррәр болғанлиғини, шундақла үчинчи күни тирилдүрүлидиғанлиғини аян қилишқа башлиди.
22 Шуниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләп:
— Я Рәб, саңа рәһим қилинғай! Бешиңға бундақ ишлар қәтъий чүшмәйду! — деди.
23 Лекин у бурулуп Петрусқа қарап:
— Арқамға өт, Шәйтан! Сән маңа путликашаңсән, сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.
24 Андин Әйса мухлислириға мундақ деди:
Кимдәким маңа әгишишни халиса, өзидин ваз кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
25 Чүнки өз җенини қутқузмақчи болған киши чоқум җенидин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз җенидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
26 Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! У немисини җениға тегишсун?!
27 Чүнки Инсаноғли Атисиниң шан-шәриви ичидә пәриштилири билән келиш алдида туриду; вә у һәммә адәмниң өз әмәллиригә тушлуқ җавап қайтуриду.
28 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Инсаноғлиниң өз падишалиғи билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.